Хитайниң нефит дпломатийиси һәққидә мулаһизә


2004.08.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Һазир хитай дуняда нефит импорт қилиш җәһәттә америкидин қалса иккинчи орунда туридиған дөләт болуп қалди, ـــــ дәп обзорини башлайду лин бавхуа әпәнди, ــــــ һазир хитайда сәрп қилинидиған нефитниң 5 тин 3 қисми чәтәлләрдин импорт қилиниватиду. Хитай буйил йүз милюн тонна нефит импорт қилип болди. Хитай һөкүмити өзиниң һәдәп җиддилишиватқан нефит мәсилисини "ғәрбни кәң күләмдә ечиш" арқилиқ һәл қилишқа урунупму бақти. Хитай пәнләр академийисиниң башлиқи ниу венюәнниң баян қилишичә, хитайда һазир яритиливатқан омуми мәһсулат қиммити кәлгүси әвлатларниң мәнпәәтини қурбан қилиш бәдилигә кәлмәктә. Һазир хтайда яритиливатқан һәр бир америка доллирилиқ қиммәт үчүн сәрп қилинидиған байлиқ нисбити америкидин 4 һәссә юқири. Германийә , фирансийиләрдин 7 һәссә юқири, япунийәдин 11 һәсә юқири. Хитай һазир өзила пүтүн дуняниң % 31 көмүр записини,% 39 төмүр записини, % 27 пулат записини, % 40 симунт записини сәрп қиливатсиму, әмма у пүтүн дуняда яритилидиған иқтисадий қимммәт аран % 4.

Лин бавху әпәндиниң баян қилишичә, һазир хитайда електир қувити йитишмәслик мәсилиси бултурқидин еғир. Көпүнчә өлкиләрдә һазир ток билән тәминләш җәһәттә қаттиқ чәклимә бар. Һәтта "хитайчә сотсиализим" ниң көргәзмиси болған бейҗиң, шаңхәйләрдиму һәшәмәтлик чирақ нурлири пат - пат көздин ғайип болиду. Бундақ әһвал һазир хитайға мәбләғ салғучиларни үмитсиләндүрмәктә. Хитайда електир иситансилириниң көпүнчииси нефитни әмәс көмүрни йеқилғу қилатти. Електир иситансилириниң бу йилқи көмүр записи бултурқидин аз. Уни йөткәп килиштиму һәрхил қийинчилиқ бар. Йерақни көзлигәндә, хитайниң нефиткә болған еһтияҗи көмүргә болған иһтияҗидин юқири. Чүнки кәлгүсидә хитайниң иқитисадий қурулуши, дөләт мудапиәси вә хәлқ турмуши қатарлиқларниң һәммиси нефт билән зич мунасибәтлик. Һазир хитай һүкүмити 1 милярт 400 милюн адәмни "шавкаң җәмийиитигә йәткүзүш" дәп түзгән чоң пилан буйичә болса, хитай пүтүн дунядики нефтниң көп санлиқини сәрип қилиши керәк.

Һазир хитайниң нефткә болған иһтияҗи ашқансири, у тәйвән боғузида пәйда қилған җиддиликниң дәриҗиси шунчә юқури өрләватиду. ــــ Дәйду линбавхуа әпәнди,ـــــ хитай һәтта америка биләнму урушмақчи. Әмма хитайниң һазир қолида бар нефити аран 22 күнгә йитиду. Америка вә япунийәләрниң болса, қолидабар нәх нефт 150 күнгә йитиду. Һазир хәлқара базарда бир бак нефтниң баһаси 50 доллар чиқти. Мушу әмилийәткә асасән, хитайниң һазирқи депломатийә паалийәтлири нефтни асас қилмақта. Қарап бақайли, хитай үз әтрапидики дөләтләрниң ичидә , алди билән көзини мол йәр асти нефит записи бар русийә тиккән иди. Шуңлашқа алди билән русийәгә талаш тартиштики зиминләрни беривәтти, кәйнидинла русийәдин көпләп қорал - ярақ сетивелиш юли билән мәнпәәт йәткүзди. Униңдин кейинла русийәдин нефт сетивалмақчи болғанлиқини ипадилиди. Әмма русийә хитайдин етият қилиду. Шуңлашқа у нефт турубисини хитайға әмәс япунийәгә ятқузидиған килишимгә имза қойди. Әмди хитай көзини қазақстанға тикмәктә.

Хитайниң әтрапидики җәнуби деңиз, шәрқи деңиз вә сериқ деңизлардиму мол нефт вә тәбии газ байлиқи бар, ــــ дәйду лин бавхуа әпәнди, ــــــــ хитай бу җайлардики нефит байлиқи үчүн япунийә, җәнуби корийә, ветнам, пилипин, малашия, һиндинозийә қатарлиқ дөләтләр билән туқунушмақта. Әмма бу дөләтләрниң һәммси хитайға бузәк болмаслиқ үчүн америка иблән йеқин мунасибәт орнитивалди.(Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.