Хитай тарим ойманлиқида нефит-тәбиий газ ечишта чәтәл ширкәтлиригә тунҗи қетим ишик ачти


2006.07.14

Хитай һөкүмити һазир тарим ойманлиқидики нефит вә тәбиий газ байлиқлирини техиму көп ечиш үчүн чәтәл ширкәтлиригә ишикни кәң ачти. Бундақ шәкил буниңдин бурун көрүлүп бақмиған иди. Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, хитай нефит -тәбиий газ ширкити гуруһи 7 ‏- айниң 14 ‏- күни, өзи тарим ойманлиқида контрол қилип туруватқан 9 қедириш районидики 110 миң квадрат километир даирә ичидә нефит вә тәбиий газ бурғилашқа чәтәл нефит -тәбиий газ ширкәтлирини тәклип қилидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, хитай нефит - тәбииий газ ширкити гуруһи тарим ойманлиқиниң юқири еқин районлириға 1980 ‏- йиллардин башлап чәтәлдин мәбләғ җәлип қилишқа башлап, 46 чәтәл ширкитидин 1 милярд 400 милйон америка доллирилиқ мәбләғ қобул қилған иди. Бу қетим хитай тарим ойманлиқида нефит вә тәбиий газ бурғилаш үчүн чәтәл ширкәтлиригә ишик ечивитиштә қоллинидиған мәһсулатларға игидарчилиқ қилиш модели 'нисбәт буйичә бөлүшүш' тохтами түзүштин ибарәт болидикән. Һазир хәлқарада бир қисим нефит -тәбиий газ ширкәтлири бу шәкилгә қизиқмақта.

Тарим ойманлиқида нефит вә тәбиий газ бурғилаш җәһәттә хитайда пәйда болған бундақ йеңи йүзлиниш һәққидә түркийиниң һаҗәттәпә университетиниң профессори доктор әркин әкрәмниң қарашлири қандақ?

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз вәлиниң профессор доктор әркин әкрәм өткүзгән сөһбитидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.