Хитай вә уйғур елидики нәшрият вә илим - пән саһасидә нурғун мәсилиләр сақланмақта
2005.02.10
Хитай вә уйғур елидики нәшрият вә илим - пән саһасидә нурғун мәсилиләр сақланмақта хитай агентлиқи тәрипидин берилгән хәвәрләрдин мәлум болушичә, һазир хитайда иқтисадниң тәрәққи қилишиға әгишип , илим - пән вә нәшрият саһасигиму содилишиш адәтлири сиңишкә башлиған .
Болупму китаб нәшир қилишта яки һәр йили елип берилидиған унван баһалаш һәрикитидә, ким пулни көпрәк бәргән болса, шуниң китаби яки мақалиси алдин елан қилинидиған әһвал күнсери еғирлашқан . Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялилириниң мәлум қилишичә, бу хил әһваллар уйғур елидиму охшашла мәвҗут болуп һәтта илмий әсәр вә мақалилар сиясий җәһәттинму қаттиқ тәкшүрилгәнликтин, асанлиқчә елан қилинмайдикән .
©
2005 Radio Free Asia