Хитайниң рабийә ханимға қаратқан йеңи истиратегийиси
2007.10.18
Шәрқий түркистан миллий һәрикитиниң рәһбири, уйғурларниң мәнивий аниси вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң хәлқара сиясий сәһниләрдики тәсириниң күндин - күнгә ешип бериши, коммунист хитай һакимийитини қаттиқ сарасимигә салмақта вә йеқинқи мәзгилләрдин буян рабийә ханимға қаратқан һуҗум истратегийисини өзгәртип, ички вә ташқи тәшвиқатлирида рабийә ханимниң иқтисади мәсилилирини нуқтилиқ орунға қоюп, униңға, " иқтисади җинайәтчи " дегән қалпақни кәйдүрүш арқилиқ, өзлириниң бигунаһ инсанларға зиянкәшлик қилиштики әң асаслиқ вастилириниң бири һесабланған " сеситип йоқитиш " тактикисини қоллинип кәлмәктә.
Әмма шу бир әмәлийәтки, хитай һакимийити рабийә ханимни сеситимән дегәнсири, өзи сесип, дуня җамаәтчилики алдида өзлириниң намәртликини йәнә бир қетим ашкарилап бәрмәктә.
Мәсилән, йеқинқи бир - икки һәптидин буян хитай бихәтәрлик тармақлири, интернет дунясидики әң зор синалғу филимлирини тарқитиш мәркәзлириниң бири һесабланған "йотуб" тор бетидә, рабийә ханимни иқтисади җәһәттин қарилашни асаси мәзмун қилған көплигән синалғу филимлирини арқа - арқидин елан қилмақта.
Бу филимләрдә, хитай һакимийити тәрипидин мәқсәтлик һалда орунлаштурулған вә теги - тәкти намәлум болған бәзи ғурорсиз уйғур шәхисләр, өзлирини қандақтур рабийә ханимниң алдимиға учрап иқтисади җәһәттин вәйран болғанлар қилип көрситип, рабийә ханимниң көплигән кишиләрдин алған қәрзини төлимәй америкиға қечивалғанлиқини, һәтта рабийә ханим тәрипидин әйни чағда қурулған вә пүтүн шәрқий түркистан хәлқиниң алқишиға сазавәр болған " миң ана ширкити " ниму башқилардин пул үндүрүвелиш мәқсидидә қурғанлиқини илгири сүрүшмәктә.
юқиридики улиништин, обзорчимиз пәрһат муһәммидиниң бу һәқтә йүргүзгән мулаһизисиниң тәпсилатини диққитиңларға сунимиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай пиланлиқ туғут сияситидики мукапатлаш түзүмини йәниму кеңәйтмәктә
- Албанийигә орунлаштурулған уйғурларниң һаяти барғанчә үмидсизлик қайнимиға петип бармақта
- Хитай һөкүмити вә униң ялған демократийиси
- Ваң лечүән : шинҗаңда җәмийәт муқим, әл инақ, тәрәққият истиқбали парлақ
- Ғулҗа наһийисидә йүз бәргән көмүр кан һадисисидә кан игисиниң мәсулийити сүрүштә қилинмиди
- Хитай қанаста америкиниң йеловстон мәмликәтлик бағчисидинму чоң көләмлик бағчә қурмақчи
- Ваң лечүән, муқимсизлиқ уйғур елидә йәнила җиддий мәсилә, деди
- Америка уйғурлири роза һейтни күтүвалди
- Лондондики уйғур ансамбили ирландийидә оюн қойди
- Уйғур мусулманлири, мубарәк роза һейтиңлар қутлуқ болғай !
- Мустәбит һакимийәтләрниң тил бирлики
- Хитай тарим ойманлиқини хитайниң әң чоң нефит базисиға айландурмақчи