Явропа парламентида олимпикни байқут қилиш чақириқи
2008.03.27
3 - Айниң 26 - күни явропа парламенти пәвқуладдә бир йиғин чақирип, 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш мәсилиси һәққидә музакирә елип барған. явропа мәтбуатлиридики мәлуматларға асасланғанда, явропа парламенти рәһбәрлиридин томас. Ман әпәнди башчилиқидики парламент хадимлири явропа парламентида җиддий бир йиғин чақирип, тибәт мәсилисини музакирә қилиш вә олимпикни байқут қилиш чақириқини оттуриға қойған. Йиғинда, парламенттики 100 дин артуқ кишидин тәркип тапқан тибәтни һимайә қилғучилар тибәт сәргәрдан һөкүмити вәкиллирини брюселға тәклип қилип, уларниң тибәттики қанлиқ қирғинчилиқ һәққидә топлиған учурлирини аңлашни вә тибәт мәсилисигә сүкүт қилип туривалмаслиқни һәмдә 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишни тәкитлигән.
явропа парламенти ениқ ипадә билдүрүши керәк
Германийә долқунлири радиосиниң 26 - марттики „явропа парламенти бүгүн олимпикни муназирә қилди" намлиқ хәвиригә асасланғанда, явропа парламентида тибәтликләрниң йеқин достлири көпкән. Униң үстигә, парламент рәисиму олимпикни байқут қилиш тәрәпдари икән. Әгәр явропа парламентида олимпикни байқут қилиш һәққидә қарар елиш авазға қоюлса, парламент рәиси билән биргә, йүзлигән парламент әзалири қоллап аваз беридикән.
Олимпик мәш`или гиретсийидин хитайға қарап йолға чиқип нәччә күн өтмәйла чақирилған явропа парламентиниң бу йиғини, дуня җамаитиниң диққитини өзигә тартти. Техи икки һәптә илгирила, явропа парламенти д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң шан - шәрипини қоғдаш чақириқини оттуриға қойған иди. Бу йиғин йәнә хитай пуқралири өзлириниң кишилик һоқуқлирини тәләп қилип чуқан селиватқан бир чағда чақирилған.
Парламент әзаси томас. Ман әпәнди бу йиғинда мундақ дегән: "явропа парламенти тибәттики қирғинчилиққа қарита ениқ ипадә билдүрүши керәк. явропа парламентиниң даим бир көзәткүчи сүпитидә қарап туруши тоғра әмәс. Бундақ әһвал көп садир болди. Бүгүн биз бу йиғинда явропа парламенти яки кеңишиниң ениқ бир сигнал беришини арзу қилимиз."
Гәрчә явропа парламентиниң бу қетимқи йиғинда қандақ бир қарарни қобул қилғанлиқи ениқ болмисиму, йиғинда явропа парламентиниң тибәткә тәкшүрүш өмики әвәтиш, тибәтниң нөвәттики вәзийитини ениқлаш арқилиқ обйектип бир қарар қобул қилиш тәкитләнгән һәмдә б д т ниң бу қетимқи кишилик һоқуқ йиғинида хитайни мутләқ рәвиштә әйибләшни күн тәртипкә елиш оттуриға қоюлған.
Тәйвән хитайға болған ишәнчисини йоқатқан
26 - Марттики "тәйвән, тибәт вә олимпик" намлиқ хәвәргә асасланғанда, тибәт вәқәсиниң дунядики тәсири ундақ асан ахирлашмайдикән. Тибәтликләрниң достлири көп санни игилигән явропа парламенти вә явропадики һәр қайси дөләтләр һөкүмәтлириниң хитайға қарши туруп, тибәтни һимайә қилиш мәзмунидики түрлүк қарарларни қобул қилиш басқучи техи әмди башланған. Бу хилдики қарарларниң қобул қилиниши, пәқәт тибәттики қанлиқ тоқунуш тоғрисидики ишәнчилик мәлуматларниң қолға кәлтүрүлүшигә бағлиқ болуп қалған.
"Тәйвән, тибәт вә олимпик"намлиқ хәвәрдә йәнә, тәйвәнликләрниң тибәттики қанлиқ қирғинчилиқтин савақ алғанлиқи, хитайға болған ишәнчисини үзүл - кесил йоқатқанлиқи илгири сүрүлгән. Шуниң билән биргә, тәйвәнниң тибәткә охшимайдиғанлиқи, тәйвәнниң демократик, қудрәтлик бир дөләт сүпитидә мәвҗуд болуп кәлгәнлики, әгәр хитай тәйвән мәсилисини қорал күчигә тайинип һәл қилмақчи болса, тибәттә йүз бәргән қанлиқ тоқунуштин түптин һалқип кәткән пәвқуладдә еғир вәқәләрниң йүз беридиғанлиқи шәрһиләнгән.
Германийә техи ахирқи қарарни чиқармиди
явропа парламентида чақирилған бу қетимқи йиғинда, парламент әзаси, демократлар партийиси хадимлиридин җессиро әпәнди, хәлқара олимпик комитетиниң тәнтәрбийә билән сиясәтни айрип муамилә қилиш идийисини қаттиқ тәнқидләп: "һәммигә мәлумки, тәнтәрбийә өз нөвитидә йәнә сиясәтниң бир қорали. Олимпик мәлум бир дөләт һөддигә елип қурған нәрсә әмәс. Хәлқ`ара олимпик комитетиниң олимпик мусабиқисида мәс`мәсулийити бар" дегән.
Хәвәргә асасланғанда, франсийә вә белгийә һөкүмәтлиридиму олимпикни байқут қилиш тәрәпдарлири көп нисбәтни игиләйдикән. Белгийә һөкүмити көп санда тәнһәрикәтчи әвәтишни халимайдиғанлиқини билдүргән. Гәрчә германийә олимпик комитети һәптә илгири олимпикни байқут қилмайдиғанлиқини билдүргән болсиму, германийә һөкүмити техи ениқ ипадисини билдүрмиди. Германийә федерал җумһурийити ташқи ишлар комитетиниң рәиси борс әпәнди 26 - март күни мухбирларға бәргән баянатида, германийә һөкүмитиниң олимпикни байқут қилиш һәққидә ахирқи қарарни чиқармиғанлиқини тәкитлигән.
Хитайда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәммә йәрни қаплиған
Анализларға асасланғанда, хитайниң 2008 - йиллиқ олимпик мусабиқисини өткүзүш арзусида алдирап хош болуп кетишкә асаси йоқ икән. Тибәттики қирғинчилиқ, хитайниң олимпик һәққидә дуняға бәргән вәдисидә турмиғанлиқи, хәлқ`ара мухбирларниң хитайда әркин зиярәттә болалмиғанлиқи, тибәттики һәқиқи әһвални игиләш нийитидики мухбирларниң тибәткә кирәлмәйватқанлиқи, хитайдики омуми инсан һәқлири дәпсәндичилик қатарлиқ бир сүрә мәсилиләр хитайниң арзулирини көпүккә айландуруп қоюши мүмкин икән.
явропа парламенти әзаси томас ман әпәнди бу қетимқи йиғинда бу һәқтә тохтилип: „ хитайда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәммә йәрни қаплиған. Бундақ бир дөләтниң олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийити йоқ" дәп ениқ әскәрткән. Әгәр явропа парламенти бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәққидә һәр қандақ бир қарар қобул қилса, бу қарар явропа иттипақиға әза барлиқ дөләтләргә мутләқ тәсир көрситидикән. (Әкрәм)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәттики намайишни далай лама кәлтүрүп чиқарғанму?
- Тибәтләр ' қарлиқ тағда шир' бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (1)
- Хитай тибәтләрниң һәрикитигә терроризм җинайити артишқа қәдәм басмақта
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Далай лама пурсәт пишип йетилгәндә сөһбәткә тәйяр икәнликини билдүрди
- Коммунист хитай һөкүмити бир зораван гуруһ, у тиклигән йәрлик әмәлдарларму номуссиз ялғанчи
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Германийидә уйғурлар вә тибәтликләрниң хитайға қарши намайиши
- Голландийә уйғурлар вә тибәтләр бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси
- Д у қ яшлар комитети голландийә парламент әзалириға уйғурларниң вәзийитини аңлатти
- Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр
- Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири