Хитай вә уйғур елидә, зиялилар һәддидин артуқ хизмәт қилғанлиқтин өмри қисқармақта
2006.07.18
Хитай иҗтимаий пәнләр академийиси йеқинда хитайдики зиялийлар мәсилиси һәққидә мәхсус көк ташлиқ китаб елан қилди. Мәзкур "2006 - йиллиқ көк ташлиқ китаб" да, һазир хитайдики зиялийларниң аз дегәндә 70% и һәддидин ташқири чарчаш вә түрлүк роһий бесимлар түпәйлидин 50 яшлар әтрапидила һаятидин айриливатқанлиқи ашкариланған.
Чарчап түгүшиватқан әвлад
Бейҗиңда чиқидиған "қанун гезити" дә елан қилинған мәлуматта көрситилишичә, һазир хитайдики иқтидарлиқ кишиләр сани тез сүрәттә кемәйгән болуп, бу 2005 - йилиниң өзидила хитай иқтисадиға 900 милярд йүәнлик зор зиян елип кәлгән. Мәзкур мәлуматта йәнә, "2006 - йиллиқ көк ташлиқ китабта тәкитләнгән йәни йеши 53 - 54 яшлар әтирапидики 70% ни игилигән зиялийларниң һәддидин ташқири чарчап кәткәнликтин өлүп кетиватқанлиқи алаһидә тәкитләнгән болуп "әгәр зиялийлар йәнила өз саламәтликигә диққәт қилмайдикән, ундақта узун өтмәй буларниң арисидики 3 тин 2 қисми йүрәк вә меңә қан- томур кесилигә, 10 дин бир қисми өсмә кесәлликлиригә вә шундақла 5 тин 1 қисми тамака чекиштин келип чиққан өпкә кесили қатарлиқларға гириптар болуп өлиду " дәп көрситилгән.
Шаңхәй пәнләр академийисиму йеқинда хитайдики зиялийларниң саламәтлик мәсилиси һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип барған. Мәзкур тәкшүрүштин мәлум болушичә, бундин 10 йил илгири хитайдики зиялийларниң оттуричә өмри 58 вә 59 әтрапида икән, лекин һазир болса 53 вә 54 яшқа чүшүп қалған. Мәзкур мәлуматта йәнә "зиялийларниң оттура яшқа бара - бармай һаятидин айрилидиған бу хил әһвал ичкири өлкиләрдики чоң шәһәрләрдә бир қәдәр еғир" дәп көрситилгән.
Бейҗиң университетиниң профессори ху шиндув әпәнди хитай җәмийитиниң һазирқи вәзийитини анализ қилип, "бүгүнки күндә зиялийларниң өмриниң бундақ қисқирап кетиши җәмийәтниң зор дәриҗидә өзгириватқанлиқи билән мунасивәтлик, һазирқи заман зиялилириниң хизмәт бесими илгирики һәрқандақ дәвридикидин еғир, улар роһи җәһәттиму тәсәввур қилғусиз бесимларға дуч кәлмәктә. Шуңа роһий бесимниң күчийиши билән, бирәр кесәлгә гириптар болуп қалса, яман характерлиқ кесәлгә айлинип қутқузуп қелишму тәскә тохтайду. Мәнчә биз бу әвлад зиялийлирини 'чарчап түгүшиватқан әвлад' десәк һәргиз хаталашмаймиз. " Дәп билдүрди :
Көп хил бесим уйғур зиялийлириға техиму бесим болмақта
Радиомизниң һәқсиз ленийисигә келиватқан телефонлардин мәлум болушичә, һазир уйғур елидики һәрқайси мәктәпләрдә ишләватқан уйғур зиялийлири мәзкур районда мәвҗут болуп туриватқан миллий түрлүк бесимлар түпәйлидин, роһи җәһәттин зор зәрбиләргә дуч кәлгән. Болупму алий мәктәпләрдә, HSK намлиқ хитай тил өткилидин өтүш имтиһани оқутқучиларға бир тағдәк бесим болуп, көплигән оттура яшлиқ оқутқучилар бу хил бесимға бәрдашлиқ берәлмигүдәк һаләткә йәткән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған исмини мәлум қилишни халимиған бир университет оқутқучисиниң билдүрүшичә, йеқинда шинҗаң университетиниң тарих факултетида, дуня тарихи дәрисини өтидиған мәмтимин исимлиқ бир оттура яшлиқ оқутқучи уйғур оқутқучиларға имтиһан суаллирини хитай тилида чиқиришқа қарши турғанлиқтин, факултет йиғинида башлиқлар тәрипидин қаттиқ тәнқидкә учриған. Зәрбигә бәрдашлиқ берәлмигән бу оқутқучи роһий җәһәттин қаттиқ азаблинип, шу күниниң өзидила меңисигә қан чүшүп икки күн ичидә һаятидин айрилған.
Исмини мәлум қилишни халимиған бу оқутқучи сөһбәт җәрянида йәнә мәзкур мәктәптики уйғур оқутқучиларниң роһи һалитиниң күндин -күнгә төвәнләп кетиватқанлиқини тәкитләп, бундақ болуши уларниң өз тилида дәрс өтүш һоқуқиниң пүтүнләй мәни қилинғанлиқидин вә шундақла хитай тил өткилидин өтәлмәйватқанлиқидин дәп билдүрди. Ню-йорукта турушлуқ медитсина тәтқиқатчиси муһәммәт имин әпәнди уйғур елидики зиялийларниң роһи җәһәттә дуч келиватқан зор бесимлирини тәкитләш билән бир вақитта, бу хил әһвалда меңә қан томур кесәллики вә йүрәк қан томур кесилигә гириптар болидиғанлқини оттуриға қойди.
Медитсина тәтқиқатчиси муһәммәт имин әпәнди сөзидә йәнә һазирқи заман оттура яшлиқ зиялилири өзлирини роһи җәһәттин тәңшәшни өгиниши керәкликини тәшәббус қилди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур мәктәплиригә оқутқучи йетишмәсликтики һәққиқи сәвәб немә?
- Бу йил оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитай һөкүмити нимә үчүн уйғур райониға һәрбий офитсерларни орунлаштурушни "муһим нуқтиниң муһими" дәп тәкитләйду?
- 55 Миңдин артуқ алий мәктәп пүттүргән оқуғучи ғәрбий районға беришқа һазирланмақта
- Бу йил техиму көплигән алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар ишсиз қалиду
- Вақитлиқ оқутқучилар ишсиз қелиш алдида турмақта
- Хитайда иқтидарлиқ кишиләр кәм болмақта
- Алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучиларниң көп сандикиси ишсиз қалмақта
- Хитайда алий мәктәп оқуғучилириниң ишқа орунлишиши барғансери тәсләшмәктә