Мавзедуң қозғиған оңчиларға қарши туруш һәрикити тәл-түкүс инкар қилинип, зиянкәшликкә учриғанларға төләм берилиши керәк


2007.03.05

Хитай коммунист партийә мәркизи комитетиниң тәшвиқат министирлиқи, гәрчә 50 йилдин буянқи оңчиларға қарши туруш һәрикитигә даир вәқәләрни ашкарилимаслиқ һәққидә чәклимә чиқарған болсиму, әмма бейҗиңда икки чоң йиғин башланған һаман, буниңдин 50 йил бурун мавзедуң қозғиған 'оңчиларға қарши туруш' һәрикитидә зәрбигә учриған кишиләр имза қоюп тәклип йоллап, бу һәрикәтни тәл-түкүс инкар қилип, зәрбигә учриғанларға иқтисадий төләм беришни тәләп қилишқа башлиди. Бу һәрикәт һазир давамлишиватиду.

Хитай коммунистик партийиси бу һәрикәтни қозғаш үчүн алдамчилиқ тәшвиқати елип барған иди

Түркийидики таракийә университетиниң профессори доктор султан махмут қәшқәри әпәндиму, әйни вақитта хитай коммунистик партийиси бу һәрикәтни қозғаш үчүн алдамчилиқ тәшвиқати елип барғанлиқини көрсәтти.

Хитайдики 'оңчиларға қарши туруш һәрикити' уйғур аптоном районида оңчи -йәрлик милләтчиләргә қарши туруш һәрикити болған иди

Профессор султан махмут қәшқәри хитай коммунистик партийиниң алдамчилиқ тәшвиқатидин кейин ечилиш -сайраш башланғанлиқини, уйғур аптоном районида бу сиясий һәрикәтниң нишани борулуп йәрлик милләтчиликкә қарши туруш болғанлиқини вә униң ақивитини баян қилди.

Мавзедуң қозғиған 'оңчиларға қарши туруш ' һәрикитини тәл-түкүс инкар қилип, зиянкәшликкә учриған кишиләргә төләм берилиши керәк

Профессор султан махмут қәшқәри мавзедуң қозғиған 'оңчиларға қарши туруш ' һәрикитини тәл-түкүс инкар қилип, зиянкәшликкә учриған кишиләргә төләм берилиши керәкликини тәкитлиди.(Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.