Һәқсиз телефон линийиси бойичә сөһбәт - бир оқуғучиниң пикри
2006.07.24
Һәқсиз линийимиз бойичә келиватқан телефонлар ичидә нөвәттә, уйғурларниң дуч келиватқан бесимларниң күнсайин еғирлишиватқанлиқи һәққидики инкасларму бар. Бу инкасларда йәнә уйғур елидә хитайларниң нопус җәһәттә тез көпийиватқанлиқи һәм уларниң сиясий, сода-иқтисад қатарлиқ һәр саһәләрдә мутләқ үстүнлүкни игиләп, уйғурларға нисбәтән кәмситиш муамилилиридә болуватқанлиқи, уйғурларниң бундақ мәсилиләргә нисбәтән өз наразилиқлирини ашкара ипадиләштин мәһрум қеливатқанлиқиму оттуриға қоюлмақта.
Мана мушундақ кәмситишни өз ичигә алған түрлүк мәсилиләр түпәйлидин ичкири хитай шәһәрлиридә оқуватқан уйғур алий мәктәп оқуғучилири мумкин қәдәр ичкири хитай шәһәрлиридә иш тепип қелишни халайдикән.
Йеқинда истансимизниң һәқсиз телефон линийиси бойичә телефон қилған бир яш мухбиримиз үмидвар билән сөһбәтлишип, юқирида ейтилған бир қатар мәсилиләр һәққидә өз көз қаришини оттуриға қойди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә уйғур елидә, зиялилар һәддидин артуқ хизмәт қилғанлиқтин өмри қисқармақта
- Уйғур мәктәплиригә оқутқучи йетишмәсликтики һәққиқи сәвәб немә?
- Хитайда алий мәктәпләрниң оқуш һәққи 20 йил ичидә 25 һәссә өсүп кәтти
- Бу йил оқуш пүттүргән уйғур оқуғучиларниң хизмәт тепиши тәскә чүшмәктә
- Хитай һөкүмити нимә үчүн уйғур райониға һәрбий офитсерларни орунлаштурушни "муһим нуқтиниң муһими" дәп тәкитләйду?
- Алий мәктәп оқуғучилири дуч келиватқан мәсилиләр