Оттура асия һәмкарлиқ тәшкилати вә русийә


2004.08.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Икки йилдин бери мәвҗут болуп, күнсайин тәрәққи қиливатқан оттура асия һәмкарлиқ тәшкилати өткән һәптидә русийини өзигә рәсми әза қилди. Русийиниң мәзкур тәшкилатқа киришини қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә таҗикистандин ибарәт төт дөләт қоллиди. Түркмәнистан бу тәшкилатқа әза болмиған болуп, у өзини һәрқандақ бир район характерлик сиясий, һәрбий тәшкилатлар һәм иттипақлардин мустәсна тутуштәк нетирал ташқи сиясәт бәлгилигән .

Русийиниң оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуп киришиниң мәзкур тәшкилатниң алдиға қойған вәзипилиридә өзгириш пәйда қилиши һәмдә униң мәвқәлиридә бурулуш болуши мумкинлики пәрәз қилинмақта. Русийидики интернет гезитлиридин бири "http://www.gazetasng.ru" Да елан қилинған "москва өзиниң оттура асиядики тәсирини ашурмақта" намлиқ мулаһизидә оттуриға қоюлушичә; әслидә оттура асия һәмкарлиқ тәшкилати йеқин арида район характерлик бирликкә кәлгән базар қуруш, иқтисадий, енергийә, қатнаш вә алақә саһәлиридә һәмкарлиқ орнитиш һәққидә келишим һасил қилған иди.

Буниңдин икки йил илгири, мәзкур тәшкилатниң роли вә мәқсити һәққидә мәйданға чиққан тәһлилләрни әслигинимиздә; күзәткүчиләр, оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиниң кәлгүси нишаниниң иқтисадий мәвқәләрдин сирт йәнә сиясий мәвқә билән һәтта түркчилик идийилири билән бағлинишлиқ икәнликини оттуриға қоюшқан иди.

Мәлумки, совет иттипақи йимирилгәндин кейинки дәсләпки чағларда , оттура асияда түркчилик пикирлири йәни һәр қайси қериндаш түркий милләтләрниң тарихий, мәдәний бағлиниши һәққидики ортақлиқ ноқтинәзәрлири әркин һалда оттуриға чиқишқа башлиған шуниң билән бир вақитта йәнә түркийә һөкүмити тәрипидин дуняви түрк дөләтлири иттипақи дегәндә шәкилдә бир сиясий иттипақ қуруш пикирлири оттуриға қоюлғанда яш оттура асия мәмликәтлири буниңға қизиққан болсиму, әмма қазақистан рәһбири нурсултан назарбайәв мәзкур пикирни рәт қилған. У, буниң әксичә славиянлар билән түркий милләтләрниң бирлишиши астида явро-асияни ортақ башқурушни асас қилған явро-асия нәзәрийисини оттуриға қойған иди. Дәсләпки чағларда оттура асия мәмликәтлири өзлириниң кәлгүси чиқиш йолини издәп, түркийә билән қоюқ мунасивәт орнатқан һәмдә түркийә модел ини үлгә қилған. Лекин, вәзийәтниң өзгириши, җүмлидин русийә вә хитайниң оттура асия райониға нисбәтән өз тәсирини күчәйтиши нәтиҗисидә түркчилик хаишлириниң хәтәрлик икәнликини тонуп йәткән оттура асия рәһбәрлири иқтисадий һәмкарлиқларни асасий шоар қилған мәзкур тәшкилатни қуруп, оттура асияниң ортақ гүллинишни қолға кәлтүрмәкчи болушқан.

"http://www.gazetasng.ru" Да елан қилинған мақалидә оттуриға қоюлушичә; русийиниң оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиға кириши билән әһвалда тез өзгириш йүз бериши мумкин. Илгири қазақистан өзиниң иқтисадий җәһәттики тез өсүши билән мәзкур тәшкилатта башламчилиқ рол ойниған болса, мана әмди бу орунни русийиниң игилиши тәбий. Чүнки, русийә йәнила мәзкур райондики иқтисадий, һәрбий-сияси вә енергийә мунасивәтлиридә үстүнлүккә игә чоң дөләт .У оттура асия мәмликәтлиригә тәсир көрситишкә баштин ахири тиришип кәлгән иди.

Мулаһизичиләрниң қаришичә; һазир оттура асия райони хәлқара сиясий истратегийилик мунасивәтләрниң мәркәзлик нуқтисиға айланған. Бу җайда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилати, гуам тәшкилати қатарлиқ район характерлик сиясий тәшкилатлар мәвҗут болуп, буларда русийә йәнила башламчилиқ рол ойнимақта. Русийидин мустәсна қурулған оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиға москваниң кириши униң бу районда йәниму бир қәдәм пухта орун тутқанлиқини испатлайдикән.

Қазақистан учур агентлиқи "бүгүнки қазақистан" ниң мәлуматиға асасланғанда русийә бу тәшкилатқа киргәндин кейин, японийиму дәрһал өзиниң қизиқишини билдүргән шуниңдәк астанада "оттура асия вә японийә" дегән тема астида бу тәшкилат билән японийә ташқи ишлар рәһбири йорико кавагучи оттурисида сөһбәт болған һәмдә ортақ баянат елан қилинған.

Мәзкур баянатта көрситилишичә; японийә оттура асия мәмликәтлири билән енергийә, екологийә, адәм алмаштуруш һәмдә иқтисад вә санаәт саһәлири бойичә һәмкарлиқни елип баридикән. японийә 3 йил ичидә оттура асиядин 1000 оқуғучи қобул қилип, уларниң билимини ашуридикән һәмдә бу хил һәмкарлиқни давамлаштуридикән.

Бүгүнки қазақистан агентлиқиниң учуриға асасланғанда японийә ташқи ишлар әмәлдари японийиниң оттура асияға нисбәтән қизиқишиниң зор икәнликини билдүргән.

Оттура асия бүгүнки, күндә америка, хитай, русийә , түркийә, иран, пакистан қатарлиқ мәмликәтләр биләнла қоюқ һәмкарлиқ мунасивити орнитип қалмастин бәлки, йәнә японийә , малайшия қатарлиқ тинч окян районидики мәмликәтләрниң иқтисадий тәрәққиятидин үлгә елишқиму тиришмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.