Америка оттура асияда русийә билән һәмкарлишишни халайду
2007.02.27
Буниңдин икки һәптә илгири қурбан гүл бәрди муһәммәдоп қәсәм берип, түркмәнистан президентилиқ вәзиписини рәсмий тапшурувелиш билән биргә өзиниң түркмән баши сәпәр мурат ниязопниң сияситини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди һәмдә битәрәп ташқи сиясәт йүргүзүш билән маарип, иқтисад вә башқа саһәләрдә ислаһат елип баридиғанлиқини изһар қилди.
Учурлардин қариғанда, түркмәнистанда интернеткә дәсләпки қәдәмдә йол қоюш башланған болуп, көзәткүчиләр узун мәзгил диктаторлуқ түзүмдә яшиған бу дөләттә демократик ислаһат елип берилиши мумкинликини пәрәз қилишмақта. Нөвәттә, көзәткүчиләр оттура асия районида америка, русийә вә хитайдин ибарәт үч чоң дөләт мәнпәәтлириниң тоқунушуп қеливатқанлиқини илгири сүрүшмәктә. Бирақ, америкиниң бир нәпәр әмәлдари америка билән русийиниң оттура асияда көп җәһәтләрдин ортақ мәнпәәтлири барлиқи, бәлки америкиниң русийә билән оттура асия ишлирида һәмкарлишишни халайдиғанлиқини билдүрди.
Оттура асияда көп дөләтләрниң мәнпәәтлири мәвҗут
11- Феврал күни өткүзүлгән түркмәнистан президентиниң қәсәм бериш мурасимиға русийә, түркийә, иран, қазақистан, таҗикистан вә хитайниң алий дәриҗилик дөләт рәһбәрлири қатнашқан болуп, америка тәрәптин ташқи ишлар министирлиқиниң оттура вә җәнубий асия ишлириға мәсул ярдәмчи министири ричард бавчер иштирак қилған иди. Көзәткүчиләр нөвәттә, русийә, хитай, түркийә вә иран қатарлиқ енергийини муһим истратегийилик пилан қилған дөләтләрниң түркмәнистанниң йеңи һакимийити билән қоюқ мунасивәт орнитиш вә бу җумһурийәттә өз тәсирини тикләш һәм сақлап қелишқа интиливатқанлиқини көрситишмәктә.
Нөвәттә, русийә, хитай вә америкиниң оттура асия районидики мәнпәәтлириниң тоқунушуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Мәлумки, 2001-йилидики 11-сентәбир вәқәсидин кейин, америка қошма шитатлири оттура асия райониға һәрбий –сияси һәмдә демократик ислаһат җәһәтләрдин тәсир көрситишкә башлиған вә өзбекистан, қирғизстанларда һәрбий база қурған иди. Гәрчә, 2005-йилидики әнҗан вәқәсидин кейин, өзбекистан билән америкиниң мунасивәтлири соғуқлишип, бу дөләттики америка базиси тақалған болсиму, бирақ, қирғизистанниң манас айродромидики һәрбий базиси давамлиқ сақлинип туривәрди шуниң билән бир вақитта йәнә өзбекистанниң русийә вә хитай билән болған мунасивәтлири қоюқлишип, ташкәнт рәһбәрлири русийиниң башчилиқидики коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилатиға қатнашти һәмдә русийә билән иттипақдашлиқ келишими түзди.
Оттура асия дөләтлири русийә вә хитай биләнму йеқин һәмкарлашмақта
Русийиниң қирғизистандики һәрбий базисини өз ичигә алған һалда оттура асия районида һәрбий җәһәттинла пут тирәп турмастин, бәлки оттура асия районини мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи вә ортақ тамоҗна келишими дегәндәк тәшкилатлар нами астида сиясий-иқтисадий җәһәттин өзи билән зич бағлашқа тиришиватқанлиқи оттуриға қоюлмақта.
Өзбекистан, қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан вә таҗикистан рәһбәрлири арқиму –арқа хитайни зиярәт қилип, хитай билән сиясий, сода-иқтисад җүмлидин енергийә келишимлирини түзди. Нөвәттә, хитай билән қазақистан арисидики нефит аққузуш турубиси үнүмлүк хизмәт қилмақта һәмдә хитай қазақистан нефит ширкәтлирини сетивалған. Хитай йәнә өзбекистан вә түркмәнистан биләнму тәбиий газ келишимлири имзалиған.
Хитай мутәхәссиси пән гаң хитайниң оттура асиядики асаслиқ көзлигән мәқсити енергийә дәп оттуриға қойған болса, бир қисим оттура асия мутәххәсислири русийиниң оттура асиядики мәқсити һәрбий сиясий җәһәттин өзиниң әнәниви тәсирини әслигә кәлтүрүш дәп қариған. Йәнә бир қисим көзәткүчиләр америкиниң мәқсити һәққидә тәһлил йүргүзүп, америкиниң оттура асияда демократийини әмәлгә ашурушни нишан қилидиғанлиқини чүшәндуриду. Ундақта америка оттура асиядин зади немә көзләйду?
Америка оттура асияда русийә билән һәмкарлишишни халайду
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң оттура вә җәнубий асия ишлириға мәсул ярдәмчи министири ричард бавчер әпәнди америка авази радиосиниң зияритини қобул қилип, америкиниң оттура асия сиясити җүмлидин америка билән русийиниң оттура асиядики мәнпәәтлири мәсилиси һәққидә тохтилип мундақ дәйду:
" Биз русийә билән сиясий сияси мәсилиләрдә тоқунушуп қалмақчи әмәсмиз, биз үчүн сөз муһим әмәс, муһими әмәлий иш, мән бу һәптидә русийә муавин ташқи ишлар министири билән бизләрниң оттура асияда қандақ һәмкарлишишимиз тоғрисида, маарип, қанун һакимийитини қандақ илгири сүрүш һәққидә һәмдә зәһәрлик чекимлик тошушқа қарши қандақ күрәш қилиш, чегриларниң бихәтәрлик мәсилилиригә ярдәм бериш һәққидә наһайити пайдилиқ сөһбәт өткүздүм. Бу районда бизниң русийә билән ортақ мәнпәәтләргә игә көплигән саһәләр мәвҗут, биз русийә билән бирликтә ишләшкә тиришиватимиз ".
Ричард бавчер америкиниң оттура асия мәсилиси бойичә муһим әрбаби болуп, у илгири кейин өзбекистан рәһбири ислам кәримоп билән америка –өзбекистан мунасивәтлири һәққидә учришишлар өткүзгән. Буниңдин башқа йәнә һәр қайси оттура асия әллириниң америка билән болған һәмкарлиқ мунасивәтлирини илгири сүрүштә актип паалийәтләр елип барған һәм бармақта. Ричард бавчер әпәнди сөзидә йәнә америкиниң оттура асиядин көзлигән мәқсити һәмдә русийә билән бу мәқсәтлирини ишқа ашурушта һәмкарлишишни халайдиғанлиқи һәққидә ениқ қилип мундақ дәйду:
"Биз оттура асияда қаршилишишни халимаймиз, биз район аһалисиниң бәхти үчүн һәмкарлишиш тәрәпдаримиз, сөз уларниң мустәқиллиқи, уларниң һоқуқлири, әнәнилири вә дөләтчиликини һөрмәт қилиш һәққидә кетиватиду. Буларниң һәммисини биз чүшәндүрүп берәләймиз, демәк, биз бу мәқсәтләргә йетиш үчүн бирликтә ишләшни халаймиз һәм ишлимәкчимиз ".
Америка демократийини халайду, бирақ русийә билән хитайға керәк әмәс
Ричард бавчер америкиниң йеңи түркмәнистан президенти вә түркмәнистан һөкүмитигә тутқан сиясити һәққидә тохтилип, америкиниң түркмәнистанда демократик ислаһат елип берилишини үмид қилидиғанлиқини әскәртти шуниңдәк йәнә һазир интернәт кафесиниң ечилғанлиқи, түркмәнистанниң бу қәдимини давамлаштурушини үмид қилиш билән америкиниң түркмәнистанда демократик системиларниң орнитилишиға ярдәм беришкә даим тәйяр икәнликини шәрһилиди.
Америка оттура асияниң демократийилишишигә әһмийәт бериду, бирақ хитай билән русийә демократийә мәсилисини тилға алмайду. Русийә вә хитай башчилиқидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 2005-йили қазақистанниң пайтәхти астанада өткүзүлгән йиғинида "астана хитапнамиси" елан қилип, америкиниң оттура асиядики һәрбий базисини тақашни тәләп қилған. Бирақ, қазақистан билән қирғизистан көп қутуплуқ ташқи сиясәт йүргүзиватқанлиқи үчүн хитай вә русийидин башқа америка биләнму давамлиқ һәр тәрәплимилик һәмкарлиқ мунасивәтлирини сақлап кәлмәктә һәмдә уни раваҗландурмақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә-хитай мәхпий мунасивәтлири
- Хитай, русийә вә ғәрб оттура асияниң енергийисини талишиватиду
- Хитайлар оттура асияға чоңқурлап кирмәктә
- Профессор шерипҗан надироф: хитай қазақистанға мәбләғ селишта йәнила арқида
- Қирғизистан –америка мунасивәтлири нәгә йүзлиниду?
- Оттура асия кимгә йеқинлишиватиду?
- Америкиниң афғанистандики һәрбий һәрикити күткән нәтиҗини бәрдиму?
- Назарбайев америка зияритини башлиди
- Америка алиминиң оттура асияниң 15 йиллиқ мустәқиллиқи һәққидики йәкүнлири
- Қазақистан президенти америкини зиярәт қилмақчи
- Америка -моңғулийә һәрбий һәмкарлиқи пишип йетилмәктә
- Америка дөләт мәҗлисидә оттура асия темисида испат бериш йиғини ечилди
- Хитайниң иран президентини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға тәклип қилиши америкиға тақабил турғанлиқму?