Назар байефниң арзуси - оттура асияни бирләштүрүш
2007.04.18
Оттура асия җумһурийәтлири кәлгүсидә бир гәвдигә айлиналамду? бу соал оттура асия зиялийлири, сиясийонлири тәрипидин давамлиқ қоюлуп кәлмәктә. Йеқинда қазақистан рәһбири оттура асияни бирликкә кәлтүрүп, худди явропа иттипақиға охшаш бир сиясий, иқтисадий ортақ гәвдә қуруш арқилиқ районниң гүллинишини қолға кәлтүрүшни тәшәббус қилди.
Оттура асия муқим гүллинишкә муһтаҗ
Оттура асияда йеқинқи мәзгилдин буян күнсайин күчийиватқан өктичилик һәрикәтлириниң районниң сиясий, иқтисадий муқимлиқи билән бағлинишлиқ мәсилигә айлиниватқанлиқи, шу сәвәбтин йеқинқи һәптиләр давамида бишкәктә йүз бериватқан вәқәләрниң қирғизистанниң әтрапидики дөләтләр җүмлидин алди билән қошна қазақистан, түркмәнистан, таҗикистан вә өзбекистан җумһурийәтлириниң диққитини җәлип қиливатқанлиқи мәлум.
Шуниң билән бир вақитта йәнә, хәлқара җәмийәтму мәзкур дөләтләрниң 15 йилдин буян мустәқиллиқ мусаписини давамлаштуриватқан болсиму, лекин демократик ислаһатларни йетәрлик рәвиштә елип бармиғанлиқи вә өктичиләргә нисбәтән қаттиқ қол чариләр қоллинилғанлиқини тәнқид қилинмақта.
2005-Йили қирғизистанда йүз бәргән лалә инқилаби украинийә вә грузийидә ғәлибә қилған рәңлик инқилабларниң давами сүпитидә етирап қилиниш билән қирғизистан оттура асия райониниң демократик өзгиришлиригә тәсир көрситиш мумкинчиликигә игә болди. Гәрчә, һакимийәт өктичиләрниң қолиға өткән болсиму, лекин бүгүнки күндә мәзкур мәмликәттә қайтидин өктичилик һәрикәтлири мәйданға келип, райондики йеңи бир сиясий давалғуш долқунини пәйда қилди.
Мана мушундақ әһвал астида буниңдин бир һәптә илгири қазақистан рәһбири нурсултан назарбайеф телевизийә арқилиқ, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә түркмәнистандин ибарәт бәш җумһурийәтни бирләштүрүп," оттура асия дөләтлири иттипақи"ни қуруш идийисини қайтидин тәшәббус қилди.
явропа бирликини модел қилидиған оттура асия иттипақи
Қазақистан мәтбуатлириниң учурлиридин қариғанда, нурсултан назарбайеф "қазақистан, өзбекистан, таҗикистан, түркмәнистан вә қирғизистанниң иттипақи оттура асияниң парлақ келәчикини тәмин етиду" дәп көрситип, район рәһбәрлирини өзиниң "оттура асия дөләтлири иттипақи"ни қуруш һәққидики тәшәббусини ойлишип беқишқа чақирди.
Униң қаришичә, оттура асияда 55 милйон нопус яшайду, бу әнгилийиниң нопусидин аз болсиму, бирақ униң земини явропа иттипақиға баравәр, оттура асия оттура шәрқ билән иқтисади тәрәққи қиливатқан русийә, хитай вә һиндистанниң арисиға җайлашқан.
Назарбайәф немә үчүн оттура асия хәлқлиригә мундақ бир иттипақ керәк икәнликини шәрһләп, районниң бундақ бирлишишигә пүтүнләй асас барлиқини көрситип," мәзкур район һеч тәрәпкә таянмай туруп, өз ашлиқ мәһсулатлири билән өзини толуқ тәминлийәләйду, өзини енергийә җәһәттин вә башқа тәрәпләрдин толуқ тәминлийәләйду, һәтта, мустәқил базарға игә болиду, әгәр мундақ болса, һәр қайси җумһурийәтләр өзлиригә немә керәк икәнликини билиду" дәйду.
Қазақистан президенти нурсултан назарбайеф оттура асия дөләтлири иттипақини қуруш тәшәббусини буниңдин бир қанчә йиллар илгири оттуриға қойған. Әйни вақитта, қирғизистан вә өзбекистан рәһбәрлириниң бу тәклипләрниң пайдилиқ икәнликини муәййәнләштүргәнлики хәвәр қилинған иди. Назарбайеф мәзкур иттипақниң бирликкә кәлгән сиясий, иқтисадий, пул-муамилә башқа системилирини өз ичигә алған лайиһилирини оттуриға қойған.
Назарбайефниң ахбарат баянатчиси ерлан байҗаноп, қазақистанниң башқа төт җумһурийәт билән бирликтә тавар, адәм вә мәбләғләрниң әркин һәрикәтлиниши асасидики бирликкә кәлгән иқтисадий бошлуқ қурушни халайдиғанлиқини тәкитләп," бу явропа иттипақиниң моделиға йеқин, мәзкур пиланниң мәқсити районниң бихәтәрлики , иқтисадий тәрәққияти, сиясий муқимлиқи һәм гүллинишни тәмин етиштин ибарәт" дәп билдүргән.
Президент нурсултан назарбайефниң мәзкур тәшәббуси изчил тосқунлуққа учрап кәлгән болуп, ғәрб көзәткүчиси тони халпинниң қаришичә, башқа оттура асия рәһбәрлири демократийә вә инсан һоқуқи җәһәттин өз дөләтлиридә яхшилиниш болушни халимайду. Улар өз һоқуқлирини тутушни халайду.
Оттура асия дөләтлири иттипақини қуруш тәшәббуси йеқинда таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбидә өткүзүлгән оттура асия алимлири, сиясийонлириниң юмилақ үстәл сөһбитидиму музакирә қилинған болуп, таҗикистан алимлири 15 йилдин бери оттура асиядики һәр қайси җумһурийәтләрниң сиясий, иқтисадий , мәдәнийәт һәм башқа җәһәтләрдин мустәқил тәрәққи қилиш йолиға маңғанлиқини көрситип, бирлишиш тәшәббусиға қарши чиққан.
Қазақистан райондики башламчи дөләтму?
Ғәрб көзәткүчиси тоний халпинниң қаришиға асасланғанда, қазақистан мол енергийә записиға игә болуп, у ғәрб дөләтлириниң мәбләғлирини өзигә үнүмлүк җәлип қилмақта, қазақистан өзиниң иқтисадий тәрәққият сүрити , енергийә записи вә башқа алаһидиликлири билән оттура асия районидики башламчи дөләткә айлиниш еһтималлиқиға игә. Чүнки, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистанлар мундақ алаһидиликләргә игә әмәс.
Әлвәттә, оттура асия рәһбәрлири өзлириниң иқтисадини тәрәққи қилдуруш шуари астида оттура асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати, оттура асия дөләтлири иқтисадий гәвдиси дегәндәк түрлүк бирлик шәкиллирини қурған болсиму, лекин буларниң үнүмлириниң йетәрлик болмиғанлиқи тәкитлинип кәлгән иди. Мәлумки, оттура асиядики қазақ, қирғиз, түркмән, өзбек, уйғур қатарлиқ милләтләр түркий тиллиқ хәлқләр болуп, улар зор мәдәнийәт ортақлиқиға игә.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақ язғучиси һаҗи қумарниң һаяти, иҗадийити вә ахирқи арзуси һәққидә
- Түрүк дунясиниң яриси шәрқи түркистан
- Хитай һөкүмити уйғур аптоном районидики һәр қайси али мәктәпләрдә бир айлиқ сиясий һәрикәт башлиди
- Қағилиқ наһийилик партком секритари хе лимин иккинчи түркүмдә 313 нәпәр уйғур қизлирини тйәнҗингә йолға салған
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайдин адәмдин - адәмгә юқудиған қуш зокими әвришкисини тәләп қилди
- Хитайниң бәш йиллиқ истратегийилик уран записи пилани
- Дуня, америкида йүз бәргән паҗиәгә көңүл бөлмәктә
- Хитай, рабийә ханимниң оғли абликим абдуреһимға җаза һөкүм қилди
- Дунядики демократик һәрикәтләр уйғурларға тәсир көрситәләмду?
- Оттура асияниң демократик мәркизи - қирғизистан
- Америка - японийә - һинидистан 3 довләт бирләшмә деңиз армийә маневери тоғрисида
- Қирғизистан өктичилириниң алатав мәйданидики наразилиқ һәркитини давамлашмақта