Мәркизий асия иттипақи- мустафа камалдин нурсултан назарбайефқичә ( 1)
2007.05.22
Йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайеф мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш идийисини қайта тәкитлигән һәмдә өзиниң қирғизистан сәпиридә президент қурманбек бақийеф билән мәзкур иттипақ мәсилиси һәққидә пикир алмаштуруп, униң қоллишиға еришкән иди. Президент назарбайеф өзиниң мәзкур ғайисини буниңдин бир қанчә йил илгири оттуриға қойған болсиму, лекин таки һазирғичә униңда һечқандақ илгириләш болмиди.
Әмәлгә ашмай келиватқан ғайә
Мәркизий асия дөләтлириниң мутәхәссислири , сиясийонлири җүмлидин иқтисадшунаслири районниң җуғрапийиви, иқтисад вә мәдәнийәт қатарлиқ һәр җәһәттики әнәниви бағлинишлиқ мунасивәтлиридин чиқиш қилип, бир "гәвдә" болушниң район хәлқлириниң гүллиниши үчүн пайдилиқ икәнликини тәкитлисиму, шуниңдәк һәр хил шәкилдики район характерлиқ тәшкилатлар, мәсилән мәркизий асия һәмкарлиқ тәшкилати, һөкүмәтләр ара кеңиши дегәндәк һәмкарлиқ шәкиллирини барлиққа кәлтүргән болсиму, әпсуски , райондики һәр бир дөләтниң алаһидиликлири җари қалдурулған, һәқиқий йосунда бир йәрдин баш чиқиридиған сиясий-иқтисадий гәвдигә айлиниш мумкинчилики ишқа ашмай кәлди.
Нурсултан назарбайеф мәркизий асия иттипақини қурушниң зөрүрликини тәкитләш билән әгәр мундақ бир иттипақ қурулса, мәзкур районниң өзини йемәк ичмәк, енергийә вә башқилар билән толуқ тәминлийәләйдиғанлиқини көрсәткән иди.
Назарбайеф өз тәшәббусида мәркизий асия дөләтлири иттипақиниң ортақ базири, ортақ иқтисади шуниңдәк ортақ пули қатарлиқларға игә болушини оттуриға қойған һәмдә мәзкур иттипақ арқилиқ районниң бихәтәрлики вә башқиларни техиму үнүмлүк һалда капаләткә игә қилғили болидиғанлиқидин бишарәт бәргән иди.
Түркий хәлқләр иттипақини кимләр халайду? кимләр халимайду?
Нурсултан назарбайефниң мәркизий асия иттипақини қуруш идийиси қайта тәшәббус қилинғандин кейин русийә вә мәркизий асия сиясәтшунаслири бу мәсилә һәққидә бир мәйдан муназириләрни елип берип, бу һәқтики түрлүк көз қарашлири әкис әттүрүлгән мақалилирини елан қилишти. Бәзилири бундақ бир иттипақниң қурулушиниң мумкин әмәсликини тәкитлисә, йәнә бәзиләр униң тамамән мумкинлики вә зөрүрликини тәкитләшти.
Бундақ иттипақниң қурулушиниң мумкин әмәсликини тәкитлигәнләр тарихий җәрян вә җуғрапийиви сиясий муһиттин чиқиш қилип, мәркизий асия райониниң әтрапидики русийә, хитай, иран қатарлиқ дөләтләр истратегийичилириниң өзлириниң ички-ташқи сиясий вә иқтисадий истратегийә мәнпәәтлири түпәйлидин уни тарихтин бери халимиғанлиқи вә һазирму һәмдә кәлгүсидиму халимайдиғанлиқлирини оттуриға қоюшти.
Һәқиқәтән, мәркизий асия райони җүмлидин түрк дунясиниң халиған бир шәкилдики бирликкә келиши мәсилиси узундин буян мәркизий явро-асия түркий рәһбәрлириниң ғайилири болуп кәлгән.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, нурсултан әбиш оғли назарбайефниң "мәркизий асия дөләтлири иттипақи" дегини әмәлийәттә, түркий тиллиқ дөләтләрниң иттипақидин ибарәт болуп, бу йәрдики пәрқ шуки, назарбайеф " түркий милләт" дегән етник намни қоллинишниң орниға хәлқарада ортақ ишлитиливатқан җуғрапийиви аталғу "мәркизий асия"ни қолланған халас !
Назарбайеф бу идийиниң тунҗи игиси әмәс
Әмәлийәттә, назарбайеф бу идийини тунҗи қетим оттуриға қойғучи әмәс, мәзкур идийиниң дәсләпки тәшәббускарлирини өткән әсирниң ахиридин вә 20-әсирниң башлиридин издәш мумкин. Истанбулда илмий хизмәт қилидиған мәркизий асиялиқ мутәхәссис бәхтияр шаһназароф өзиниң " мәркизий асия дөләтлириниң иттипақи қуруламду?" намлиқ мақалисидә оттуриға қоюшичә, өткән әсирниң 30-йиллирида түркийә җумһурийитиниң президенти мустафа камал ататүрк мәркизий асияда түркләр билән туғқан хәлқләрниң яшайдиғанлиқи, улар мустәқил болған күнлири кәлгәндә түркийиниң улар билән бирлишишкә тәйяр туруши керәкликини ейтқан.
Шуниң үчүн түркийә сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан вә өзбекистанларниң мустәқиллиқини тунҗи етирап қилған һәмдә у йәрләрдә тунҗи қетим әлчиханә қурған мәмликәтләрниң биридур. Совет иттипақи дәвридә шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң әзаси һесаблинидиған түркийиниң оттура асия җумһурийәтлири билән алақә қилишиға йол қоюлмиған. Совит иттипақи йимирилгәндин кейин, түркийә бу йеңи мустәқил дөләтләр билән өзара мунасивәт орнатти
Бәхтияр шаһназарофниң йезишичә, 1992-йили, түркийә баш министири турғут озал оттура асияни зиярәт қилип, улар билән өзара оқуғучи алмаштуруш келишимдики имзалиди. Нәтиҗидә, түркийә билән оттура асия җумһурийәтлири арисида мәдәнийәт , маарип , сода-иқтисад җәһәтләрдә қоюқ һәмкарлиқ орнитилған.
Түркийә һәр йили һәр қайси җумһурийәтләрниң миңлап оқуғучиларни елип келип тәрбийилиди. 1993-Йили априлда, түркийә баш министири турғут озал мәркизий асия түрк җумһурийәтлири вә әзәрбәйҗанға қаратқан 12 күнлүк рәсмий зияритини башлиди һәмдә бу җумһурийәтләр рәһбәрлири билән" түркий тиллиқ дөләтләр һәмдостлуқи "қуруш һәққидики келишимни имзалиди.
" Бирақ, -дәп баянлирини давамлаштуриду- бәхтияр шаһназароф - турғут озал 17-април йәни түркийигә қайтип кәлгән күнниң әтиси туюқсизла вапат болиду һәмдә түркий тиллиқ мәмликәтләр иттипақини қуруш идийисини өзи билән биргә елип кетиду. Әйни вақитта, турғут озалниң бундақ бир һәмдостлуқниң қурулушни халимиған вә яки дуня сәһнисидә мундақ йеңи бир иттипақниң мәйданға келишидин қорққанлар тәрипидин зәһәрләнгәнлики һәққидә сөзләр тарқалған иди.
Буниңдин 17 йил өткәндин кейин түркийиниң бир хусусий телевизийә қанили турғут озалниң ханими - семри озал билән өткүзүлгән сөһбәтни көрсәтти. У, мәзкур зиярәттә ери турғут озалниң зәһәрләнгәнликигә ишинидиғанлиқини елан қилған" .(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Назарбайефниң оттура асия дөләтлири иттипақи қуруш идийиси әмәлгә ашамду?
- Нәзәрбайиф: қазақистан ядро истансиси қуруши керәк
- Қазақистан президенти нурсултан назарбайев хитай зияритини башлиди
- Оттура асия кимгә йеқинлишиватиду?
- Қазақистан рус йезиқини ташливатмәкчи
- Назарбайев америка зияритини башлиди
- Қазақистан падишаһлиқ дөләт боламду?
- Қазақистан президенти америкини зиярәт қилмақчи
- Канада тәвәликидики бир уйғур өзбекистанда қолға елинди
- Сәрсанбайефниң өлүми қазақистанда сияси боран - чапқун чиқарди
- Нурсултан назарбайеф президентлиққа қәсәм бәрди
- Нурсултан назарбайеф қәсәмяд мурасими өткүзди