Хитай оттура асияға болған тәшвиқатлирини қанат яйдурмақта
2004.08.18
Хитай йеқинқи йиллардин буян оттура асия мәмликәтлири билән болған һәр тәрәплимилик мунасивәтләрни күчәймәктә. Бу хил мунасивәтләрниң бир түри мәдәнийәт алақилири вә тәшвиқаттин ибарәт болуп, 8-айниң 18-күни қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридә “җуңго-шинҗаң мәдәнийәт һәптилики”өткүзүлди.Униңдин башқа йәнә хитай билән өзбекистан ,қирғизистанда арисида радио- телевизийә тәшвиқати бойичә келишимләр түзүлүп, хитай өзбекистанға уйғур тилида, қирғизистанға қирғиз тилида “җуңго авази” намида радио программиси тарқитишни башлиған.
©
2004 Radio Free Asia