Өзбекистан-хитай мунасивәтлиридики уйғур мәсилиси
2004.08.17
Өзбекистан һөкүмитиниң хитайниң тәләплиригә қошулуп, һәрқандақ уйғур паалийәтлирини бастурушқа мақул болиши, кишилик һоқуқ, сиясий вә мәдәнийәт һоқуқини қолға кәлтүрүшкә тиришиватқан уйғурлар үчүн бир шум хәвәр болди.
Инглизчә чиқидиған“ асия вақти гезити” дә йеқинда аптор н т тариминиң, “ хитай-өзбекистан келишими уйғурлар үчүн яман хәвәр ” дегән темидики бир парчә анализ мақалиси елан қилинип, өзбекистан хитай мунасивәтлиридики уйғур мәсилиси әтраплиқ мулаһизә қилинди.
Аптор мақалисидә, хитай президенти хуҗиңтав билән өзбекистан президенти ислам кәримофниң -6айниң -15күнидики учришишини әсләп өтүп, ислам кәримофниң бу җәрянда, ху җиңтав билән икки дөләт һәмкарлиқини илгири сүрүш тоғрисида бирләшмә баянат елан қилғанлиқини билдүрди. Мәзкур бирләшмә баянатта төвәндики нуқтилар көрситилди. Униңда,“ хитай билән өзбекистан, терроризм, бөлгүнчи вә радикал күчләрниң районниң бихәтәрлики вә муқимлиқиға давамлиқ тәһдит икәнликигә ишиниду һәм бу күчләргә бирликтә зәрбә бериду. Шундақла икки дөләт оттурисидики терроризм, бөлгүнчи вә радикалларға зәрбә бериш һәмкарлиқ келишимигә асасән, икки дөләтниң ахбарат органлири арисида алақини күчәйтип, күчлүк тәдбирләрни қоллинип, икки дөләтниң райондики бихәтәрлики вә тинчлиқини қолға кәлтүрүш үчүн ‘ шәрқий түркистан’ террорлуқ тәшкилатлирини өз ичигә алған һәрқандақ хилдики террорлуқ күчләргә қарши күрәш қилиду. Шундақла икки дөләт ‘ шәрқий түркистан террорлуқ күчлири’ гә зәрбә беришниң хәлқара терроризмға қарши күрәшниң муһим қисми икәнликигә қошулиду” дәп йезилған.
Мақалида көрситилишичә, хитай йәнә, оттура асия дөләтлиригә 9 йүз милйон америка доллири қәрз берип туридиғанлиқини, өзбекистанға болса, инсанпәрвәрлик ярдими сүпитидә 2.5 Милйон америка доллири беридиғанлиқини җакарлиған.
Өзбекистандики бир зиялийниң апторға билдүрүшичә, өзбекистан һөкүмити вә башқа оттура асия дөләтлири уйғурларниң паалийитигә қаратқан контроллуқни буниңдин кейин техиму чиңийтидикән. Шундақла хитай билән өзбекистанниң уйғурларниң мустәқиллиқ вә демократик һәрикәтлиригә қарши һәмкарлиқи, өзбекистанға көчүп кәлгән уйғурларниң кәлгүсигә тәсир көрситидиғанлиғи илгири сүрүлгән.
Мақалиниң аптори доктор н т тарими, уйғурлар билән өзбекләр оттурисидики узун йиллиқ мунасивәтләрни сөзләп келип, өзбекистанға көчүп киргән уйғурларниң өзбекләрниң җәмийәт, иқтисад вә мәдәнийәт һаятиға муһим төһпиләрни қошқанлиқини билдүрди. У йәнә, нөвәттә өзбекистандики уйғурларниң өзбек хәлқиғә охшашла сөз әркинлики қатарлиқ асаслиқ кишилик һоқуқлириниң өзбек һөкүмити тәрипидин боғуливатқанлиқини билдүрди. Һәмдә һазир өзбекистандики уйғурларниң шәрқий түркистандики қериндашлириниң сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқини қоллаш сүпитидә елип барған һәрхил сиясий вә кишилик һоқуқ паалийәтлириниң өзбекистан һөкүмити тәрипидин қаттиқ чәклиниватқанлиқини әскәртип, нөвәттә уйғурларниң, өзбекистанниң демукратийилишишини, өзбекләрдинму бәкрәк халайдиғанлиқини язиду.
Мақалида көрситилишичә йәнә, өзбекистан қатарлиқ оттура асия дөләтлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуп, уйғур мәсилиси хитай тәрипидин алаһидә оттуриға чиқирилиш билән тәң, өзбекистан һөкүмити өзбекистандики уйғурларни қоллайдиған вә хитайға қарши еқимларни пүтүнләй чәклигән. Һәтта өзбек мәтбуатлириму уйғурларниң сиясий мәсилисигә аит мақалиларни елан қилишни рәт қилған һәмдә түркийә вә германийидә чиқидиған шәрқий түркистанға аит гезит-жорналларниңму чегридин киришини тохтатқан. Буниңдин сирт йәнә, -1947йилдин буян хитайға қарши аваз аңлитиш берип келиватқан уйғур тилидики радиому вақит җәһәттин көп қисқартилип, уйғурларниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ вә сиясий мәсилилиригә аит прогираммилирини аңлитиш чәкләнгән.
Өзбекистандики уйғур паалийәтлириниң чәклиниши, -1994 йили хитайниң сабиқ баш министири ли пеңниң өзбекистанға қилған зияритидин башланған болуп, у чағда икки дөләт нурғун ортақ келишмләргә қол қоюшқан иди. Шуниңдин етибарән уйғур елидики хәлқләрниң кишилик һоқуқ вә мустәқиллиқини қоллайдиған уйғур тәшкилатлири өзбекистанда чәклинип, нөвәттә өзбекистанда бирму уйғур сиясий тәшкилати болмиған бир вәзийәт шәкилләнди.
Өзбекистан һөкүмити немә үчүн хитайға ярдәмлишип, өзлири билән мәдәнийәт, өрп адәт вә тил- әдәбият җәһәттин шунчә йеқин болған уйғурларни бастурушқа мақул болиду? чүнки өзбекистан һөкүмити бу арқилиқ, өзбекистан ислам һәрикитини бастурушта хитайниң ярдимигә еришмәкчи.
Аптор н т тарими мақалисиниң ахирида, өзбек-америка мунасивәтлири һәққидиму тохтилип, өзбекистанниң -11сентәбир вәқәсидин кейин, америка елип барған хәлқара терроризмға қарши күрәшкә йеқиндин ярдәмләшкәнликини, һәтта америкиниң афғанистан уруши үчүн һәрбий база һазирлап бәргәнликини көрсәтти. Гәрчә хәлқара җәмийәт өзбек-америка мунасивәтлириниң, һаким мутләқ өзбек һөкүмитини өзгәртип, уни демократийә вә кишилик һоқуқни һөрмәт қилидиған бир һакимийәткә айландурушини үмид қилған болсиму, әмма икки йилдин кейинки һазирқи өзбек һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатирисидә һечқандақ өзгириш болғини йоқ. ( Пәридә )