4 - Июн вәқәсидин кейин хитайни чаңгилиға алған үч чирик падишаһлиқ (1)


2005.12.09

Америкиниң нюйорк шәһиридә туриватқан мустәқил язғучи, сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәндиниң "хитайдики 80 йиллиқ коммунист чапқуни" дегән китаби хәлқарада бир қәдәр кәң даирилик тәсир қозғиған китабларниң бири.

4-Июн вәқәсидин кейинки үч падишаһлиқ

Лин бавхуа әпәнди "хитайдики 80 йиллиқ коммунист чапқуни" дегән сиясий обзорлар топлимини "лин фең" дегән әдәбий тәхәллус билән нәшр қилдурған. Бу китабта баян қилинишичә, 1989 - йилидики " 4 - июн вәқәси" дин кейин, пүтүн хитайни 3 чирик падишаһлиқ чаңгилиға киргүзүвалған, униң бири дең шавпиң җәмәтиниң қорал әткәсчилик падишаһлиқи, йәнә бири ли пең җәмәтиниң електир қуввити падишаһлиқи, үчинчиси, җаң земин җәмәтиниң учур- алақә падишаһлиқидин ибарәт дәп мулаһизә қилған.

Лин бавхуа әпәнди һазир америкиниң нюйорк шәһиридә туриду. У һечқандақ бирәр партийигә беқинмайдиған яки бирәр һоқуқлуқ әрбабқа яллинип, униң тапшуруқи билән иш қилип җан бақмайдиған, бәлки тамамән өзиниң қәлимигә тайинип, һәр күни җапалиқ ишләп, растчиллиқ билән мақалә йезип, мулаһизә йүргүзүп китаб нәшр қилип турмуш көчүридиған мустәқил язғучи.

Лин бавхуа әпәнди миниң соалимға җавап берип, у мәзкур мақалини язғанда, дең шавпиңниң қорал әткәсчилик падишаһлиқиниң рәңлик метал ширкити дәп атилидиған чоң ширкәтлири хоңкоңда пай чекини базарға салған чоң ширкәтләр иди. 1997 - Йили дең шавпиң өлгәндин кейин бу ширкәтләрниң паалийити аҗизлап қалған, җаң земинниң учур - алақә падишаһлиқи аллиқачан тиклинип болған, ли пеңниң електир қувити падишаһлиқиму мәвҗут вақит иди. Һазир "4 - әвлад рәһбәрлик ядроси" дәп аталған ху җинтав дәвридиму буларниң тәсири йәнила мәвҗут. Хуҗинтав билән вен җабав бу падишаһлиқларға чеқилмақчи болған иди, әһвалдин қариғанда һазир йәнила уни тәвритәләйдиғандәк әмәс, деди .

Коммунистик партийә өзини сақлап елиш үчүн хәлқни бастурди

Лин бавхуа әпәндиниң "хитайдики 80 йиллиқ коммунист чапқуни" дегән китабиниң " 4 - июн вәқәсидин кейин хитайни чаңгилиға киргүзүвалған үч чирик падишаһлиқ" дегән қисмида баян қилинишичә, өткән әсирниң 80 - йиллирида, хитайда коммунист партийиниң һакимийитигә әң қаттиқ зәрбә берип, уни амалсиз һаләткә чүшүрүп қойған вәқә дәл бейҗиңда йүз бәргән хиянәтчиликкә, чирикликкә қарши туруш үчүн партлиған әркинлик, демократийә һәрикити. Бу һәрикәттин әҗәллик зәрбигә учриған коммунист партийә дәрһал уни қораллиқ бастурди. Коммунист партийә бу һәрикәтни бастурғандин кейин , униңдики парихорлуқ -чириклик техиму тәрәққи қилди, бу чағда йәнә "растчиллиқ, рәһимдиллиқ вә сәвричанлиқ" ни тәшәббус қилидиған фалунгоң һәрикитиниң зәрбисигә учрашқа башлиди. Коммунист партийә фалунгоңни йоқатмай туруп өзиниң чирик сиясий орнини сақлап қелиши мумкин әмәс иди.

Васитә таллимайдиған дәвр

Лин бавхуа әпәндиниң "хитайдики 80 йиллиқ коммунист чапқуни" дегән китабида баян қилинишичә, 89 - йилидики 4 - июн вәқәси коммунист партийиниң һакимийитигә бивастә тәһдит болуп шәкилләнгән иди. Шуңлашқа "8 қери" бирақла қутрап кәткән. Уларниң ичидә әйни вақитта пәқәт яң шаңкунла мәркизи комитет сиясий бюросиниң әзаси болғандин башқа, дең шавпиң, чен йүн, ваң җен, қатарлиқ 7 қериниң һечқайси сиясий бюрониң әзаси әмәс иди, лекин улар җәм болуп чиқарған демократик һәрикәтни бастуруш қарарини сиясий бюроға иҗра қилғузған. "8 Қери" бирлишип 4 - июн вәқәсини қораллиқ бастурғандин кейин, худди мавзедоң дәври дөләттики сиясий һоқуқларниң һәммисини чаңгилиға киргүзүвелиш үчүн васитә таллимайдиған дәвр болғанға охшаш, бу чағдики дең шавпиң дәвриму иқтисадий мәнпәәтләрни чаңгилиға киргүзүвелиш үчүн һәргиз васитә таллимайдиған дәвр болди. Униңдин кейинки җаң земин дәври болса, йәниму илгириләп, сиясий һоқуқлар билән иқтисадий мәнпәәтләрниң һәр иккилисини пүтүнләй чаңгилиға киргүзүвелиш үчүн вастә таллимайдиған дәвр болди. Бундақ чирикләшкән, мустәбит дәвр иһтияҗи үчүн, хитайни дең шавпиң җәмәтиниң қорал әткәсчилик падишаһлиқи, ли пең җәмәтиниң електир қувити падишаһлиқи, җаң земин җәмәтиниң учур- алақә падишаһлиқи чаңгилиға алди. Бу чирик падишаһлиқлар "4 - әвлад рәһбәрлик ядроси" дәп аталған ху җинтав һоқуқ бешида туриватқан һазирқи дәвридиму йәнила мәвҗут.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.