Бир җуңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси (1)
2004.08.13
Франсийиниң париж шәһиридә туриватқан ву җаң, җаң юлу әпәндиләр "бир җуңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси" дегән мақалисидә, алди билән, буниңдин үч йил бурун хитай коммунист партийә мәркизи комитетиниң чәтәлләр билән алақә бағлаш җәмийитиниң баш катипи таңшубей әпәнди париж шәһиридики хитай базирида, саяһәткә кәлгән муһаҗирларға зияпәт бәргәндә йүз бәргән вәқәни әсләп өткән. Шу қетимқи һәшәмәтлик зияпәттә коммунист әмәлдари таң әпәнди" икки қирғақ мәсилисигә даир һәрқандақ соал болса оттуриға қоюңлар, биз сөзлишәйли" дегәндә, саяһәтчи муһаҗирлар өмикиниң башлиқи ваң әпәнди "1912 - йили сүн җоңсән әпәнди "дөлитимизниң нами "җуңхуа минго" , униң қисқартилмиси "җуңго" дәп җакарлиған иди. Буниңға 89 йил болди. Әмма коммунист партийә һазир "дөләт қурулғандин буянқи 50 йил мабәйнидә..." Дәп сөзләватиду. Зади "җуңго"ни парчилиған ким?" дәп сориған иди, таң әпәндиниң чирайи дәрһал өңүп"сән тәйвән мустәқилчилиридин икәнсән, әгәр чоң қуруқлуққа барсаң думба йәйсән" дәп варқириди. Зияпәт бузулди. Зияпәт әһли бу соал хитай коммунист партийисиниң титаң томуриға тигип кәтти.... Дейишти.
"Бир җуңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси" дегән мақалидә хитайниң 1920 - йиллардики әһвалини вә парчиланғандин кийинки чоң қуруқлуқтики җуңхуа хәлқ җумһурийити билән тәйвән арилидики җуңхуа мингониң әһвалини селиштуруп мундақ дәп баян қилинған: сүн җңсән қурған җуңхуа мингода, 1920 - йилларда хәлқниң топлиниш, тәшкилатларға уюшуш, сөзләш, нәшр қилиш, маканлишиш һоқуқиға капаләтлик қилиш йолға қоюлушқа башлиғанлиқтин, 1921 - йили 7 - айда қурулған хитай коммунист партийисини өз ичигә алған әркинлик партийиси, һәтта будда дин партийиси дегән партийиләрму қанун җәһәттә капаләткә игә болған. Шу вақитта хитай коммунист партийисиму қанунлуқ һалда сайлам арқилиқ һуқуқ йүргүзидиған партийигә айлиналиши мумкин иди. Әмма у совет иттипақи коммунист партийисиниң йолйоруқиға асасән җуңгони парчилаш йолиғила маңди. У җуңго земинидә "совет һөкүмити" дәп атилидиған һүкүмәтләрни қуривалди. Ахир җуңго 1949 - йили иккигә бөлүнүп кәткәндин кийин, тәйвәндә шу вақитта йолға қоюлушқа башлиған демократийә һазирға қәдәр тәдриҗи һалда мукәммәлләштүрүлмәктә. Әмма хитай коммунист партийиси җуңгони парчилап қурған җуңхуа хәлқ җумһурийитидә 50 нәччә йилдин буян демократийә мәвҗут әмәс.
"Бир җоңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси" дегән мақалидә баян қилинишичә, бөлгүнчиликни мавзедуң башлиған. Мавзедуң 1919 - йилидила "шаңҗаң обзорлири" дегән жорналда җуңгони парчилап бирмунчә кичик җумһурийәтләргә айландурушқа тәйярлиқ көргән иди. 1920 - Йилиға кәлгәндә, мавзедуң учуқ ашкара һалда хунәндә чиқидиған дагоңбав гезитидә мақалә елан қилип "хунәнни хунәнликләр өзи идарә қилиду" , "хунәнни гүлләндүрүштики түп мәсилә --- хунән җумһурийити қуруш"тин ибарәт дәп җакарлиған, һәтта "хунән асаси қануни" дегән қанунларни түзүп чиқип, униңдики җуңгони бирмунчә кичик җумһурийәтләргә парчилайдиған сияси нишанни шу йили 10 - айда хунәндә өткүзүлгән 10 миң кишилик йиғилишта вәз ейтип җакарлиған. Әмма мавзедуң һакимийәт қуривалғандин кийинла, хәлққә бәргән һәммә вәдисидин тинивелип, мустәбит түзүмнила йолға қойди.
"Бир җуңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси" дегән мақалидә хитай коммунист партийисиниң бөлгүнчилик қилиш идийиси нәдин кәлгән, дегән мәсилә тоғрисида баян қилинишичә, совет иттипақи 1991 - йили 12 - айниң 26 - күни өзиниң гумран болғанлиқини рәсми җакарлиғандин кийин, униң әйни вақиттики вәхпи архиплири дуняға ашкара болди. Униңда мәлум болишичә, хитай коммунист партийисиниң башқа партийә - гуроһларға ишпийон киргүзүп ариға соғуқчилиқ салидиған "бирликсәп" сиясити совет иттипақи әйни вақитта хитай коммунист партийисигә вәхпи һалда тапшурған вәзипиләр иди. Коммунизм интернатсонали 1920 - йили 8 - айда москвада ечилған 2 - қурултийидин кейин хитай ишлириға қол селишқа башлиған. Коммунизм интернатсионалидин мариң әпәнди 1921 - йили 6 - айда "йирақ шәрқтә коммунизм интернатсионалиниң бир шөбисиини қуруш үчүн тәкшүрүш елип барғили шаңхәйгә кәлгән. У 7 - айниң 23 - күни хитай коммунист партийисиниң 1 - қорултейиға қатнашқан. ( Бу архип арқилиқ бизгә мәлум болдики, хитай коммунист партийиси өзиниң 1 - қорултейини 7 - айниң 1 - күни ечилди дегини ялған). Мариң әпәнди қурултайда "хитай коммунист партийиси гоминдаң партийиси даирисидә паалийәт елип берип, бу арқилиқ өзиниң мустәқиллиқини сақлап қелиши керәк" дәп йолйоруқ бәргән. Мариң әпәнди 1922 - йили 8 - айда йәнә интернасионалниң вәкиллиридин карил радик, адафийофлар билән биллә бейҗиңға кәлгән. Улар 8 - аٍйниң 28 - күнидин 30 - күнигичә хитай коммунист партийисиниң хаңҗу шәһиридики шиху көлидә ечилған мәркизи комитетниң кеңәйтилгән йиғиниға қатнашқан. Улар йиғинда коммунизм интернасионалиниң "хитай коммунист партийисиниң әзалири гоминдаңға әза болуп кириши керәк" дегән йолйоруқини йәткүзгән. 1923 - Йили 1 - айниң 26 - күни адафийоф билән сүнҗоңсән әпәнди бирләшмә баянат елан қилип гоминдаңниң совет иттипақи билән бирләшкәнликини җакарлиған. Шуниңдин кийин, хитай коммунист партийиси җуңгони һәрхил йол билән парчилайдиған паалийәтлирини башлиған. (Вәли) (давами бар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә елип берилған хитай-пакистан һәрбий маневириниң арқа көрүниши немә?
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(6)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(5)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму? (4)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму? (3)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(2)
- Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(1)
- Хитай немишқа сүргүндики бу уйғурдин қорқиду?