Бир җуңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси (2)
2004.08.16
Фирансийәниң париж шәһиридә туриватқан ву җаң, җаң юлу әпәндиләрниң "бир җуңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси"дегән мақалисидә баян қилинишичә, хитай коммунист партийсиниң 1920 - йиллардики йетәкчиси чен душу әпәнди елан қилған әслимиләргә асасланғанда, коммунизм интернатсионалиниң вәкилигә сүн җоңсән әпәнди "коммунистлар гоминдаңға киргән икән, улар чуқум гоминдаңниң низамнамисиға бой сунуши керәк, әгәр ундақ қилмиса, биз уларни гоминдаңдин чиқиривитимиз, әгәр бу мәсилисдә совет иттипақи коммунист партийси уларға ян басса, биз совет иттпақиға қарши туримиз" дегән, бу шәрткә коммунизм интирнатсионалиниң вәкили қушулған иди. Әмма хитай коммунист партийиси гоминдаңға қарита оңчи, оттуричи, солчи дәп 3 кә айрип муамилә қиливәрди. Йәни бир қисими билән бирлишиш, иккинҗи бирқисмини үзигә тартиш, йәнә бир қисмиға зәрбә бириш усулини қоллинивәрди. Хитай коммунист партийиси ағзида "һәмкарлиқ" дәп атисиму, әмма әмилийәттә һәмкарлашмиди. Мәсилән, "хитай коммунист партийиси билән гоминдаң партийисиниң һәмкарлиқи" җакалинип болғандин кийин, хитай комммунист партийисиниң йетәкчилиридин чен душиу әпәнди 9231 - йили гуаңҗуда өткүзүлгән 3 - нөвәтлик партийә қорултейида "гоминдаңни өзгәртип қуруш" дегән пиланни оттуриға қойған. Хитай коммунист партиийси 80 йил бурун совет иттипақи коммунист партийисиниң йолюруқи буйичә иш қилип гоминдаңға қарита қолланған "3 кә айрип парчилаш" сияситини, униңдин 40 йил кийинки "мәдәнийәт инқилаби" дегән һәрикәттиму қолланди. Әмди бөгүнки күндиму йәнила хоңкоңлуқларға қарита мушундақ 3 кә бөлүп парчилаш сияситини қоллиниватиду.
"Бир җуңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси" дегән мақалидә баян қилинишичә, хитай коммунист партийисиниң "шаңхәйдә 1927 - йили 4 - айниң 12 - күни, җаңкәйши һүкүмити ишчилар тәртип сақлаш әтритини қоралсизландурғандин кейин хитай коммунист партийси билән гоминдаң партийисиниң һәмкарлиғи бузулди" дегән тәшвиқати кәмкүтисиз ялғанчилиқ. Хубей хәлқ нәшрияти нәшр қилған "хитай коммунист партийисиниң 80 йилииқ тарихида болуп өткән вақәләр" дегән китабта "һәмкарлиқ"ни хитай коммунист партийиси бузғанлиқиниң пакитлири баян қилинған. Хитай коммунист партийиси 1923 - йили 11 - айниң 24 - күни, 3 - нөбәтлик партийә қорултейиниң 1 - омумйиғинида гоминдаң билән һәмкарлишишни қарар қилғандин кийин, у, әмилийәттә "җоңго"ни парчилаш билән шуғулланди. Хитайниң йеқинқи заман тарихидики "ниңгаң қозғилиңи" дәп аталған вақәни 1926 - йили 8 - айда, хитай коммунист партийисиниң йетәкчилиридин лоң җавчиң "гоминдаңниң күзәткүчиси" дегән нам берип қозғиған. 1926 -Йили 11 - айда, хитай коммунист партийисиниң йетәкчилиридин җуде, лиу бәйчеңлар гоминдаң нами билән сичуәнгә берип қозғилаң уюштурған. 1927 - Йили 11 - айда, хитай коммунист партийисиниң йетәкчилиридин җавшийиң, лойиноңларму гоминдаң нами билән шаңхәйдә қозғилаң тәшкиллигән. 1927 - Йили пуку портида совет иттипақиниң "ленин" намлиқ парихотиға қачиланған коммунизм тәшвиқ варақлири тепилған. Шуниңдин кийин әйни вақиттики җоңго һүкүмити билән совет иттипақи һүкүмти оттурисида мунасивәт бузулди. Шуниңға әгишип "хитай коммунист партиси билән гоминдаң һәмкарлиқи" дегән һәмкарлиқму бузулди.
Фирансийиниң париж шәһиридә туриватқан ву җаң, җаң юлу әпәндиләрелан қилған "бир җуңгони парчилап ташлиған хитай коммунист партийиси"дегән мақалидә баян қилинишичә, "хитай коммунист партийиси билән гоминдаңниң һәмкарлиқи" дәп аталған һәмкарлиқ бузулғандин кийин, "мавзедоң талланма әсәрлири"дә "инқилаби база" дәп аталған тәприқичи һөкүмәтләр һәммә җайда пәйда болди. Хитайдики дәрслик китабларда һазирму, хитай коммунист партийәси қилчә нумус қилмастин туруп, әйни вақитта үзи "бир пүтүн җоңго"ни парчилап қурған совет һүкүмити, җиңгаңсән инқилаби базиси, чегра район һүкүмити дегән тәприқичи һакимийәтләргә мәдиһийә уқуватиду. Мақалида баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси һакимийәт қуруштин бурун барлиқ қувлуқ - шумлуқ, һелә - микириләрни қоллинип, һәтта әйни вқитта йолға қуюлған демократийәдин пайдилинип гоминдаңни вә бир җоңгони парчилап ташлиди. Хитай коммунист партийиси үзи һакимийәт қурғандин кийин болса, йәнә шундақ вастә қоллинип хәлқтә демократийә вә әркинлик болишиниң алдини алди.