Хитай коммунист партийиси һәққидики мулаһизиләр (3)
2004.11.01
Сүн фең әпәндиниң " коммунист партийиниң маһийити зомигәрлик" сәрләвһилик бир мулаһизиси "хәвәрләр мәҗмуәси"дә елан қилинди. Сүн фең әпәнди мақалисида коммунист партийиниң маһийити зомигәрлик қилип һәммини игәливилиштин ибарәт икәнликини көрситипла қалмай, бәлки коммунист партийә хитайдәк дөләттә һазир хәлқниң муһасирә ичидә қалғанлиқиниму көрсәткән.
Коммунист партийиниң зомигәрлик нәзирийиси
Сүн фең әпәндиниң баян қилишичә, коммунист партийиниң зомигәрлик нәзәрийиси "коммунизм" дегән қуруқ хиял асасиға қурулған. Коммунист партийә өзиму ғайисини "коммунизмни ишқа ашуруштин ибарәт" йәни һәммини омумниң қиливетиш арқилиқ һәммини өзи игәливалидиғанлиғини җакалап кәлмәктә. Демәк, коммунист партийиниң маһийити "коммунизм" дегән қуруқ хиялға асасән ялған сөзләш, алдамчилиқ қилиш арқилиқ инсанийәттики реаллиқини йоққа чиқириш, инсанийәтниң тәбии шәкилләнгән әхлақ өлчәмлирини бурмилаш, бузуш, инкар қилиштин ибарәт болди. Коммунист партийә буниң үчүн хәлқни "синип"қа айриш усулини қоллинип хәлқ ичидә адавәт, өчмәнлик пәйда қилди вә "синипи күрәш" арқилиқ хәлқниң әнәниви әдәп өлчәмлирини бузуп, шу арқилиқ ахирқи һесабта хәлқниң пүтүн мүлкини тартивалди. Коммунист партийә йолға қойған "синипи күрәш" дегәнниң әмилий җәряни җәмийәттики һәммә мәсилини һөкүмәтниң қорал кучиға тайинип бир тәрәп қилиштин ибарәт болди. Коммунист партийидә вәдигә әмәл қилиш, дөләтниң қануниға риайә қилиш, қаидигә буй сунуш, адаләт, инсанпәрвәрлик дегән нәрсә мәвҗут әмәс.
Коммунист партийиниң пүтүн һәрикити һәммини игәливилиш
Сүн фең әпәндиниң баян қилишичә, сабиқ совет иттипақида коммунист партийә қурулғандила, униң мәқсиди башқа әлләргә таҗавуз қилиш, һуҗум қилиш вә уни игәливелиштин ибарәт болған. У шу йол билән өз әтрапидики түркий әлләрни игәливалди. У явропада, хитайда, корийидә, ветнамда, һәтта камбодийәдиму өзигә охшаш коммунист партийә қуруп чиққан иди. Бу коммунист партийиләрму һәммиси, худди совет иттипақи коммунист партийисигә охшашла, һоқуқ тутуштин бурун бандитлиқ, болаңчилиқ билән шуғулланған болса, һакимийәт қурғандин кейин өз хәлқиғә зомигәрлик қилиш, вә әтрапидики әлләргә таҗавуз қилиш билән шуғулланди. Ахир 80 йиллиқ әмилийәт арқилиқ хәлқарада коммунизм вә коммунист партийә система җәһәттин пүтүнләй гумран болди. Буниң ичидә, худди хитай коммунист партийисидәк өзини сақлап қелиш үчүнла коммунизмдин йүз өрүш усулини қоллинип техичә хәлққә өктәмлик қилип туриватқан партийиму һазир хәлқниң муһасириси ичидә қалди.
Коммунист партийә хәлқниң муһасириси ичидә
Сүн фең әпәндиниң баян қилишичә, хитай коммунист партийиси мәркизи комитити елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, буйил 9 - ай ичидила хитайда 170 тин артуқ шәһәр вә 390 дин артуқ наһийидә һөкүмәткә қарши намайиш вә қаршилиқ һәрикәтләр йүз бәрди. Буниңға қатнашқан адәм сани 3 милйон 110 миңдин ашти. Бу намайишлар асасән дөләт егиликидики карханилардин иштин бошутулған ишчиларниң турмуши қанунлуқ орунлаштурулмиғанлиқи; ишчилар иш һәққини алалмиғанлиқи; хәлқниң асаси һоқуқи дәхл - тәризгә учриған яки тартивелинғанлиқи; коммунист партийә, һөкүмәт, сақчи, қанун органлирида хиянәтчилик - чириклик әвҗ алғанлиқи; җәмийәттә икки қутупқа бөлүнүш пәйда болуп, түвән тәбиқиниң униңға нарази боливатқанлиқи; һөкүмәтниң җәмийәттики мәсилиләрни биртәрәп қилиши адил болмиғанлиқи; йәрлик һөкүмәтләр деһқанларниң җан томури болған йәр - земинини халиғанчә егәлливалғанлиқи; деһқанларға қалаймиқан алваң- селиқларни көпәйткәнлики; деһқанлар иш һәққини қолиға алалмиғанлиқи; йезиларда химийә уғут вә башқа деһқанчилиқ сайманлириниң баһаси өстүрүлүп деһқанларниң селиқи ашқанлиқи; деһқанларни мәҗбурий һалда өстәң чапидиған, йол ясайдиған һәқсиз әмгәккә, йәни һашарға тутушни давамлаштуриватқанлиқи қатарлиқ қанунсизлиқлар түпәйлидин келип чиққан. Һазир хитайда деһқанларниң һөкүмәтни муһасиригә алидиған қанунлуқ һәрикәтләр барғансири әвҗ алмақта.
Хуҗинтавниң муһасииридин қутулуш шуари
Сүн фең әпәндиниң баян қилишичә, хуҗинтав қариғу әмәс, паң әмәс, дөтму әмәс, у хәлқниң қаршилиқ намайишлирини көрди, хәлқниң ғәзәп - нәпритини аңлиди, хәлқниң өз әркиниликини вә кишилик һуқуқини әслигә кәлтүрүш үчүн күрәш қиливатқанлиқини чүшәнди. Хуҗинтав дәл мушундақ шараитта "партийиниң һуқуқ тутуш қабилийитини өстүрүш" дегән шуарни оттуриға қойди. Хитайда коммунист партийә һазир өзини хәлқниң муһасирисидин қутқузуш үчүн һәрикәт қиливатиду. Сүн фең әпәндиниң баян қилишичә, хәлқниң өзиниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш көриши, маһийәттин әйтқанда, хәлқниң коммунизмға вә коммунист партийигә қарши мәдәнийәт көришидин ибарәт. (Вәли)