Хитай һөкүмәт әмәлдарлири пәрзәнтлирини чәтәлләрдә қайси пул билән оқутиватиду ?


2004.11.22

Америкида нәшир қилинидиған "улуқ ира гезити" дә берилгән мәлуматта ейтилишичә, һазир хитайда әмәлдарларниң чәтәлдә оқуватқан яки олтурақлашқан уруқ-туғқанлири арқилиқ, чәт дөләт банкилириға пул йөткәш әһвали наһайити омумлашқан. Улар һәтта чәтәлләргә йилиға нәччә йүз миңлап пул әвәтип, пәрзәнтлириниң баяшатлиқ ичидә оқушиға шараит яритип бәрмәктә.

Пул нәдин келиду?

Мәсилән хунән өлкисиниң интизам тәкшүрүш оргинида ишләйдиған бир рәһбири кадир чәтәлдә оқуватқан қизи үчүн йилиға 50 миң америка доллири әвәтип бәргән. Хунәндики бир тәшвиқат бөлүм башлиқи әнгилийидә оқуватқан қизиға һәр йили 200 миң йүән пул әвәтип беридикән. Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, бу хил әһвал һазир хитайниң һәммила йеридә мәвҗут болуп, инкар қилишқа болмайдиған бир әмәлийәткә айланған.

Адәмни чоңқур ойға салидиғини шуки, айлиқ кирими чәклик болған хитай әмәлдарлири қандақ қилип балилириниң чәтәлләрдә оқуши үчүн бунчивала көп пул ешиналайду? бу пуллар зади нәдин кәлгән? нйо-йоркта турушлуқ хитай демократийичиси таң әфәнди бу һәқтә өз ой - пикирлирини баян қилип мунда1қ деди:

"Һазирқи мәсилә шуки, нормал аилидикиләрниң иқтисадий кирими вә иқтидари наһайити чәклик болуп, уларниң бунчивала пул чиқим қилип, балилириниң чәтәлдики оқуш пулини вә турмуш хираҗитини чиқиралиши бәкму тәскә тохтайду. Әмәлдарларму әгәр һалал тапқан иш һәққи билән балилирини оқутимиз дәйдикән, йемәй - ичмәй йиққандиму бундақ җиқ пулни тапалмайду. Демәк, наһайити ениқки бу мәсилә хиянәт қилмишлириға бирип тақишиду. Хитайда һазир хиянәт вә парихорлуқ мәсилиси наһайити еғир болуп, хәлқниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта. Бу хил әһвалда, ачкөз әмәлдарлар өзлириниң хиянәт қилип тапқан пуллирини имканийәт бар чәтәлләрдики банкиларға йөткәшни ойлайду. Болупму чәтәлләрдә оқуватқан балилири арқилиқ бу пулларни наһайити қолайлиқ билән йошуруп қалалайду. Димәк бу пәқәт оқуш пули әвәтиш мәсилисила болуп қалмай, бәлки чирикликниң наһайити еғир бир мәсилигә айланғанлиқини көрситип бериду."

Икки хил арқа көрүнүштики оқуғучилар оттурисидики пәрқ

Сөһбәт җәрянида, хитай демократийичиси таң әфәнди йәнә чәтәлләргә чиқип оқуватқан аддий пуқра аилисидин келип чиққан оқуғучилар билән рәһбири кадир аилисидин келип чиққан оқоғучиларни селиштуруп мундақ диди:

"Пәрқ наһайити ениқки адәттики аилидин келип чиққан оқуғучилар чәтәлгә чиққандин кейин оқушини давамлаштуруш үчүн җапалиқ ишләшкә мәҗбури болиду, улардавамлиқ һалда йерим ишләп, йерим оқуйду. Ата-аниси мәмликәт ичидә һоқоқдар болған оқуғучилар болса, һәргизму ишләп җапа тартмайду, келипла наһайити юқири дәриҗилик турмуш сәвийисидә яшиялайду. Баяшатлиқ ичидә оқушини йилдин - йилға давамлаштуралайду. Демәк, бу хил пәрқтинму шуни көривалғили болидики мәмликәт ичидики чириклик мәсилиси адәмни чөчүткидәк һаләткә йәткән."

Бир уйғурниң қариши

Германийидә яшаватқан уйғур паалийәтчиси агаһи әпәнди мәзкүр мәсилә һәққидә өткүзгән сөһбәт җәрянида, өз көз қарашлирини мундақ баян қилди:

Хитайниң йеңи сиясити

Хитай агентлиқи тәрипидин берилгән мәлуматларға қариғанда, һазир хитайда чирикликниң алдини елиш үчүн, рәһбири кадирларни назарәт қилиш түзүми йолға қоюлған, болупму балилири чәтәлләрдә оқуватқан әмәлдарлар өзликидин йиллиқ киримини юқириға доклат қилиш дегәндәк бәлгилимиләр бекитилгән. Лекин, хитай демократийичиси таң әфәнди "бу хил чарә - тәдбирләр арқилиқ чириклик мәсилисини тосуп қелиш һәргизму мумкин әмәс" дәп тәкитләп, " комунист хитай пәқәт өз қурулмисини өзгәрткәндила, андин бу хил әһвалниң алдини алалиши мумкин" дәп билдүрди.(Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.