Рус мутәхәссиси уйғур мәсилиси һәққидә


2004.10.27

Йеқинқи йиллардин буян русийә билән хитайниң террозимға қарши ортақ күрәш қилиш һәмкарлиқлири күчәйгәндин кейин, уйғур мәсилиси буларниң мунасивәтлиридики муһим нуқтиларниң биригә айланди.

Москва вә бейҗиңниң али рәһбәрлириниң һәр бир қетимлиқ учрушишлирида бөлгүнчилик вә терроризимға қарши күрәш қилиш рамкиси астида уйғур вә чечән мәсилилири сөһбәт үстилидин һәм икки тәрәп мунасивәтлирини әкис әттүридиған сиясий һөҗҗәтләрдин орун алди.

Әлвәттә, уйғур мәсилисиниң әзәлдинла рус –хитай мунасивәтлиридә муһим һалқа икәнликини яхши чүшәнгән рус сиясәтчилири вә мутәхәссислири уйғур елидә йүз бериватқан һәр бир өзгиришләр җүмлидин уйғурлар дуч келиватқан сиясий-иқтисадий вә мәдәнийәт тәқдирлиригә диққәт нәзирини ағдурмай қалмиди. Демәк , йеқиндин буян русийә анализчилири йәнила худди тарихтикигә охшашла москва үчүн өз әһмийитини йоқатмиған һәмдә күндин– күнгә хәлқараға йүзлиниватқан уйғур мәсилиси һәққидә анализ елип беришта өзлириниң тегишлик орнини игилиди.

Уйғурлар район алаһидилики бойичә миллий һәркәт алаһидиликигә игә

Рус апторлириниң қәлимигә мәнсуп мақалиларниң бири йеқинда москвада чиқидиған интернет җурнили "дуняви муназирә" дә елан қилинған болуп, павел драган исимлик бу аптор өзиниң " район характерлик бихәтәрликкә аит текистләрдики уйғур бөлгүнчилики мәсилиси" намлиқ бу анализида уйғурларниң милли мустәқиллиқ һәрикәтлириниң келип чиқишидики сәвәбләр , униң район характерлик алаһидилики вә униң хәлқара һәмдә хитайниң ички сиясити билән болған мунасивити қатарлиқ көп тәрәпләр һәққидә тәһлил йүргүзгән.

У, мақалисидә уйғурларниң җайлишиш әһвалиға асасән әтраптики дөләтләр вә хәлқара сиясий, иҗтимаи-мәдәнийәт тәсирлиригә учриғанлиқини оттуриға қойған. Униң қаришичә; шәрқий түркистан әтраптики мәдәнийәтләрниң тәсиригә учраш бойичә төт районға бөлүниду. Тәңри тағлири, һиндуқуш , памир вә коинлун тағлири шуниңдәк, тәклимакан, җуңғарийә чөллүклири уйғурларни түрлүк район характерлик алаһидиликләргә игә қилиш ролини ойниған болуп, уйғурлар өзлири бөлүңән вадилар бойичә әтраптики мәдәнийәтләрниң тәсиригә йолуққан.

Уйғурларниң мәдәнийәт тәсиригә учраш бойичә төт хил райони

Павел драганниң қаришичә; уйғурларниг җәнубий районлири йәни қәшқәрни өз ичигә алған тарим вадисиниң көп қисими фәрғанә вадисидики әндиҗан, қоқанд вә ош қатарлиқ шәһәрләр билән туташқанлиқи үчүн бу җайларниң тәсиригә дуч кәлгән. Хотән ,яркәнт бир район сүпитидә һиндуқуш вә коинлун тағлири арқилиқ келидиған җәнубий һәм ғәрбий асияниң тәсиригә учриған болуп, бу җайларда һинди вә пакистан тәсири мәвҗут.

Или вадисини өз ичигә алған җуңғарийә йәттә су билән бир гәвдә болуп, у уйғурларниң оттура районини шәкилләндүргән . Мәзкур район йәттә суниң тәсиригә дуч кәлгән.

Апторниң қаришичә үрүмчидин башланған җайлар шәрқий нуқта болуп, униңда хитайдин келидиған тәсир күчликрәк.Мәзкур рус аптори мақалисидә йәнә уйғурларниң милли азадлиқ күрәшлиридә бу хил район характерлик алаһидиликләрниңму бәлгилик рол ойнайдиғанлиқини тәкитләйду.

Уйғур мәсилисини тоғра һәл қилиш оттура асияниң бихәтәрлики билән мунасивәтликтур

Павел драганниң оттуриға қоюшичә; уйғур мәсилиси район характерлик бихәтәрлик билән бивастә мунасивәтлик болуп, әгәр бу тоғра һәл қилинмиса , хитайниңла әмәс бәлки, оттура асия районниң муқимлиқиға тәсир йәткүзиши мумкин.

Униң қаришичә; районниң бихәтәрликигә тәсир йәткүзиши мумкин болған асасий икки хил амил мәвҗуттур.

Биринчидин уйғур аптоном районидики миллий мәсилиләрниң милләтләрниң һоқуқини дәпсәндә қилиш усули билән һәл қилиниши; чүнки, әйни вақитта көп санлиқ милләт һесабланған уйғурлар 90-йилларда аз санлиққа айлинип қалди. Һазирқи хитай рәһбәрлири русийә-хитай усули бойичә уйғур мәсилисини қаттиқ қоллуқ билән һәл қилишқа майил болуп, улар уйғур мустәқилчилири билән күрәш қилиш үчүн уйғур мәктәплирини тақаш, хитайниң ичкири өлкилиридин яхши шараитларни яритиш бәдилигә хитай нопуслирини елип чиқиш һәмдә уйғурларға болған ассимилатсийини күчәйтиш вә башқиларни елип бармақта. Иккинчидин уйғурларниң милләтчиликини раваҗландуруш бәдилигә диний туйғулирини аҗизлитип, исламий идийиләрниң уйғур җәмийитигә күчлик тәсир көрситишиниң алдини елиш.

Уйғурларниң һәркәтлирини қамал қилиш оттура асияни контурол қилишниң асаси

Аптор мақалисидә йәнә хитайниң уйғур елидики милләтпәрвәрлик вә мустәқиллиқ һәрикәтлирини өз усули билән йоқитишниң бивастә хитайниң қошна оттура асияға йүргүзидиған контуроллуқ истратегийиси билән мунасивәтлик икәнликини, хитайниң уйғурларниң һәрикәтлирини толуқ қамал қилғандила оттура асияға нисбәтән мутләқ контуроллуқ орнуталайдиғанлиқини оттуриға қойиду.

У ахирида бу дөләтләрниң хитайниң мәзкур мәқсәтләрни нәзәргә елип, тәңпуң вәзийәт яритиш һәмдә уйғур мәсилисигә тутқан сияситини мәлум дәриҗидә өзгәртиши керәкликини тәкитләйду.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.