Хитай зиялийсиниң уйғур елидики миллий сиясәт һәққидики қарашлири
2005.12.07
Вашингтондики хитай учур мәркизиниң тәһрири ляв тйәнчи ханим хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан миллий сиясәтлири, маарип сиясәтлири вә диний сиясәтлири һәққидә тохтилип, бу хил сиясәтләрниң 2000 - йили америкида йүз бәргән 11 - сентәбир вәқәсидин кейин техиму чиңийип кәткәнликини һәмдә хитай һөкүмитиниң уйғур елигә болған контроллуқиниң илгирикидин техиму күчийип кетиватқанлиқини, йәрлик хәлқниң бу хил контрол астида барғансери нәпәс алалмиғидәк һаләткә йетиватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң мәқсити уйғур елини пүтүнләй хитайлаштуруш
Ляв тйәнчи ханим сөһбәт җәрянида, йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә йүргүзүлүватқан түрлүк сиясәтләрниң 2000 - йили хитай дөләт кабинети тәрипидин чүшүрүлгән 7 - номурлуқ һөҗҗәткә асасланғанлиқини тәкитләп "7 - номурлуқ бу һөҗҗәт қаримаққа мәзкур районни тәрәққи қилдуруш вә мәзкур районда иқтидарлиқ адәмләрни йетилдүрүш һәққидики һөҗҗәттәк көрүнгини билән, әмәлийәттә униң йетәкчи идийиси уйғур елини омумйүзлүк һалда пүтүнләй хитайлаштуруш болуп, мәқсәт бу мәзкур һөҗҗәт арқилиқ, уйғур елини вә уйғур елидики йәрлик милләтләрни техиму қаттиқ контрол қилиштур" деди.
Ляв тйәнчи ханим сөзидә йәнә "хитай һөкүмити йиллардин буян уйғур ели, тибәт райони вә ички моңғул райони қатарлиқ җайларни хитайлаштурушқа урунуп, мәзкур җайларниң пүтүнләй өз контроли астида башқуруп кәлгән. Хитай һөкүмитидә чоң хитайчилиқ идийиси интайин еғир болғанлиқтин, улар һечқачан өзидин башқа милләтләрниң тарихи, мәдәнийити вә диний өрп - адәтлирини һөрмәт қилишни билмәйду. Улар пәқәт өзидин башқа милләтләрниң һәммисини хитайлаштурушнила ойлайду һәмдә бу хил әһвал пәқәт 1949 - йилидинла әмәс бәлки қәдимдин башлап мәвҗут болуп кәлгән" дәп көрсәтти.
Өз юртида яшаватқан йәрлик хәлқ аз санлиқ милләтләргә айлинип қалған
Ляв тйәнчи ханим мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан көчмәнләр сиясити һәққидиму тохталған болуп, у, бу хил сиясәт түпәйлидин келип чиққан нурғун тоқунушларни һәмдә бу хил тоқунушларниң барғансери күчийиватқанлиқини бир - бирләп оттуриға қойди.
У сөзидә "хитай һөкүмитиниң көчмәнләр сиясити бәкму вәһши бир сиясәт, бу хил сиясәт түпәйлидин, өз юртида яшаватқан йәрлик хәлқ аз санлиқ милләтләргә айлинип қалған. Һазир уйғур районидики уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләр омумий нопусниң пәқәт 40% ини игилигән болуп, көчмән хитай миллити барғансери көпәймәктә. Әгәр бундақ давамлишивәрсә, кәлгүсидә бу земинға көчмән болуп кәлгән хитайлар чоқум "бизниң нопусимиз әң көп болғандин кейин, бу земин әлвәттә бизниң" дейиштин янмайду. Һазир ички моңғулға көчмән болуп барған хитайларниң сани моңғул миллитиниң нопусидин ешип кәтти. Шуңа мән хитай һөкүмитиниң башқа милләтләрни хитайлаштуруш мәқситидә йүргүзүватқан көчмәнләр сияситини интайин рәзил сиясәт дәп қараймән" дәп билдүрди.
Һәммә нәрсә хитайниң қолиға өтти
Ляв тйәнчи ханим сөһбәт җәрянида йәнә уйғур елидики милләтләр иттипақи мәсилиси һәққидә тохтилип, "хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян аз санлиқ милләтләр хитайлардин айрилалмайду, хитайлар аз санлиқ милләтләрдин айрилалмайду " дегән шуарларни товлап, аталмиш миллий иттипақи күчәйтишни мәқсәт қилмақта. Буниңдин хели йиллар илгири бу хил шоарлар болмиған чағларда, мәзкур райондики миллий иттипақ мәсилисидә һәр һалда анчә чоң чатақ йоқ иди. Һазир болса қанчә шуар товлиғансери милләтләр оттурисидики тоқунушларму шунчә күчийип кетиватиду. Бундақ болуштики сәвәб йәнила көчмәнләр сияситидин келип чиққан. Хитайларниң түркүмләп көчүп келиши мәзкур җайдики хәлқниң тәқдиригә зор тәһдит елип кәлмәктә. Һазир уйғур елидә мәйли сиясий җәһәттә болсун яки иқтисадий җәһәттә болсун асасий һоқуқ хитайларниң қолиға өтти. Шуңа улар әмди маарип вә диний етиқат җәһәттин һуҗум қилишқа атланди. Бу хил зораванлиқ қилмишлар ахириға берип миллий иттипақлиқ әмәс бәлки милләтләр арисидики техиму зор тоқунушларни кәлтүрүп чиқириду" дәп көрсәтти. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дипломати шәрқий түркистан мустәқилчилири һәққидә мақалә елан қилди
- Хитайниң иқтисадий тәрәққияти хитайни демократийигә йетәкләмду?
- Бейҗиң университети хизмәттин чиқиривәткән профессор җав гобявни зиярәт
- Хитай зиялийлири аптономийә мәсилиси һәққидә тохталди (2)
- Хитай демократлириниң лйән җәнниң хитайға болған зиярити һәққидики қарашлири
- Хитай демократлириниң " дөләтни парчилашқа қарши қанун лайиһиси" һәққидики мулаһизилири