Қазақистан падишаһлиқ дөләт боламду?


2006.09.06

Қазақистан мәркизий асиядики чоң дөләт, униң иқтисадий күчиниң күндин-күнгә өсүватқанлиқи мәлум. Болупму, униң енергийә записиниң моллуқи бу дөләтниң тәрәққият сүритиниң тез болушиға тәсир көрсәткән болуп, президент нурсултан назарбайев қазақистанни қисқа вақит ичидә дуня йүзидики 50 иқтисадий тәрәққи қилған мәмликәтниң биригә айландуримән дәп елан қилған иди.

Раһәт елийев - җумһурийәттин султанлиқ яхши

Өткән һәптидә қазақистан президенти нурсултан назарбайевниң күйоғли, йәни назарбайевниң чоң қизи дариғаниң ери, қазақистан муавин ташқи ишлар министири раһәт елийев бир парчә мақалә елан қилип, бу мәмликәттики җумһурийәт түзүмини бикар қилип, уни падишаһлиқ түзүмгә өзгәртишни тәшәббус қилди.

Раһәт елийевниң "җумһурийәт вә яки султанлиқниң қайсисини таллаймиз?" намлиқ мақалиси қазақистандики даңлиқ гезитлардин бири "карван" да елан қилинған болуп, у дадиллиқ билән қазақистанға "султанлиқ" түзүмни таллашни тәшәббус қилған. gazeta. ru Интернет сәһиписидә елан қилинған қазақистанлиқ анализчи геннадий савченкониң мақалисидин мәлум болушичә, раһәт елийев өз мақалисидә султанлиқ билән җумһурийәт түзүминиң мәниси вә қазақистанға тоғра келиш кәлмәслики һәққидә чүшәнчә бәргән. У, җумһурийәт түзүминиң қазақистанға тоғра кәлмәйдиғанлиқини шәрһләп, "җумһурийәт қазақларға тоғра кәлмәйдиған ғәйри шәкил, у қазақ яйлақлирида байрақдар инқилабчи владимир илич ленинниң каллиси арқилиқ мәйданға кәлтүрүлгән" дәп йәкүн чиқарған.

Униң қаришичә, 20-әсирниң 20-йиллирида русийә болшевиклири қазақ яйлақлири инқилаб қозғап, җумһурийәт түзүмини бәрпа қилмиған болса, бәлки бу җайда тарихтин буян давамлишип келиватқан қәбилә-уруқдашлиқ түзүмидики башқуруш әнәнилири давамлишивәргән болар иди. Һәқиқәтән, тарихқа нәзәр салсақ, ленин башчилиқидики рус болшевикилири тунҗи болуп, мәркизий асияда қазақ сотсиялистик аптоном җумһурийитини қуруп, русийә федератсийисигә тәвә қилған, бу арқилиқ қазақларниң мустәқиллиқини тәрғип қилидиған "алаш орда" партийисиниң паалийәтлирини һәмдә қазақлар арисидики әсирләрдин буян давамлишип келиватқан қәбилә башлиқи һәм султанларниң һоқуқ тутуш әнәнисини йоқитип, қазақ хәлқи үстидин кәң –көләмлик иҗтимаий өзгәртиш елип барған иди.

Җумһурийәт қазақларниң әнәнисигә тоғра кәлмәйду

Раһәт елийев җумһурийәт түзүминиң қазақларға тоғра кәлмәйдиғанлиқини тарихий вә миллий характер һәм әнәнә нуқтилиридин дәлилләшкә тиришқан. У, монархийә йәни, падишаһлиқ түзүмниң қазақларға тоғра келидиғанлиқини хуласиләп мундақ дәйду. " Падишаһлиқ җумһурийәтчиликниң әксичә, қазақларниң уруқдашлиқ әнәнисигә шундақла дуняви тәҗрибиләр болупму әнгилийә тәҗрибисигә яхши маслишиду" дәйду.

Аптор падишаһлиқ түзүмниң илғарлиқлирини тәрипләп, буниң үчүн әнгилийә, испанийә вә башқа тәрәққи қилған падишаһлиқ түзүмдики мәмликәтләрниң тәҗрибилирини мисал қилиду. Апторниң қарашлириға таянғанда, әнгилийә, испанийәләр һәтта японийәләрму падишаһлиқ системидики мәмликәтләр болуп, бу түзүм мәзкур дөләтниң иқтисадий тәрәққияти, башқуруш һәтта хәлқаралиқ күчигә сәлбий тәсир көрсәтмигән, униң қаришичә, қазақистанму шундақ болуши мумкин. Лекин у мақалисидә болғуси қазақ султанлиқиниң султаниниң ким икәнлики һәққидә һеч немә демигән.

Сабиқ қазақистан бихәтәрлик оргининиң рәһбири һесаблинидиған раһәт елийевниң бу мақалиси қазақистан өктичилириниң җиддий инкаслирини қозғиған болуп, ввв. Әурасиа. Орг. Ру дәп аталған интернәт сәһиписидә елан қилинған мақалидики мәзмунлардин қариғанда, өктичиләр президент күйоғли болғучиниң мақалиси президент нурсултан назарбайевни сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридики бирдин-бир падишаһқа айландуруш һәрикитиниң башланғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини көрситишкән.

Бундақ қәдәмләр бурунла башланған

Геннадий савченкониң мақалисидә ейтилишичә, бу қәдәм алди билән азәрбәйҗанда башланған болуп, президент һәйдәр елийев өлгәндин кейин униң оғли азәрбәйҗанниң рәһбирилик вәзиписини өтимәктә. Шуниң билән бир вақитта йәнә түркмәнистан президенти сәпәр мурат ниязопму өзини " түркмәнләрниң беши" дәп атиған болуп, әмәлийәттә у түркмәнистанниң падишаһи дегәнлик билән охшаш иди.

Қазақистан өктичилири бурундинла назарбайевни йәнә президәнтлиқ вәзиписини тапшурувалғанлиқ билән әйиблигән болуп, өктичиләрниң нарази болған тәрипи, униң қизлири вә күй оғуллириниң пүтүн қазақистанниң бихәтәрлик, аммиви ахбарат вә енергийә саһәлирини толуқ контрол қилиш арқилиқ қазақистанни өзлириниң аиливи мүлкигә айландурувалғанлиқидур.

Өктичи рәһбири алтунбек сарсинбайев өлтүрүлгәндин кейин, наразилиқ техиму күчәйди. Қазақистанни бир султанлиққа айландуруш тәклипиниң башқа адәттики адәмниң ағзидин әмәс бәлки, президентниң күйоғлиниң азғидин чиқиши қазақистанда йәнә бир қетимлиқ пикир ихтилаплири вә ғул-ғулиларни қозғиған болуп, бу өктичиләрниң тәнқидлириниң күчийишигә тәсир көрсәткән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.