Хитай даирилири немә үчүн қәһриман ғоҗамбәрдини зәһәрлик чекимлик содисиға чатиду?


2006.07.26

Хитайда чиқидиған хәлқара авангарт йетәкчиләр гезитиниң 7 - айниң 18 -күнидики санида чәтәлдики уйғур тәшкилатлири афғанистанниң алтун һилалай районидин зәһәрлик чекимлик йөткәш вә у пул арқилиқ қорал ярақ сетивелиш шундақла ичкири өлкиләргичә кеңәйтиш билән әйибләнгән иди. Бу хәвәрдә һәм дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрдини зәһәр әткәсчилики билән бағлинишлиқ дәп әйиблигән иди.

Биз түркийидики тәррор мутәхәссислири вә истратегийә мутәхәссислиридин уйғурларниң, җүмлидин дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрдиниң зәһәрлик чекимлик әткәсчилики билән әйиблинишиниң сәвәби үстидә бир юруш соалларни соридуқ. Улар, дөләт террори йүргүзүватқан дөләтләрниң адәттә мустәқиллиқ тәшкилатлирини даим зәһәр әткәсчилики билән қарилайдиғанлиқини, әмма бу хил қарилашниң дуня җамаәтчиликини қайил қилалмайдиғанлиқини дейишти.

Түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим бу һәқтә түркийидә тонулған террор мутәхәссислири билән сөһбәт елип барди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.