Қирғизистан өктичилириниң наразилиқ намайишлири давамлашмақта
2007.04.19
Қирғизистан өктичилириниң бишкәк шәһиридики наразилиқ намайишлири бүгүн 9-күнгә кирди. Өктичиләр, президент қурманбек бақийефни истипа беришкә чақирған болуп, улар 19- април күни өз намайишлирини юқири пәллигә чиқиридиғанлиқини елан қилған.
Намайишчилар, зораванлиқ қилмишлири вә тоқунуш йүз берип қелишидин сақланған болуп, тинч намайишлар қирғизистанниң башқа бир қанчә областлириғиму кеңәйгән. Учурларға асасланғанда сақчилар бишкәктики намайишчиларға қаритип яш аққузуш бомбиси атқан.
©
2007 Radio Free Asia