Хитай, рабийә ханимниң оғли абликим абдуреһимға җаза һөкүм қилди


2007.04.17

Рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһим (уйғур америка бирләшмиси тәминлигән)

Сәйшәнбә күни, 17 - април, хитай әдлийә хитай әдлийә тармақлири дуня уйғур қурултийи рәиси, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң үчинчи оғли абликим абдуреһимни сотлап, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һокум қилди.

Йеңи бөһтан

Мәлум болушичә, абликим абдуреһим үрүмчи оттура сот мәһкимиси тәрипидин сотланған.

Хитай ахбарат вастилири сот һөҗҗәтлирини нәқил кәлтүрүп бәргән хәвәрдин ашкарлинишичә, абликим абдуреһимға торда бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған мақалиләрни тарқатқан, аммини хитай һөкүмитигә қарши һәрикәт қилишқа қутратқан, хитайниң кишилик һоқуқ вә аз санлиқ милләтләр сияситини бурмилайдиған мақалиләрни язған, дегән җинайәтләр артилған икән.

Бирләшмә агентлиқиниң 17 - април бәргән хәвридә ашкарилишичә, үрүмчи оттура сот хадими "у рабийә қадирниң оғли" дәп ейтқан болсиму, лекин у бу мәсилә үстидә ичкириләп тохтилишни рәт қилған.

Хәлиқ-ара уйғур җамаетиниң инкаси

Абликим абдуреһиминиң сотлинишиға қарита дуня уйғур қурултийи баянат илан қилди. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң баянатиға қариғанда, бу сот йепиқ һаләттә, һәтта хитайниң өзиниң асасий қанунлириғиму хилап һалда, елип берилған икән.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комтети рәиси, америка уйғур бирләшмисиниң баш катиби вә америкида хәлқаралиқ қанун буйичә мәхсус тәрбийә алған қануншунас алим сейтоп әпәнди, абликим үстидә ечилған сотниң һечқандақ әдлийә тәртипигә һөрмәт қилмиған һалда ечилғанлиқини илгири сүрди.

Арқа көрүнүшләр

Рабийә қадир ханим уйғурларниң, җүмлидин уйғур елидә яшап турғучи барлиқ милләтләрниң инсандәк яшашқа болған интилишлири вә кишилик һоқуқ күрәшлириниң символи.

1999- Йили авғустта, рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлиси тәкшүргүчиләр гурупписи үрүмчидә зиярәттә боливатқанда, улар билән көрүшүш үчүн кәтип барған йол үстидә, мәхпий сақчилар тәрипидин қолға елинған. Шу сәвәптин, рабийә қадир, "дөләт мәхпийәтликини ашкарилиди" дегән җинайәт билән қарилинип, 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Кейин америка һөкүмити вә башқа явропа әллириниң хитайға өзлүксиз бесим ишлитиши арқисида, 2005-йили рабийә қадир ханим қоюп берилип америкиға йолға селинған вә сүргүнлүк һаятини башлиған. Шуниңдин етибарән рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан адаләтсиз сияситини очуқ ‏- ашкара сөкөп кәлгән.

Рабийә қадир, уйғур дәмократик күчлириниң йол башчиси

Rabiye150.jpg
Рабийә қадир ханим

Рабийә қадир, америкида яшаш җәрянида уйғур америка җәмийитиниң рәисликигә сайланған вә уйғур кишлик һоқуқ демократийә фондини қуруп чиққан. Шундақла, 2006-йили баһарда дуня уйғур қурултийиниң рәиси болуп сайланған .

Шу сайламдин кийин узун өтмәй хитай даирилири униң пәрзәнтлиридин қаһар абдуреһим, рошәнгүл абдуреһим, абликим абдуреһим вә алим абдуреһимларни қолға алған вә қаһар абдуреһимға 12 миң 500 америка доллири җәриманә артип қоюп бәргән, рошәнгүл абдуреһимни реҗим астиға алған. Рабийә қадир ханимниң кәнҗи оғли алим абдуреһимни баҗ оғрилаш җинайити билән әйибләп 2006 - йили 27- ноябирда 7 йиллиқ қамаққа һөкүм қилип, 62 миң 500 америка доллири җәриманә қойған иди.

rabiye-guwahliq-.jpg
Рабийә қадир ханим, амәрика парламәнти орунлаштурған гувалик бәриш йиғинида (сүрәтни уйғур амәрика җәмийити тәминлигән)

Хитайниң бу қилмишиға қарита, рафто кишлик һоқуқ җәмийти очуқ хәт йезип оз наразилиқини ипадилигән һәмдә рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини гунаһсиз дәп қарайдиғанлиқини, уларға артилған әйибләшләрниң тамамән асассиз вә ойдурма икәнликини оттуриға қойған.

Рафто кишлик һоқуқ җәмийти очуқ хетидә ениқ қилип "биз җуңго даирилириниң бу қилмишини рабийә қадир ханимниң оз хәлқиниң кишлик һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн елип бериватқан һәққаний күришини тосуш үчүн қилған өч елиш һәрикити дәп һесаблаймиз вә қаттиқ әйибләймиз. Шуниңдәк, җуңго һөкүмитидин кишлик һоқуқ принсиплириға һөрмәт қилишини, рабийә қадир ханимниң үрүмчидики аилиси вә пәрзәнтлиригә қаритилған зораванлиқини тохтитишини, түрмидики пәрзәнтлирини қоюп беришини йәнә бир қетим қаттиқ тәләп қилимиз" дейилгән иди.

Абликим абдуреһимниң сот җәряни

Алим абдуреһим сотлиниватқан җәрянда ,хитай даирилири абликим абдуреһим һәққидә коп тохталмиған болуп , мәлум болушичә, абликим абдуреһим 2007 - йили 28- январ мәхпий сотланған. Униң аилә әзалириниң билдүрүшичә, абликим абдуреһимниң саламәтлики начарлашқан болсиму, лекин давалинишқа рухсәт қилинмиған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2007 йили 8 - март илан қилған баянатида, 2006-йили 26 ‏- ноябир абликим абдуреһим үрүмчидики тәңритағ тутуп туруш мәркизидә саламәтлики начарлашқанлиқи сәвәблик маңалмиғачқа зәмбилгә селип тошулғанлиқини нәқил кәлтүргән.

Гәрчә абликим абдуреһим хели бурунла сотланған болсиму, қанчә йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи намәлум иди. Униңдин башқа абликим абдуреһим 1999 ‏- йилиму, ‘америкиға гезит ‏- җурналларни салди’ дегән гунаһ билән қарилинип икки йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Абликим абдуреһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға тартилиши рабийә ханимға муәййән роһий зәрбиләрни елип кәлгән болсиму, лекин у хитайниң қилмишлири түпәйли өзиниң демократийә вә инсан һәқлири үчүн ташлиған бу мушкүл әмма , хасийәтлик сәпиридин һәргиз чикинмәйдиғанлиқини, хитайниң бу қилмишиниң униң бу паалийәтлирини тосуп қалалмайдиғанлқини ипадилиди.

Рабийә ханим йәнә, өз пәрзәнтлириниң һечқандақ қутратқулуқ вә бөлгүнчилик паалийәтлиригә қатнашмиғанлиқини, буларни хитай бәргән мәбуат - хәвәрләрдин көрүвелишқа болидиғанлиқини билдүрди. Рабийә ханим, хитайниң дуня сиясий сәһнисидә муәййән нопузға игә дөләт болушқа тиришип кәлгәнликини, болупму келәр йили олимпик йиғини өткүзидиғанлиқини тәкитләп, оғли абликимгә, мушундақ бир пәйттә, хитайниң қамақ җазаси һөкүм қилиши, хитай өзиниң хәлқарадики образиға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини, бундақ йиниклик билән елинған қарар-һокүм үстидә, хитай рәһбәрлириниң соғуқ қанлиқ билән йәнә бир қетим ойлинип, иш елип бәришини үмүт қилидиғанлиғини билдүрди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.