Кондилиза раисниң пат арида америка ташқи ишлар министирлиқиға тәйинлиниши түрлүк қарашларни мәйданға кәлтүрмәктә


2004.11.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Кондилиза райис ханимниң, пат арида америка ташқи ишлар министирлиқ вәзиписини үстигә алидиғанлиқи һәққидики хәвәр тарқалғандин кейин, хәлқара мәтбуатлар бу һәқтә һәр хил мақалиларни елан қилди.

Франсийиниң қариши

Франсийидә чиқидиған " дуня гезити" ниң вашингтонда турушлуқ мухбири патрик, мақалисида "америка президенти җорҗ бушниң, кондилиза райис ханимни америка ташқи ишлар министирлиқиға намзат қилип көрситиши, явропалиқлар халимиған бир қарар иди" дәп көрсәтти. У йәнә мақалисида мундақ диди: " франсийиликләрниң нәзиридә, райис ханим явропаға достанә муамилидә әмәс, болупму франсийигә нисбәтән техиму шундақ болуп, мәйли қандақ болушидин қәтий нәзәр, франсийә һөкүмити вә франсийиниң сиясәт сәһнисидики әрбаблар, райис ханимниң ирақ урушидин бурунқи хәтәрликләр тоғрисида қилған бир мәшһур сөзини есидә наһайити чиң тутқан. Райис ханим мундақ дегән иди: "америка русийини әпу қилмақчи, һазирчә германийигә диққәт нәзирини салмайду, франсийини болса җазалимақчи".

Һиндистанниң қариши

Буниңдин сирт "һиндистан вақти гезити" ниң хәлқара хәвәрләр бетиниң баш тәһрири раҗиҗата "һиндистан хәлқиниң көпинчиси, райис ханимниң, америкиниң ташқи ишлар министири болушини қизғин тәбрикләйду" дәп көрситиш билән биргә йәнә " колин повилниму, дуняниң һәр қайси җайлиридики кишиләр яхши көрәтти, һиндистанға нисбәтән елип ейтқанда, колин повилниң пакистанниң президенти мушәрәф билән болған йеқин мунасивити түпәйли, бу қетим повелниң вәзиписидин истипа бериши нәтиҗисидә, йеңи деһли әркин бир нәпәс алди".

Хитайниң қариши

Хитайниң, шаңхәй шәһиридә чиқидиған "венхуй" гезитиниң вашингтонда турушлуқ мухбирлар понкитиниң мудири җу шиңфуниң ейтишичә, хитай райисниң америка ташқи ишлар министири болуп тәйинлинишидин интайин хош икән. Бу һәқтә җу шиңфу йәнә мундақ дәйду: "райис, хитайға нисбәтән натонуш әмәс, америка - хитай мунасивитини өткән 4 йилдин бери, пәқәт райис ханимла бир тәрәп қилип кәлди. У йәнә 7 - айда бейҗиңни зиярәт қилғанда, хитайдики барлиқ дөләт рәһбәрлири билән көрүшүп, наһайити сәмимий вә яхши кәйпият астида музакириләр елип барди. Икки тәрәп бир - бириниң мәқситини тамамән чүшиниду, шуңа мениң қаришимчә хитай тәрәп, райисниң ташқи ишлар вәзиписини үстигә елишини халайду".

Африқилиқларниң қариши

Бирақ әнгилийидә чиқидиған "иқтисад мүтәхәссислири"жорнилиниң африқа бөлүминиң тәһрири роберт, африқа дөләтлириниң колин повелни интайин әсләйдиғанлиқини билдүрүп мундақ дәйду:

" Колин повелни һәммә адәмләр яхши көриду, у буш һөкүмитидики әң мулаһим бир киши. У йәнә африқиниң ишлири үчүн алаһидә көңүл бөлгән, болупму у судандики дарфор мәсилисини бир тәрәп қилишта көп баш қатурған. Әмди райис ханимға кәлсәк, уни кишиләр анчә чүшәнмәйду, у африқа мәсилисидә көп ипадә билдүрүп бақмиған. Америкиниң африқидики мәнпәәти, америкиниң башқа дөләтләргә қаратқан қизиқишиниң алдида наһайити кичик орунда туриду".

Әрәбләрниң қариши

Әрәп гезитлиридин "әл - әрәбийә" гезитиниң мухбири, райис ханимниң америка ташқи ишлар министири болушиға нисбәтән интайин мүрәккәп бир туйғу ичидә болуп, у бир тәрәптин үмидсизләнсә йәнә бир тәрәптин йәнә азрақ үмидвар икәнликини билдүрмәктә. У бу һәқтә қаришини мундақ оттуриға қойған:

"Бир қисим кишиләр, райисниң вәзипини үстигә елиши, буш һөкүмиити йолға қоюватқан қаттиқ сиясәтниң ғәлбә қилғанлиқидин дерәк бериду, кишиләрниң қаришичә, райис ханим билән президент бушниң мунасивити интайин яхши болғанлиқтин, әлвәттә президентқа гепигә қулақ салидиған һәмраһ керәк". Райис ханим илгири президентқа вакаләтән пәләстин рәһбәрлири билән көрүшкән, уларниң шу чағда, райис ханимға қарита чүшәнчиси яман әмәс болған, йәни райис ханим бу земинни чүшинишкә қизиққан. Мениң қаришимчә, пәләстин хәлқи, райис ханимниң пәләстин мәсилисини тенч йол билән бир тәрәп қилиш үчүн көрситидиған тиришчанлиқини қарши алиду".

Гәрчә, дуняниң охшаш болмиған районлиридики кишиләрниң, райис ханимниң америка ташқи ишлар министирлиқ вәзиписини өтишигә қарита пикирлири охшаш болмисиму, бирақ көплигән дөләтләрдики мухбирлар "кондилиза райис буш билән интайин йеқин мунасивәттә, шуңа у америка сияситидә һәқиқи һалда бушқа вәкиллик қилиду" дигән қарашта.(Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.