Японийиниң икки қирғақ мунасивитидики роли қандақ?


2005.04.25

Америкидики үч асия ишлири мутәхәссиси өткән җүмә күни вашингтонда, америка билән японийиниң 19 - фиврал күни елан қилған бирләшмә баянати һәққидә өз пикрини оттуриға қойди. Атлантик кеңишидә өткүзүлгән муһакимә йиғинида, җорҗ вашингтон университетиниң асия ишлири мутәхәссиси майик мочизуки (Mike Mochizuki) японийиниң дөләт мудапиә вә ташқи ишлар саһәсидики затларниң " японийә, америкиниң тәйвәнни қоғдайдиған һәр қандақ һәрбий һәрикитигә қатнишиштин баш тартмайду" дәп қараватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

" Мениңчә, болмиди дегәндә японийиликләр америкиниң японийидики базилири вә һәрбий әслиһәлирини халиғанчә ишлитишигә йол қоюш мәҗбурийити бардәк һис қилиду. Һәтта японийидики өктичи партийиниң сиясийонлири японийиниң бу җәһәтләрдә америкиға йол қоюши керәкликини очуқ билдүргән" .

Әгәр хитай тәйвәңә һуҗум қилса…

Майик мучизукиниң билдүрүшичә, японийә йеқинқи йиллардин буян, тәйвән билән йеқинлишишқа қарап йүзләнгән. японийә нөвәттә хитайниң қаршилиқиға қаримастин, тәйвәнниң дуня сәһийә тәшкилатиға киришини қоллимақта. Хитай һөкүмитиниң хаишиға қарши йәнә, икки дөләтниң юқири дәриҗилик сиясий әрбаблири өз- ара қоюқ бериш- келиш қилмақта.

Майик мочизуки, әгәр хитай тәйвәнгә һоҗум қозғашни пиланлиса, чоқум японийиниң инкасиниму ойлишиши керәкликидә һечқандақ шәк -шүбә йоқлиқини билдүрүп, мундақ деди:

"Мениңчә японийә амили қошулғанда, хитайниң тәйвәнгә һәрбий һәрикәт елип бериши техиму мүшкүллишиду. Бәлким бу, хитайниң һәрбий һәрикитини тосуш ролини өтишиму мумкин" .

Тәйвән хитайниң тәһдидигә учраватқан бир назук арал

Атлантик кеңишидики муһакимә йиғиниға қатнашқан, җонс хопкинс университетиниң профессори дәйвид боранму (David Brown) йиғинда сөз қилип, тәйвәнниң, өзини хитай чоң қуруқлиқиниң тәһдидгә учраватқан кичик, назук бир арал дәп қарайдиғанлиқини көрситип мундақ деди:

"Шуңа, чин шүйбйән һөкүмитиниң, японийиниң тәйвән бихәтәрликигә мунасивәтлик һәр қандақ һәрикитини қоллаш позитсийидә боливатқанлиқини көрәләймиз" .

Дәйвид буранниң билдүрүшичә, өткән күздә, тәйвән вә японийә мутәхәссислири тәйбийдә йиғин ечип, районниң бихәтәрлик мәсилилирини музакирә қилған. Тәйвән президенти чин шүйбйәнму йиғинға қатнашқан болуп, у нутуқида, икки дөләт оттурисидики дөләт мудапиә һәмкарлиқини күчәйтишни тәкитлигән.

Буранниң ейтишичә, башқа тәйвән әмәлдарлириму, чин шүйбийәнгә охшаш пикирләрни оттуриға қойған. Бир тәйвән әмәлдари йәнә, японийиниң " тинчлиқпәрвәр" дәп аталған асасий қануниға өзгәртиш киргүзүш керәкликини тәшәббус қилған. Чүнки японийиниң һазирқи асасий қанунида, японийә пәқәт өзини қоғдаш йолидила һәрбий һәрикәт елип баралайду.

Униң көрситишичә, тәйвән илгири өзини мустәмликә қилған японийигә, хитайдин пәрқлиқ муамилә қилиду. Гәрчә тәйвәнму, хитайға охшашла японийиниң сәнкаку тақим араллириниң игилик һоқуқини тәләп қилип келиватқан болсиму, бирақ бу икки тәрәп мунасивитидә йириклик пәйда қилмиған.

" Әгәр тәйвән һөкүмитини бәкрәк қистиса,улар өзиниң сәнкаку тақим араллириға болған игилик һоқуқини тәләп қилиду. Бирақ бу мәсилиниң арқисида сиз аммивий наразилиқ кәйпиятлирини байқимайсиз" .

Хитай японийә билән инақ мунасивәт сақлашқа мухтаҗ

Ситимсин мәркизиниң хитай ишлири мутәхәсиси алан ромберг (Alan Romberg) муһакимә йиғинида сөз қилип, хитай нөвәттә асаслиқ диққәт қиливатқан мәсилә японийиниң тәйвәндә қандақ рол ойниши болмастин, бәлки японийиниң 2 - дуня уруши мәзгилидики " җинайи қилмишлири" икәнликини билдүрди.

Униң ейтишичә, гәрчә японийә буниңдин әпсуслинидиғанлиқини қайта - қайта билдүрүп келиватқан болсиму, бирақ, хитай японийиниң кәчүрүм соришидин қанаәтләнмигән. японийә армийисиниң уруш җинайәтлири ичидә болупму " нәнҗиң қирғинчилиқи" дәп аталған вәқәниң хитай пуқралирида кәлтүрүп чиқарған роһий азаби техичә пүтмигән икән.

Алан ромберг, хитай һөкүмити японийиниң асия-тинч окян районида йитәкчи орунни талишишидин әндишә қилип, пуқраларниң бу хил роһий азабини олғайтқанлиқини билдүрди. Әмма униң көрситишичә, хитай иқтисадий сәвәбләр түпәйлидин йәнила японийә билән инақ мунасивәтни сақлашни үмид қилидикән.

" Хитай үчүн икки тәрәпниң йилиға 200 милярд долларлиқ содиси, болупму японийиниң хитайға кәң көләмдә мәбләғ селиши интайин муһим болупла қалмастин, хитайниң әтрапида тинч бир муһитни яритишму, хитайниң иқтисадий заманивилишиши вә кейинки нәччә он йиллиқ тәрәққияти үчүн интайин муһим һесаблиниду" .

Униң көрситишичә, хитай- японийә мунасивитиниң давамлиқ йириклишиши, пәқәт хитайниң өз нишанлириға йитишини кечиктүриду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.