Сабиқ русийә президенти борис йелтсин вә демократийә


2007.04.23

YELTSININ1991-200-1.jpg
Сүрәттә, 1991 - йили 19 – авғуст күни, борис йәлтсин, русийә фәдәратсийәсиниң москивадики иш бинасиниң адиға тоһтитилған бир танканиң үстидә, намайишчиларға сөз бәрмәктә. AFP PHOTO FILES, August 19th, 1991

Сабиқ русийә президенти борис йелтсин дүшәнбә күни 76 йешида вапат болди.

Русийиниң интерфакис агентлиқиниң учуриға асасланғанда, борис йелтсин йүрикиниң туюқсиз тохтап қелиши сәвәбидин вапат болған икән. Лекин, бир қисим мәтбуатлар униң өлүминиң сәвәби техи ениқ әмәс дәп көрсәткән.

Борис йелтсин демократийә үчүн һәссә қошқан

Борис йелтсинниң өлүм хәвирини аңлиған сабиқ совет мустәқил дөвләтләр иттипақиниң биринчи вә ахирқи президенти михаил горбачеф йелтсинниң аялиға тәзийәнамә йоллап, өз қайғусини билдүргән.

Русийиниң итартас агентлиқиниң учуриға асасланғанда " аримизда көплигән ихтилаплар бар иди, бу сиясий җәрянлар билән мунасивәтлик иди, бирақ, мушу пәйттә мән йелтсинниң аилисигә өзүмниң әң чоңқур қайғусини билдүримән" дәп язған михаил горбачеф тәзийисидә. Бирақ, учурда горбачефниң йелтсинға қандақ баһа бәргәнлики көрситилмигән.

"Русийә оңчи күчләр бирләшмиси" дәп аталған партийиниң рәиси никита белих йелтсинниң вапатиға тәзийә билдүрүш билән биргә униң һаятиға баһа берип, " бу көп җәһәтләрдә зиддийәтлик бир инсан вә сиясәтчи болсиму, бирақ, шүбһисизки, у зор артуқчилиқ бәлгилиригә игә әрбабтур. Униң дәвридә мәмликәт демократик тәрәққиятқа йол алдии. Әпсуски, бүгүнки күндә униңда (йолимизда) бара-бара бурулуш йүз бериватиду" дәйду.

Америка ақ сарай баянатчиси йелтсинни тарихий шәхс дәп тәрипләш билән униң аилә-тавабатлири вә русийә хәлқиғә болған тәзийисини билдүрди.

Әнгилийә баш вәзири тоний блайир "йелитсин мәшһур шәхс, у демократийә вә иқтисадий ислаһатниң муһимлиқини тонуп йәткән" дәп баһа бәрди.

Униң һаяти совет иттипақиниң йимирилиши билән мунасивәтликтур

Борис йелтсинниң һаяти сабиқ совет иттипақида компартийиниң әмәлдин қелиши вә совет иттипақиниң йимирилиши шуниңдәк русийиниң бир қатар сиясий, иқтисадий вә демократик өзгиришлири билән мунасивәтлик болғанлиқи үчүн униңға нисбәтән түрлүк баһалар оттуриға қоюлмақта.

Борис йелтсин 1931-йили русийиниң свердлоф областида деһқан аилисидә дуняға кәлгән болуп, санаәт институтини пүттүргәндин кейин узун йиллар өзи туғулған областта санаәт саһәсидә ишлигән. У, 1968-йилидин етибарән сиясий саһәгә кирип, 1976-йили свердлоф области партийә комитетиниң биринчи секритари болған.

Борис йелитсин 1981-йили совет иттипақи компартийиси мәркизий комитетиниң әзаси болғандин кейин, у совет иттипақиниң юқири рәһбәрлик қатлимиға кирип, өз тәсир даирисини ашуруш пурситигә еришкән.

Борис йелтсин 1987-йили совет иттипақи компартийиси мәркизи комитәти вә сиясий бийорисини тунҗи қетим тәнқид қилип, сиясий бийорини истипаға чақирған. Нәтиҗидә, михаил горбачеф уни әйибләп, москва шәһири партийә комитетиниң биринчи секритарлиқ вәзиписидин қалдуривәткән. Йелтсин бундақ тәнқидий мәйданини изчил давамлаштуруп кәлгән болуп, 1990-йили 29-майда русийә сотсиялистик федератип җумһурийити алий кеңишиниң рәиси болған.

Мәзкур дәвр йелтсинниң сабиқ совет иттипақи вә хәлқарадики тәсири әң юқири пәллигә чиқиш мәзгили болуп, у 1990-йили, 1-июлда совет рәһбәрлири ичидә тунҗи қетим коммунистлар партийисидин чиқип кәткәнликини җакарлиған кишигә айланған. У, 1991-йили авғуст ейида коммунистларниң сиясий өзгириши үстидин ғәлибә қилип, москвалиқларни демократийини қоғдашқа чақирған, арқидинла совет иттипақи коммунистлар партийисини қанунсиз партийә дәп җакарлаш билән униң паалийитини чәклигән.

Йелтсин шу йили 7-8-декабирларда украинийә, белорусийә президентлири билән совет иттипақини йоқ қилип, мустәқил дөләтләр һәмдостлуқини бәрпа қилидиған келишим имзалиған, әнә шу йелтсинниң һәрикити түпәйлидин совет иттипақи йоқ қилинған. Әйни вақитта михаил горбачеф совет иттипақини йоқитишқа қошулсиму, лекин у бу дөләтни башқичә йеңи бир шәкилдики "иттипақ" һалитидә сақлап қелишни тәшәббус қилған, әмма, йелтсин һәр қайси җумһурийәтләрниң толуқ мустәқиллиқини тәмин етишни оттуриға қойған. 1991-Йили, 25-декабир горбачеф вәзиписидин истипа берип, совет иттипақи йимирилди һәмдә у вәзиписини борис йелтсинға тапшурди.

Шуниңдин кейин йелитсин русийә федератсийиниң тунҗи президенти сүпитидә бу дөләтни 9 йилға йеқин башқуруп, русийиниң демократик тәрәққиятини илгири сүргән болсиму, бирақ бу дөләттә, иқтисадий, сиясий кризислар күнсайин еғирлишип кәткәнлики, болупму, чечән урушидин кейин русийиниң техиму зор кризисқа патқанлиқи сәвәбидин униң сиясий тәсири аҗизлиған һәмдә 1999-йили 31-декабирда истипаға чиқип, орниға һазирқи президент путинни дәссәткән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.