Русийә йәнә дипломатийилик оюн ойнаватамду?
2006.02.15
Йеқинда пәләстин мустәқиллиқи үчүн қораллиқ күрәшни давамлаштуруп кәлгән "хамас" тәшкилати сайламда ғәлибә қилғандин кейин, ғәрб дөләтлириниң җиддий инкаслири қозғалди, арқидинла русийә президенти владимир путин испанийиниң мәркизий шәһири мадритта русийә һөкүмитиниң " хамас " рәһбәрлирини москваға тәклип қилидиғанлиқини елан қилди һәмдә русийиниң " һеч қачан хамасни террорлуқ тәшкилат дәп һесаблимиған"лиқини билдүрди.
Русийиниң ғәрбкә қарши бу хил мәйдани җүмлидин йәнә иран мәсилисигә тутқан позитисийиси хәлқара көзәткүчиләрниң һәр хил инкаслирини қозғимақта.
Русийә президенти владимир путинниң исраилийә вә бир қисим ғәрб дөләтлири террорлуқ тәшкилат дәп қарап кәлгән " хамас"ни москваға тәклип қилидиғанлиқини билдүрүш билән русийиниң оттура шәрқ мәсилисини йәни исраилийә-пәләстин кризисини һәл қилиштики орниниң муһим салмақни игиләйдиғанлиқини көрсәтти. Омумән, русийә, пәләстин -исраилийә мәсилисини һәл қилиш сөһбитигә әза төт дөләтниң бири болуп, русийә буниңда өзиниң аваз күчини изчил намайән қилип кәлмәктә. Ундақта, илгиридинла пәләстин азадлиқ тәшкилатини қоллиған һәмдә ирақ вә сүрийә қатарлиқ әрәп мәмликәтлири билән яхши мунасивәтләрни орнитип, садам һүсәйингә изчил ярдәм қолини сунуп кәлгән русийә һөкүмитиниң бу қетим америка башлиқ ғәрб дөләтлири тәрипидин терроризм билән әйиблиниватқан " хамас"ни москваға тәклип қилиши зади немидин дерәк бериду? бу дипломатийилик оюнму қандақ?
Путинниң чоң оюни
"Иқтисадий дәвр" гезитидә елан қилинған бу һәқтики мақалидә " " русийә президенти владимир путин ойнаватқан оюнниң ,бу қетимқиси хели чоңдур" дәп көрситилиш билән биргә путинниң мәзкур һәрикитигә нисбәтән алди билән америка, явропа иттипақи , исраилийә һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарши чиқип, буни "сатқинлиқ" билән әйиблигәнлики оттуриға қоюлған. Әмма, франсийә, испанийиниң болса путинниң мәйданини қоллаш позитсийисини билдүргәнлики шуниңдәк һазир "хамас"ни явропаниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликидин чиқириветиш үчүн хизмәтләр давамлишиватқанлиқи баян қилинған.
Америкидики " валл стрәәт җоурнал" гезити " бу тәклип хамас үчүн хушаллинарлиқ хәвәр шуниңдәк уларниң хәлқара тәрипидин етирап қилиниши үчүн ташланған биләттур" дәп баһа бәргән. Мақалидә көрситилишичә, һәтта оттура шәрқтин йирақ болған латин америкисидики америкиға қарши позитсийә тутуп келиватқан венсуламу владимир путинни қоллиған .
Москваниң мәқсити растинла "хамас"ни қорал ташлатқузуш вә исраилийини етирап қилдурушму?
Русийиниң "нәвсру" агентлиқиниң интернәт сәһиписидә баян қилинишичә, русийә президенти путин русийиниң "хамас"ни һечқачан террорлуқ тәшкилат дәп қаримиған"лиқини билдүрүш билән йәнә " русийә һөкүмитиниң пәләстин хәлқиниң таллишини һөрмәт қилидиғанлиқи"ни әскәрткән. Русийә парламенти вә сиясийонлири болса, русийиниң мәзкур һәрикити арқилиқ "хамас"ни қораллиқ һәрикәтни тохтитиш вә исраилийини дөләт сүпитидә етирап қилишқа үндәшни қолға кәлтүридиғанлиқи һәққидә чүшәнчә бәргән. "Хамас"ниң узундин буян давамлаштуруп кәлгән қораллиқ һәрикәттин ваз кечиши һәмдә исраилийини етирап қилиши мәсилиси һәққидики пикирдә әмәлийәттә ғәрб дөләтлири билән русийә арисида ортақлиқ мәвҗут болуп, москва бу нуқтидин пайдиланған. Лекин, һазирқи түп мәсилиләрниң бири "хамас"тәшкилатиниң қораллиқ һәрикәттин ваз кечиш яки кәчмәсликидур. Русийиниң нәвсру агентлиқиниң йезишичә, сайламдин кейин, "хамас" ниң рәһбири халед машал әнгилийидики " қоғдиғучи" гезитидә мақалә елан қилип," биз мәзкур йәһудий дөлитиниң қануний орнини етирап қилмаймиз" дейиш арқилиқ "хамас"ниң исраилийини тонумайдиғанлиқидин бишарәт бәргән.
Ундақта, путинниң мәқсити русийиниң оттура шәрқтики муһим күчкә айлинишиму?
Русийиниң нәвсру агентлиқиниң йезишичә, владимир путин чечәнләр билән мунасивити бар дәп пәрәз қилиниватқан " хамас"қа нисбәтән қош өлчәм қолланған. Рошәнки, путинниң оюнидики асасий нуқта русийиниң дуняви тәсир күчини қайта тикләштин ибарәт. Москваниң иран ядро кризисини һәл қилиш мәсилисидә өз ролини көрситишкә тиришсиму әмәлийәттә униң русийиниң оттура шәрқтики муһим күчкә айлиниш арзусиниң барлиқини көрситиду. Владимир путиниң мәқсити бу арқилиқ америка қошма шитатлириниң райондики сияситиниң гуманлиқ икәнлики, қисқиси мәғлуп болуватқанлиқи һәққидә сигнал бериштин ибарәт болуп, русийә президенти хамасниң ғәлибисини америкиниң дуняви тәсиригә берилгән зәрбә дәп билдүргән.
Ғәрб анализчилири путиниң "хамас"қа тутқан позитсийисини русийиниң пүтүн имканийәтлири билән америкиниң оттура шәрқ вә оттура асиядики тәсирини сиқип чиқирип, өзиниң тәсирини тикләшкә тиришиватқанлиқи билән бағлисиму, әмма бир қисим русийә анализчилири бу әһвални башқичә чүшәндүргән.
Русийиниң "хамас"сияситидики икки амил
"Нәвсру" агентлиқиниң йезишичә, русийә анализчилириниң қаришичә, путинниң сияситигә тәсир көрсәткән асасий икки амил мәвҗут болуп, биринчидин һазир исраилийидә русийидин көчүп барған бир қанчә милйон йәһудийлар яшайду, уларниң көпчилики русийә дөләт тәвәликини сақлап қалған болуп, исраилийә билән русийә арисида күчлүк мәдәнийәт алақилири мәвҗут. Униң үстигә йәнә русийә мусулманларниң сани тез көпийиватқан мәмликәт болуп, һазир ислам радикализими шималий кавказийидин башқа йәнә татаристан, башқортистан қатарлиқ җумһурийәтләрдиму баш көтүрмәктә. Демәк русийә бу нуқтидин өзиниң мусулманлар билән болған мунасивитини тәңшимәкчи болған.
Иккинчидин, җуғрапийилик йеқинлиқ болуп, русийә явропа билән асияниң , ислам дини билән християн диниң туташқан нуқтисиға җайлашқан. Иран болса, русийидин пәқәт кавказийә вә кәспий деңизи арқилиқла айрилип туриду. Бу әһвал русийиниң иранниң ядро пилани мәсилисигә көңүл бөлүшигә тәсир көрсәткән. Шуңа русийә иран билән болған сода мунасивәтлирини бузушниму халимайду.
Шуни қошумчә қилиш керәкки русийидә явро-асиячилиқ идийиси йеқинқи йиллардин буян баш көтәрмәктә, бу идийә техиму көп сиясийонларниң қоллишиға еришмәктә. Мәзкур идийиниң тәрәпдарлири русийиниң ислам дуняси билән християн дуняси, түрк дуняси билән славиянлар шуниңдәк җуғрапийилик җәһәттә асия билән явропаниң арисиға җайлашқанлиқидәк әвзәлликидин пайдилинип, русийини идарә қилиш вә униң дуняви орнини тикләшни тәшәббус қилмақта. Москва рәһбәрлири бу идийигә диққәт қиливатамду яки оюн ойнаватамду қандақ? қени тәһлилчиләр немә дәйдикин? (үмидвар)
- Русийиниң "хамас" ни тәклип қилиши исраилийиниң ғәзипини қозғиди
- Русийә даирилири хамасни москваға тәклип қилди
- Хамас ғәрб әллириниң исраилийини йоқитиш нийитидин ваз кечиш тәлипини рәт қилди
- Хамас рәһбири хәлқарани пәләстингә қиливатқан ярдәмни тохтатмаслиққа чақирди
- Намайишчилар аббасниң истипа беришини тәләп қилди
- Хамасниң ғәлибиси оттура шәрқниң келәчики болған әндишиләрни күчәйтмәктә
- Пәләстиндики сайлам нәтиҗисии, исраилийә даирилирини әндишиләндүрди
- Исраилийә баш министири шарон ликуд партийисидин чикинди