Көп милйонлуқ аз санлиқ милләт


2007.03.12

19-Әсирдә көплигән русийә екиспедитсийичилири уйғур елиниң җәнуб вә шималиға келип, районниң етнографийилик, җуғрапийилик вә иҗтимаий –иқтисадий җүмлидин сиясий әһвали һәққидә тәкшүрүшләр елип барған болса, 20-әсирдики совет иттипақи мәзгилидә йәнә бир қисим сабиқ совет мутәхәссислири вә дипломатлири уйғур районида тәкшүрүшләр елип барған иди. Кона –йеңи рус екиспедитсийичилири, алимлири вә дипломатлири өзлириниң илмий паалийәтлири арқилиқ дөлитиниң мәнпәәтлирини қоғдашқа әҗир сиңдүрүш билән биргә уйғурларниң тарихи, тили, иҗтимаий-иқтисадий түзүлмиси, етнографийилик мәдәнийити вә башқа тәрәплири һәққидә көрүнәрлик нәтиҗиләрни яратти. Уларниң қолға кәлтүргән нәтиҗилири уйғуршунаслиқ тәтқиқатиниң пайдилиниш материяллири тәриқисидә һазирғичә қоллинилип кәлмәктә.

Бүгүнки күндиму русийидә бир қисим алимлар уйғурларниң тарихи вә мәдәнийәт мәсилилири һәққидә тәтқиқат елип барғандин сирт йәнә тәтқиқат нуқтилирини уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики сиясий вәзийәткә қаритишқа башлиған болуп, русийә пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ иниститутиниң тәтқиқатчиси, тарих пәнлири доктори, узун йиллар уйғур тарихий тәтқиқатлири билән шуғулланған александир қадирбайевниң москвадики " мустәқиллиқ гезити" дә елан қилған " көп милйонлуқ аз санлиқ милләт" мавзулуқ мақалиси буниң бир мисалидур.

Икки асаслиқ мусулман хәлқ туңганлар билән уйғурлар

Илгирики асаслиқ тәтқиқат темисини чиңгизханниң моңғул империйиси дәвридики уйғурлар, оттура асиялиқлар вә башқа мусулманларниң ойниған роли мәсилилиригә беғишлиған александир қадирбайев бу саһә бойичә көп нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән. У өз тәтқиқатлири билән уйғурларниң моңғул импәрийиси дәвригә мәнсуп хитайдики юән сулалиси, ирандики илханилар вә волга-урал бойлиридики алтун орда ханданлиқлирида елип барған паалийәтлирини тунҗи қетим системилиқ йорутқан иди.

Мәзкур русийә алими бу қетим уйғурларниң һазирқи мәвҗут мәсилилирини тарих билән бағлап анализ қилиш усули қоллинип өзигә хас болған бир қатарйәкүнләрни чиқириду вә көз қарашларни оттуриға қойиду.

Аптор " көп милләтлик аз санлиқ милләт" мавзулуқ мақалисиниң баш қисмида ислам дининиң хитайда моңғуллар дәвридә баш көтәргәнлики, оттура асия, иран вә башқа районлардин көплигән мусулманларниң хитайға келип, моңғул империйисиниң һәрбий –сиясий хизмәтлиригә қатнашқанлиқи, 14-әсиргә кәлгәндә ислам диниға етиқад қилидиған җамаәтниң хитайлар тәрипидин " хуй" дәп аталғанлиқини көрситип өтиду. Аптор һазирқи хитай тәвәсидә яшайдиған мусулманларни бир-бирләп чүшәндүрүш билән биргә уйғурлар билән хуйзуларниң көп нопуслуқ, асаслиқ икки мусулман хәлқ икәнликини тәкитләйду.

Русийә алими александир қадирбайев мақалисидә муһим нуқта сүпитидә уйғурлар һәққидә тохтилиду, апторниң қаришичә, 1979-йилиди дең шиаопиң иқтисадий ислаһатни башлиғандин кейин, хитайда ислам дини қайтидин гүллинишкә башлиған шуниң билән бир вақитта йәнә уйғур елидә милләтләр ара мунасивәтләрму җиддийләшкән болуп, бу шәрқий түркистандики йәрлик хәлқләр ичидә нопуси әң көп һесаблинидиған мусулманлар йәни уйғурларниң шинҗаң уйғур аптоном райониниң хитайдин мустәқил болуш һәрикитини қоллиғанлиқи билән мунасивәтлик иди. Уйғурлар шинҗаң уйғур аптоном райони аһалисиниң тәхминән йеримини тәшкил қилиду. Тил вә етник мәдәнийәт җәһәттин өзбәкләргә йеқиндур. Һазир 300 миң әтрапида уйғур қазақистан пуқраси, 30 миңи қирғизистан, 12 миңи түркмәнистан пуқрасидур.

Уйғурлар кәмситилишкә учримақта

Русийә алими александир қадирбайев мақалисидә 1949-йили уйғур ели аһалисиниң асасий қисимини түркий тиллиқ хәлқләр игилигәнлики, уйғурларниң әң көп нопуслуқ хәлқ болғанлиқини көрситиш билән биргә бу 50 нәччә йил ичидә хитай аһалилириниң бара-бара вә омумий йүзлүк көчүп келиши билән уйғур елиниң нопус әһвалиниң өзгирип кәткәнликини оттуриға қойиду. Апторниң қаришичә, 1953-йили уйғурлар пүтүн аһалиниң 80%ни тәшкил қилған болса, һазир 47%ни тәшкил қилиду. Хитайлар 40%тин юқири. Хитай миллитиниң шинҗаң уйғур аптоном районида еришкән имтиязлириниң ешиши миллий җиддийлик шәклидики қаршилиқ инкаслирини пәйда қилип, уйғурлар арисида бөлгүнчилик кәйпиятлирини күчәйтивәтти. Хитай һөкүмити тәрипидин елип берилған хитайларниң аммиви йосунда көчүрүлүшиниң иҗтимаий ақивәтлири аһалиларниң һаятиға тәсир көрсәтти. Ишқа орунлишиш вә туралғу җай шәһәр аһалиси ичидики муһим мәсилә болуп, бу саһәләр бойичә йәрлик хәлқләр кәмситилишкә учриған болса, иҗтимаий салаһийити йәрлик хәлқтин көрүнәрлик дәриҗидә үстүн туридиған хитайларға пайдилиқ болди.

Аптор мақалисидә хитай һөкүмитиниң мусулманларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситиниң йәрлик хәлқниң наразилиқини күчәйтиш ролини ойниғанлиқини илгири сүриду.

Москва алими александир қадирбайев хитай һөкүмитиниң 90-йилларда шинҗаң иқтисадини тәрәққи қилдурушқа урунуп көрсиму, лекин күткән дәриҗидә нәтиҗә қазиналмиғанлиқи шу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң районниң тәрәққиятида диний, иқтисадий вә миллий мунасивәтлириниң мурәккәп икәнликини тонуп йетип, уйғур мәсилисини бир тәрәп қилишниң йеңи чарисини тепишқа тиришқанлиқини көрситиду. Униң қаришичә, бүгүнки күндә хитай һөкүмитиниң алдида таллаш мәвҗут болуп, у болсиму, шинҗаңниң иқтисадий җәһәттин өсүшини күчәйтишни давамлаштуруш яки болмиса, биринчи қәдәмдә районға қаритилған сиясий контроллуқни сақлап қелишқа тиришиштин ибарәт. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.