Русийә-хитай мәхпий мунасивәтлири
2007.02.07
Русийә билән хитай истратегийилик шериклик мунасивәтлирини баштин кәчүрүш билән биргә һәрбий –сияси, сода- иқтисад, мәдәнийәт қатарлиқ һәр саһәләр бойичә қоюқ һәмкарлиқ елип бармақта. Икки тәрәп алий рәһбәрлириниң учришишлирида президент путин билән рәис ху җинтав хитай –русийә мунасивәтлириниң тарихтики әң яхши дәвргә киргәнликини мәдһийиләп, хитай –русийә мунасивәтлириниң тәрәққиятиға юқири баһа бәргән иди. Ундақта, русийә билән хитайниң қоюқ истратегийилик һәмкарлиқи һәқиқәтән сәмимийәт вә ишәнч астиға қурулғанму? бу мунасивәтләрниң йәнә қандақ арқа көрүнүшлири бар?
Русийидә чиқидиған "азия инфо" намлиқ учур агентлиқи тәрипидин елан қилинған "русийә-хитай мәхпий мунасивәтлири" намлиқ мақалә бу соалларға җаваб бериду.
"Русийә-хитай мәхпий мунасивәтлири" намлиқ мақалидә мәзкур икки тарихтин буян бир –бири билән гаһида достлушуп, гаһида дүшмәнлишип келиватқан икки чоң дөләтниң мунасивәтлириниң арқа көрүнүшлири төвәндики бир қанчә нуқтилардин көрситилиду.
Русийә –хитай һәрбий мунасивәтлири
Мақалидә баян қилинишичә 2005-йили авғустта русийә билән хитай 40 йил ичидә тунҗи қетим бирләшмә һәрбий манивәр өткүзди. Хитай маневирниң тәшәббуси, қатнишидиған қошунларниң даириси һәмдә маневирниң пиланини түзүшни зиммисигә алған шуниңдәк маневирниң нишаниниң хәлқара терроризм, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә зәрбә берилидиғанлиқи, униң үчинчи бир дөләткә қаритилмайдиғанлиқи көрситилгән. Мақалидә тәкитлинишичә, бу маневирда деңиз, һава қошунлириниң түрлүк илғар техникилири вә җәң қилиш усуллири намайиш қилинған болуп, мас шитаби наһайити кәң болған. Мақалидә тәкитлинишичә, маневирға қатнаштурулған қошун вә һәрбий техника һәм башқиларниң әһвалидин елип ейтқанда, буниң терроризмға қарши уруш қилиш билән мунасивити йоқ болуп, бу пүтүнләй кәң көләмлик, рәсмий уруш түсини алған. Мақалидә илгири сүрүлүшичә, мәзкур маневирниң мәқсити ғәрб дунясиға хитай билән русийиниң асия –тинч окян райониға нисбәтән контроллуқни зиммисигә алғанлиқини, һечкимниңму уларниң ишлириға арилишиш һоқуқлириниң йоқлиқини билдүрүп қоюштин ибарәттур.
Лекин, мақалә аптори бу нуқта билән бир вақитта йәнә хитай билән русийиниң һәр қайсисиниң өз алдиға көзлигән мәқсити барлиқини, һәр иккила тәрәпниң бир-бириниң һәрбий әһвалини игиләш пурситигә еришни мәқсәт қилидиғанлиқини көрситиду. Мақалидә тәкитлинишичә, әгәр кәлгүсидә хитай русийиниң дүшминигә айланса, мәзкур маневир русийә қоманданлиқ шитабиға хитай армийисиниң әһвали, җәң маһарити вә тактикилирини биливелип, тақабил турушида пайдилиқ болиду.
Мәзкур мақалидә йәнә хитай билән русийиниң бирләшмә маневир арқилиқ өз илғар қораллирини намайиш қилип, хитайға қорал сетиш рекламисини қилған. 2000-Йилидин буян русийә хитайға һәр йили икки милярд доллар қиммитидә илғар күрәшчи айропиланларни сетип бәргән болуп, қорал содиси икки тәрәп мунасивәтлиридики муһим амилдур. Бирақ, русийә хитай билән болған содида хитайниң русийиниң әң мурәккәп, илғар техникилириға игә болушқа тиришиватқанлиқини, қачан бир күни иккисиниң мунасивити яманлашқанда болса, әшу русийә қораллирини русийигә қарши ишлитидиғанлиқини яхши билиду. Шуңа русийә хитайға әң заманиви мәһсулатлирини беришни изчил рәт қилмақта.
Хитай-русийә енергийә мунасивәтлири
Мақалидә русийә-хитай енергийә һәмкарлиқидики икки тәрәпниң өз алдиға көзлигән мәқсәтлириму көрситилгән болуп, хитай русийә енергийсигә еришишни қолға кәлтүрүш үчүн тиришмақта. 2005-Йили путин икки дөләтниң иқтисадий мунасивәтлирини күчәйтишни, хитай билән бирлишип, русийә енергийә мәһсулатлирини үчинчи дөләткә сетишни тәшәббус қилған. Путин билән ху җинтав йәнә русийидин хитайға тутишидиған газ туруба қурулуши һәққидә пүтүшкән. Лекин, хитай йәнә бир тәрәптин қазақистан билән һәмкарлашқан болуп, һазир атасу- алатав нефит туруба йоли арқилиқ хитайға қазақистан нефитлири маңдурулмақта.
Мақалидә көрситилишичә, хитай қазақистан қатарлиқ оттура асия енергийә мәмликәтлири билән һәмкарлишиш арқилиқ енергийә җәһәттә русийигә беқинип қелиштин сақланмақчи һәмдә русийигә риқабәт пәйда қилмақчи болған болсиму, бирақ руслар көп яшайдиған қазақистан һәргизму хитай билән енергийә содисини- дәп русийигә қарши сиясәт йүргүзмәйду.
Хитай –русийә вә шаңхәй һәмкарлиқи
"Азия инфо" учур анализ агентлиқиниң торида елан қилинған " русийә-хитай мәхпий мунасивәтлири" намлиқ мақалидә йәнә нопус мәсилилириму тилға елинған болуп, икки тәрәп арисида қанчилик яхши мунасивәт орнитилиштин қәтий нәзәр, русийиниң йирақ шәрқидә хитай тәһдиди йәнила күчәймәктә, 2005-йили русийә ички ишлар министирлиқиниң башлиқи хитай көчмәнлириниң йирақ шәрқниң бихәтәрликигә тәһдид пәйда қиливатқанлиқини ениқ оттуриға қойған. Униң қаришичә, йирақ шәрқ аз нопуслуқ район болуп, һәр йили 600 миң әтрапида қанунсиз хитай көчмәнлири русийигә кириду.
Мақалидә көрситилишичә, бу хил көчмәнләр долқуни тәсадипий болмастин бәлки, бейҗиң тәрипидин пиланланған. Хитай нопус арқилиқ өзиниң бу районлардики тәсирини бара-бара ашурушни мәқсәт қилған.
Мақалидә йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати мәсилисидиму бир қатар көз қарашлар оттуриға қоюлған, бу көз қарашларға таянғанда, хитай билән русийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин көзлигән өз алдиға мәқсәтлири бар, русийә бу тәшкилат арқилиқ өзиниң мустәқил дөләтләр һәм достлуқидики рәһбәрлик орнини күчәйтиш, райондики чоң дөләтлик образини тикләш һәм америкиниң оттура асиядики тәсирини сиқип чиқириш вә башқилар болса, хитай бу тәшкилат арқилиқ енергийә мәнбәлиригә еришиштин ибарәт.
Икки дөләт һәмкарлиқиниң истиқбали
Мақалиниң ахирида хуласә сүпитидә русийә –хитай мунасивәтлириниң истиқбали һәққидә сөз болуп, юқиридики бир қатар тәрәпләр нәзәр елинған асаста хитай билән русийиниң бихәтәрлик, дуняви сиясий мәсилиләрдә һәмкарлашсиму, лекин уларниң йеқин мунасивәтлириниң узун давамлишалмайдиғанлиқи, йеқин кәлгүсидә русийиниң хитай билән болған мунасивитини техиму күчләндүришиниң еһтимали йоқлиқи оттуриға қоюлиду шуниңдәк русийиниң йирақ шәрқидә дағистан вә чеченийидикидәк ислам радикализиминиң тәһдиди йоқлуқи, у йәрдә пәқәт хитай тәһдиди мәвҗутлуқи, хитайниң русийигә беридиған йошурун тәһдидиниң русийиниң сибирийә вә йирақ шәрқниң кәлгүси бихәтәрликини қоғдаш үчүн ғәрб билән сиясий вә иқтисадий мунасивәтләрни қолға кәлтүрүшни тезлитишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи йәкүнлиниду. " Һәқиқәтән, әгәр хитай дәриҗидин ташқири күч һалитигә йәтсә, ғәрб билән русийә техиму йеқин һәмкарлиқ нуқтилирини тапиду" дәп хуласә чиқирилиду мақалиниң ахирида. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, русийә вә ғәрб оттура асияниң енергийисини талишиватиду
- Хитайлар оттура асияға чоңқурлап кирмәктә
- Профессор шерипҗан надироф: хитай қазақистанға мәбләғ селишта йәнила арқида
- Оттура асия кимгә йеқинлишиватиду?
- Хитай -русийә қорал-ярақ содиси давамлашмақта
- Русийә қанунсиз көчмәнләргә қарита кәң көләмдә тазилаш һәрикитини башлиди
- Русийә билән хитай ғәрбниң "әл қаидә" гә охшаш дүшминиму?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики һәрбий һәмкарлиқлар
- Хитай билән русийә асияға һөкүмранлиқ қилмақчиму?
- Русийә-хитай мунасивәтлири һәққидики қарашлар
- Әҗдиһа йоли
Руслар қәлимидики уйғурлар
- яқупбәгниң қәшқәрийә-русийә мунасивәтлиридә ойниған роли
- Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (2)
- Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (1)
- Бир рус мутәхәссисиниң хитайдики миллий мәсилә һәққидики көз қарашлири
- Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(4)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(3)