Америкиниң ирақта қорал тәкшүрүш доклати вә садам -хитай мунасивити (2)


2004.11.05

Америкиниң ирақта қорал тәкшүрүш доклати вә садам -хитай мунасивити

Сияси мулаһизичи яң лилиниң "садам һөкүмити билән коммунист хитай һөкүмитиниң һәрбий вә сода мунасивити" дегән мулаһизисидә дә баян қилинишичә, америкиниң ираққа әвәтилгән кәң көләмлик қирғинчилиқ үчүн қоллинилидиған қоралларни тәкшүрүш гурупписи, 2003 - йили 6 - айдин 2004 - йили 9 - айғичә болған бир йилдин артуқ вақит ичидә әмәлий тәкшүрүш арқилиқ миң бәтлик доклат тәйярлап чиққан. Бу доклат садам һөкүмитиниң истратегийилик пилани, садам һөкүмитиниң иқтисад мәнбәси вә сетивалған мал түрлири, башқурулидиған бомба системиси, ядро қораллири, химийиви қораллири, био - химийилик қораллири дегәндин ибарәт 6 қисимға бөлүнгән. Сияси мулаһизичи яң лили бу доклатта көрситилгән садам һөкүмити билән коммунист хитай һөкүмитиниң оттурисидики хупиянә сода мунасивәтләргә даир пакитларни рәтләп чиқип, бу һәқтә мулаһизә йүргүзгән.

Чәкләнгән қоралларни ирақта тәрәққи қилдурушқа хитайниң қилған ярдими

"Садам һөкүмити билән коммунист хитай һөкүмитиниң һәрбий вә сода мунасивити" дегән мулаһизидә баян қилинишичә, "кәң көләмлик қирғинчилиқ қилиш үчүн қоллинилидиған қораллар" дегән уқум башқурулидиған бомба, ядро қораллар, химийиви қораллар, био-хемийилик қораллар ни өз ичигә алиду. Садам һөкүмити бурун ирақ - иран урушида вә дөләт ичидики башқа милләтләрни бастурушта био-хемийилик қоралларни ишләткәнлики, кувейткә таҗавуз қилғанлиқи, хошна әлләргә тәһдит салғанлиқи аллиқачан хәлқараға мәлум болған иди. Шуңлашқа б д т ниң 687 - номурлуқ қарарида ирақта ядро қоралларниң болуши чәкләнгән. Гәрчә бу қетимқи тәкшүрүш арқилиқ ирақта кәң көләмлик қирғинчилиқ қилиш үчүн қоллинилидиған қораллар техи байқалмиған болсиму, әмма хәлқарада қоллиниш қаттиқ чәкләнгән қораллар әмәлийәттә ирақта мәвҗут. Бундақ қоралларни тәйярлаш үчүн керәклик болған йөнилиш бәлгиләйдиған назук үскүнә, сүрәтни тизлитиш үчүн қоллинилидиған һесаплаш әсваби, башқурилидиған бомбиниң оқ учиға ишлитилидиған сияташ, вә узун мусапилиқ учур - алақә қораллири қатарлиқлар хитайниң хусуслаштурулған дөләт карханилири, намини өзгәрткән һәрбий ширкәтлири яки ахбарат органлири тәрипидин үчинҗи бир дөләт арқилиқ тәминләп турған. Садам һөкүмитиниң бундақ материялларни сетивелиш җәрянини ирақниң хитайда турушлуқ әлчиханисиға юшурунған садамниң җасуслири орунлиған. Чәкләнгән қоралларни ирақта тәрәққи қилдууршқа хитайниң қилған ярдиминиң тәпсилати доклатниң әсли текиситиниң 2 - қисим 110 - бетидә баян қилинған.

Био-химийилик қоралларни йүкләп учидиған учақларни ясаш җәһәттә хитайниң бәргән ярдими

"Садам һөкүмити билән коммунист хитай һөкүмиитниң һәрбий вә сода мунасивити" дегән мулаһизидә баян қилинишичә, биохемилйилик қоралларни адәттә башқурилидиған бомба йүкләп учиду. Буниң үчүн садам һөкүмити өзиниң башқурилидиған бомба сестимисиниң мусаписини узартип чәклимигә хилаплиқ қилғандин сирт, бу мәқсәт үчүн йәнә, доклатниң әсли текиситиниң 3 - қисим 44 - 45 - бәтлиридә баян қилинишичә, садам һөкүмити 1991 - йилидила м и г - 21 бәлгилик йерақтин контирол қилинидиған учақларни ясашқа киришкән болуп, бу җәһәттә хитайниң яридимигә еришкән. Садам һөкүмити һәтта л - 29 бәлгилик учқучи тәрбийиләйдиған айрупиланлириниму йерақтин контирол қилинидиған учақларға өзгәртишни пиланлап көп хил синақларни елип барған. Әмма садам һөкүмити бу пиланларни әмәлгә ашуридиған синақларда муваппиқийәт қазиналмиған.

Садам һөкүмити билән хитайниң хилму - хил алақиси

"Садам һөкүмити билән коммунист хитай һөкүмитиниң һәрбий вә сода мунасивити" дегән мулаһизидә баян қилинишичә, коммунист партийиси контрол қиливатқан хитай һөкүмити б д т ниң даимий һәйәт әзаси болсиму, әмма у пүтүн хәлқаралиқ җәмийәтләрниң көзигә көрситип туруп садам һөкүмити билән ялған ширкәт қуруп тиҗарәт қилиш, мәхсус җасуслар арқилиқ муамилә қилиш қатарлиқ шәкилләрни қоллинип хупиянә муамилидә болуп кәлмәктә. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.