Хитай америка президент сайлиминиң һарписида буш һөкүмитини тәнқид қилди


2004.11.01

Америка хәлқи сәйшәнбә күни биләт ташлап, өзлириниң келәр нөвәтлик президентини сайлайду. Хәлқ райини синашниң әң йеңи нәтиҗисигә қариғандапрезидент буш билән җон кәррей, 49 ٪ аваз билән ат беши кетиватиду.

Әйибләшниң сәвәби

Икки партийә намзати сайлам һарписидики риқабәт паалийитини флорида билән охаюда елип барди. Сайламниң һарпа күни намзатлар оттурисдики риқабәт юқири пәллитигә чиққан бир чағда, хитай америка президенти җорҗи бушни дуняға һөкүмранлиқ қилишқа урунуш, ираққа һуҗум қилип террорчилиқни күчәйтиветиш, милли тоқунушларниң күчийип кетишигә сәвәбчи болуш билән әйиплиди.

19.jpg

Бу хитайниң америка президент сайлими тоғрисида тунҗи қетим ипадә билдүрүши болуп һисаплиниду. Дүшәнбә күни хитай ташқи сияситиниң баш лайиһилигүчиси дәп қаралған хитайниң сабиқ муавин баш министири чйән чичин, хитай компартийисиниң зувани "җуңго гезити" дә мақалә елан қилип, буш һөкүмитиниң ираққа һуҗум қилғанлиқини тәнқид қилди. У, президент бушниң ираққа қозғиған уруши хәлқара террорчилиққа қарши иттипақни тар-мар қилип, нәтиҗидә 150 миң америка әскириниң ирақта патқаққа петип қелишиға сәвәпчи болғанлиқини илгири сүргән.

Хитайниң қаришидики хам хиял

Хитайниң сайламға бир күн қалғанда америка президентини тәнқид қилиши аз көрүлидиған әһвал болуп, чйән чичин мақалисида, димократлар президент намзати җон кәррейни тилға алмиған. "Җуңго гезити" дики мақалисида "америка 21 -әсирни америка әсири болиду дәп хиял қиливатиду" дәп тәкитлигән чйән чичин, америкиниң бу мәхситигә йетәлмәйдиғанлиқини илгири сүргән. Чйән чичин буш һөкүмитиниң ирақ сияситини тәнқип қилип мундақ дәйду: "нөвәттә америкиниң ирақтики қийинчилиқи буниң йәнә бир мисали, бу бир дөләтниң өз- өзини үстүн чағлаш писхикиси униң әмили иқтидаридин ешип чүшкәндә нурғун мәсилиләрниң келип чиқидиғанлиқини чүшәндүриду".

Ихтилап күчийишидики сәвәб

Чйән чичинниң йезишичә, ирақ уруши йәр шари миқясидики террорчилиқ һәрикитиниң күчийишини кәлтүрүп чиқирип, америка билән явропа оттурисидики ихтилапларни күчәйтивәткән. У, "ирақ уруши зөрүрийити болмиған уруш, алдинала зәрбә бериш принсипи америка дөләт бихәтәрлик қолланмисидин елип ташлиниши керәк" дәп көрсәткән. Чйән чичин йәнә мундақ дәйду : "ирақ уруши хәлқара террорчилиққа қарши иттипақни бузғунчилиққа учратти". Чйән чичин ибариси қаттиқ сөзни ишлитип, “ америкиниң террорчилиққа қарши туруш һәрикити униң өз - өзини қоғдаш чәк - чигрисидин һалқип кәтти" дәп тәкитлигән.

Америкини хәлқарада қарши елинмайдиған дөләткә айландуруп қойған

Ирақ урушиниң америкини хәлқарада қарши елинмайдиған дөләткә айландуруп қойғанлиқини илгири сүргән чйән чичин, "бәзи явропалиқлар, америкилиқлар билән охшаш дуняда яшаватимиз дәп қарайду, бирақ һазир бу хам хиялдин ваз кечиш вақти кәлди". Чйән чичинниң мақалисида, димократлар президент намзатини тилға алмиғанлиқи, хитай һөкүмитиниң җон кәррейни қоллайдиғанлиқидин дирәк бериду дәп қаралмақта. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр президент сайлимидики намзатлириниң қайсисини қоллайдиғанлиқи тоғрисидики суалларға җавап бериштин үзини қачуруп, америкиниң ички мәсилисигә арилишиш нийити йоқлиқини әскәртип кәлгән иди.

Америкида сүргүндики атағлиқ обзорчи сидиқ һаҗи рози, сайламда димократлар намзати җон кәррей ғәлибә қилса америкиниң хитай билән болған сода вә кишилик һоқуқ мәсилисидики ихтилапи күчийидиғанлиқини илгири сүриду.

Назук мәсилә - гуантанамодики уйғурлар

Чйән чичинниң бу хил әһвалда буш һөкүмитини тәнқит қилиши анализчиларға тасадипи туюлған. Америка уйғур җәмийитиниң баш катипи алим сейтоф, хитайниң буш һөкүмитини тәнқит қилишидики сәвәпни, гуантанамодики уйғурлар мәсилисигә бағлап чүшәндүрди.

Хитай, буш һөкүмити 2001 - йили һакимийәтни өткүзивалғанда америкиниң стиратигийилик риқабәтчиси дәп қаралған, 11 - синтәбир вәқәсидин кейин вашингтонниң террорчилиққа қарши күрәштики иттипақдишиға айланған иди. Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, бейҗиң һөкүмити америка билән болған террорчилиққа қарши һәмкарлиқидин пайдилинип, уйғурларға зәрбә бериш һәрикитини қанунлаштуруш йолида тиришқан. Бирақ йеқинда америка ташқи ишлар министири колин повел хитайни зиярәт қилип, хитай даирилириниң гуантанамодики уйғур әсирләрни қайтуруп бериш һәққидики тәлипини рәт қилған иди. Америка ташқи ишлар министирлиқи, гуантанамодики уйғурлар хитайға қайтурулғандин кейин җазаланмайдиғанлиқиға капаләтлик қилғили болмайду дәп қариғанлиқи сәвәбидин әисрләрниң өткүзүп берилмәйдиғанлиқини тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.