Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати америкиға қарши
2006.04.19
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати илгири өзиниң кеңийиш нийитиниң йоқлиқини билдүргән болсиму, әмма йеқиндин буян бу сияситини өзгәртмәктә, моңғулийә, иран, һиндистан вә пакистан қатарлиқ дөләтләр илгири бу тәшлкилатниң йиғиниға көзәткүчи сүпитидә иштирак қилған болсиму, лекин бу дөләтләрниң пат арида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәсми әзаси болуп қелиши мумкин. Йеқиндин буян хитай билән русийә иранниң ядро пилани мәсилиси бойичә америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң мәйданиға изчил қарши туруп кәлмәктә. Нөвәттә, иран хитай билән русийиниң йеқин һәмкарлишиш обикти болуп қалған.
Иран шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асаслиқ обикти
Узун мәзгил дипломатийә ишлири билән шуғулланған, өзбекистан, түркийә қатарлиқ мәмликәтләрдә әлчилик вәзипилирини атқурған һиндистан дипломати бадракумар йеқинда хоңкоңда чиқидиған асия вақти гезитидә мақалә елан қилип, русийә билән хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ америкиниң оттура асия истратегийисини вәйран қилмақчи болуватқанлиқини оттуриға қойди.
Һиндистан дипломатиниң көрситишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң алий дәриҗилик рәһбәрлири йиғини бу йил 6-айниң 15-күни ечилиду. Бу қетимқи йиғинда бәлки иран рәсми түрдә "мәзкур тәшкилатқа киргүзүлуши мумкин. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш секритари җаңдегуаң бу йил 1-айда мәзкур тәшкилатқа йеңи әзаларни киргүзүш үчүн қануний асас керәк болсиму, бирақ шәңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң буниңға мунасивәтлик бәлгилимилири йоқ, шуниң үчүн һиндистан, иран вә башқа дөләтләрниң бу тәшкилатниң әзаси болуш-болмаслиқи мәсилисидә бир қисим ғәрб дөләтлири көп ойлинип кәтмисиму болиду" дейиш арқилиқ шаңхәй тәшкилатиниң кеңийишини чәткә қақмайдиғанлиқини ипадә қилған иди
Апторниң тәкитлишичә, иран шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға изчил түрдә қатнишиш тәрәпдари болуп, иран муавин ташқи ишлар министири маночәһр муһәммәди москвада теһран һөкүмитиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ярдимигә еришишни арзу қилидиғанлиқини билдүргән, апторниң һөкүм қилишичә, иранниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға қатнишиши сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдин ейтқанда иранни қутулдуруш болуп һесаблиниду. Аптор бу йәрдә йеқиндин буян иранниң атом ядро пиланиниң ғәрб дөләтлириниң бесимиға учриғанлиқи, бир қисим ғәрб дөләтлириниң иранниң ядро пилани мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңиши тәрипидин һәл қилиши зөрүрликини тәләп қиливатқанлиқи қатарлиқ әһвалларни әслитип өтиду. Апторниң илгири сүришичә иранниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзалиқ салаһийитигә еришишии америкиниң иранни рәзил дөләтләрниң бири дәп әйиблишини аҗзилитиду.
Шаңхәй тәшкилати вашингтонни әндишигә салди
Аптор йәнә хитай вә русийә сиясәтчилири һәм дипломатлириниң даим америкиниң иранға тутқан сияситини тәнқид қилип, америкини әйибләш позитсийисидә болуватқанлиқини көрситиду, униң ейтишичә, вашиңгтон шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң тәрәққий қилип зорийишини чүшинип йетип, өткән йилидики алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға көзәткүчи сүпитидә қатнишишни тәләп қилған болсиму, әмма рәт қилинишқа дуч кәлгән. Бу рәт қилиниш шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң америкиниң оттура асиядики һәрбий мәвҗутлуқиниң ахирқи вақтини бекитиш қарариға қошулуп, америкиниң хитай-русийә һәмкарлиқиниң күчийип, өзиниң оттура асиядики дипломатийисиниң тосалғуға учришидин әндишә қилишини ашурди һәмдә бу әһваллар вашиңгтонниң оттура асия сияситини тәтқиқ қилишини илгири сүрди.
Америка ташқи ишлар министири конда лиза райис өткән йили 10-айда оттура асияни зиярәт қилғандин кейин, америка ташқи ишлар министрлиқиниң җәнубий асия идариси қайта тәртипкә селинип, оттура асия вә җәнубий асияни өз ичигә алған чоң оттура асия уқуми вә америкиниң җәнубий асия райони һәмкарлиқ иттипақиниң көзәәткүчиси болуш идийиси оттуриға қоюлди.Америкиниң ташқи сияситиниң мәқсити оттура асияни җәнубий асияға йеқинлаштуруш арқилиқ бу районни русийә билән хитайдин йирақлаштуруштур, афғанистан рәһбири һамид карзай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң кеңийиш тәклипигә инкас қайтурмиди, әксичә җәнубий асия һәмкарлиқ иттипақиниң әзаси болушқа тиришти.
Һиндистан дипломатиниң оттуриға қоюшичә, америкиниң оттура асиядики дипломатийисидә көзгә көрунгидәк нәтиҗә йоқ, вашиңгтон қазақистанни америкиниң оттура асиядики асаслиқ һәмкарчиси қилишни халайду . Америка каспий райониниң бихәтәрлик ишлириға арилишни қолға кәлтүргәндин башқа йәнә баку-җәйһан нефит аққузуш туруба йолини өз ичигә алған һалда қазақистан нефит мәнбәлирини контрол қилишқа интилмәктә. Бирақ, қазақистан буниңға асанлиқчә қошулмиған, нурсултан назарбайев 4-айда москвани зиярәт қилғанда нефит мәсилисидә русийигә давамлиқ беқинидиғанлиқини ипадә қилған.
Апторниң көрситишичә, вашиңгтон билән үзбекистанниң арисидики мунасивәт тарихтики әң төвән һалаттә турмақта. Таҗикистанму давамлиқ түрдә русийиниң қоллишиға таянмақта. Һазир шималий атлантик окян әһди тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға нисбәтән йепиқ муамилидә болмақта, әмма, шималий атлантик окян әһди тәшкилати пат арида афғанистанда өзиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр тәрипидин қоршалғанлиқини һес қилиду. Шималий атлантик окян әһди тәшкилати бундақ қийинчилиққа қалғанда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати оттура асия вә җәнубий асияда намиға лайиқ рол ойнайду.
Апторниң йәкүничә, хитай билән русйә пүтүн имканийәтлири билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кеңәйтиш арқилиқ, америкини оттура асиядин сиқип чиқиришқа тиришмақта.
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси
- Хитай- һиндистан истратегийилиридики әң қийин мәсилә (3)
- Хитай- һиндистан истратегийилиридики әң қийин мәсилә (2)
- Хитай- һиндистан истратегийилиридики әң қийин мәсилә (1)
- Шаңхәй һәмкарлиқи кимгә керәк?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай оттура асияда русийә тәсир күчиниң орнини игиләмду ?
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда