Ху җинтавниң "сәккиз шәрәп, сәккиз номус" дегән әхлақ өлчими һәққидә суал (2)
2006.04.05
Хитайдики йәрлик һөкүмәтләр хуҗинтавниң "сәккизни шәрәп билиш, сәккиз номус билиш" һәққидики сөзини деһқанларға "сотсиалистик йеңи йеза қуруш" ниң "икки сәккиз өлчими" дәп тәшвиқ қилишқа башлиғандин кейин, хәлқарадики әркин учур вастилирида буниңға қарита суаллар оттуриға қоюлди. Баш оргини америкиниң принстон унивирситетидики хитай учур мәркизиниң журнили болған "көзитиш журнили"ниң 4 - айниң 1 -күнидики санида "хуҗинтавниң "сәккиз шәрәп, сәккиз номус" дегән әхлақ өлчими һәққидә суал" намлиқ бир мақалә елан қилинди.
"Сәмимий -садақәтлик" һәққидә
Мақалидә баян қилинишичә, хитай коммунистик партийисиниң нәзиридә җәмийәттә "еғиз хаталиқи" дәп атилидиған бирхил җинайәт бар. Бу партийә адәттә рас сөзлигән, көңлидики пикрини әркин баян қилған хәлққә җаза һөкүм қилиду. Дөләтниң һәммә нәшрият, учур вастилири партийиниң "тили" дәп һесаблиниду, улар адәттә җәмийәттә охшимиған көз қараш яки пикирләр ниң мәвҗут болушиға йол қоймайду. Һәр қандақ кишиниң сиясий билән шуғуллинишқа йол қоймайду. Бу партийә пул вә мәнпәәтни көзлигәндә һәргиз вастә таллимайду. Коммунист партийә өзи дөләт пуқралири ичидики кәмбәғәлләрни кәмситиду. Теги -тәктиидн ейтқанда, коммунистик партийә өзи хәлққә террорлуқ йүргүзидиған қараңғу җәмийәт. Өзидә сәмимий -садақәтлик болмиған партийиниң рәиси хуҗинтавниң "сәмимий -садақәтлик болуш шәрәп, пайдини көргәндә әхлақни унтуш номус" дәп вәз ейтишқа йүзи қандақ чидиған?
Қанунға риайә қилиш мәсилиси һәққидә
Мақалидә баян қилинишичә, хитайда коммунистик партийиниң мәртивиси дөләтниң қанунидин үстүн туриду. Коммунистик партийә қанундин чоң. Бу партийә дөләт қанунини сүйиистимал қиливериду. Дөләт ичидә бу партийигә назарәт қилидиған орган йоқ. Коммунистик партийиниң дегини өзи қанун. Коммунистик партийә мәркизи комитети пүтүн дөләттә һәмминиң ядроси. Һәммила җайда коммунистик партийиниң мустәбитлики һөкүм сүриду. Мавзедоң бурун өзини ходани яки қанунни тунимайдиған адәм дәп тәсвирлигән әмәсму? һазир хитайда коммунистик партийиниң зиянкәшликигә учриған миңлиған-түмәнлигән дөләт пуқралири дәрдини ейтидиған орун йоқ. Бундақ қанунсиз партийиниң рәиси хуҗинтавниң хәлққә қанунға риайә қилмаслиқ номус дәп вәз ейтиш һәққи барму?
Җапаға чидап игилик тикләш мәсилиси һәққидә
Мақалидә баян қилинишичә, хитай коммунистик партийиси өзиниң намини "мүлүкни омумниң қиливетиш партийиси" дәп атайду. "Мүлүкни омумниң қиливетиш" дегән сөзниң болаңчилиқ қилиш дегән сөз билән мәнә җәһәттин немә пәрқи бар? хитай коммунистик партийиси қурулғандин тартип һазирғичә һәмкарлишиш, копиратсийилишиш, коммуналишиш, бир қисим адәмләр алди билән бай болуш, коммунистик партийә хәлққә вәкиллик қилиду, дегән шәкилләрни қоллинип йәр игилирини, пул -мал игилирини өз маканидин қоғлап чиқириш, хәлқниң йәр-земинини тартивелиш, мал - мүлкини булаш, хәлқниң мүлкини дөләтниң қиливелиш қатарлиқ булаңчилиқ һәрикәтлири биләнла шуғуллинип кәлди. Бу җәрянда, коммунистик партийә җәмийәттә пәқәт пул-малға игә болуш үчүнла хәлққә зомигәрлик қилди. Һазир коммунистик партийә қурултай ачса, йиғинға пүтүнләй капитал игилири қатнишиду. Партийә қурултейи әмәлийәттә "мәмликәтлик сода -санаәт капиталистлири бирләшмисидики мәбләғ игилириниң қурултейи"ға айлинип болди. Булаңчилиқни кәсп қилған бундақ коммунистик партийиниң рәисиниң "җапаға чидап ишләп, игилик тикләш шәрәплик" дәп сөзлиши типик алдамчилиқ вә номуссизлиқ әмәсму? (түгиди) (вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтавниң "сәккиз шәрәп, сәккиз номус" дегән әхлақ өлчими һәққидә суал
- Сәккиздә шәрәпсиз , сәккиздә нумуссиз адәмләр топи - хитай коммунистик партийиси
- Уйғур елидә "8 шәрәп, 8 номус" қаришини өгиништин ибарәт йеңи сиясий өгиниш долқуни күчәйди
- Ху җинтав келәр айдин башлап дәря вә көлләрдики суни деһқанларға сатмақчи
- "Сотсялистик йеңи йеза қуруш" дегән сиясәт уйғур юртлирида қандақ иҗра қилиниду? (3)
- "Сотсялистик йеңи йеза қуруш" дегән сиясәт уйғур юртлирида қандақ иҗра қилиниду? (2)
- "Сотсялистик йеңи йеза қуруш" дегән сиясәт уйғур юртлирида қандақ иҗра қилиниду? (1)
- Вен җябав 'йеңи йеза' ни нәдә қуриду?