Мүшүк ейиқ тәбиий һайванат, у тәбиәт дунясида әркин яшиса андин тәрәққи қилиду


2006.03.30

Тәйвәндә 19 ‏- март күни президент мәһкимиси алдидики чоң мәйданда "демократийини қоғдаймиз, бирләштүривелишқа қарши туримиз" дегән лозункиларни көтүргән онмиңлиған дөләт пуқраси намайиш қилған болуп, тәйвән президенти чен шуйбйән бу намайишқа қатнишип, өзиниң президентлиқтин ваз кечишкә разики, әмма тәйвәнни хитайға қошувалидиған қанунни әмәлдин қалдуруштин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүргән.

"Мүшүк ейиқ мәсилиси"

Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу намайишта йәнә 'тәйвән дөлити' , 'таҗавуз қилишқа қарши туримиз' дегән шувалар товланған. Тәйвәндә бундақ бирхил намайиш давам қиливатқанда, йәнә онмиңлиған дөләт пуқраси кочиға чиқип 'хиянәтчиликкә қарши туруш, қабилийәтсизликкә қарши туруш, тәйвәнни мустәқил қилишқа қарши туруш, кишилик һаят керәк, адаләтлик керәк, тинчлиқ керәк' дегән шоарларни товлап намайиш қилған. Бу намайишқа тәйвәндики өктичи партийиләрниң лйән, соң, ваң, ма дегән һәммә рәһбири қатнашқан. Шуниңдин кейинла , тәйвәндики гоминдаң партийисиниң йеңи рәиси майиңҗю әпәнди америкини зиярәт қилди. Майинҗю америкини зиярәт қиливатқан 10 күн ичидә, хәлқарадики әркин мәтбуатларда 'бирлик' яки 'мустәқиллиқ' дегән тема бойичә муназирә давамлашти. Бу чағда , хитай һөкүмитиниң тәйвән ишханиси тәйвән билән чоң қуруқлуқ мунасивитидики 'мүшүк ейиқ мәсилиси' ни көтүрүп чиқип йеңи талаш -тартиш пәйда қилди.

Вашингтон почтиси гезитиниң хәвәр қилишичә, тәйвәндики өктичи партийә болған гоминдаң партийисиниң рәиси майиңҗю әпәнди америкини зиярәт қилиш җәрянида, 'вәтәнни бирликкә кәлтүрүш' ниму яқлимайдиған, 'тәйвәнни мустәқил қилиш'ниму яқлимайдиған , икки тәрәп мунасивитини яхшилап, һазирқи һаләтни сақлап қелишнила мәқсәт қилидиғанлиқини, бу җәрянда пәқәт иқтисадни тәрәққи қилдурушқила көңүл бөлүдиғанлиқини баян қилған.

Тәйвән америка билән бир сәптә турушниң муһимлиқини һес қилиду

'Нюйорк вақти гезити' дә елан қилинған обзорда "америка билән хитай оттурисида һазир сөзлишидиған мәсилә көп, мәсилән, хәлқ пулини әркин алмаштуруш мәсилиси, хитай һөкүмитиниң һәрбий хираҗәт хамчоти мәсилиси, америка -хитай оттурисидики сода мәсилиси қатарлиқлар. Вашингтон тәйвән мәсилиси түпәйлидин хитай билән тоқунушушни халимайду. Коммунист хитай һәдәп күчлиниватқан мушундақ вақитта, тәйвән хәлқи ахирқи һесабта, өзиниң әң муһим достидин йирақлишип кәтсә болмайдиғанлиқини, бәлки америка билән техиму йеқинлишип бир сәптә туруши лазимлиқини һес қилмай қалмайду" дәп баян қилинған.

Һазир шималий каролина штатида туруватқан мустәқил сияси мулаһизичи җушөюән әпәнди "коммунист хитай һөкүмитиниң тәйвәнгә қоллиниватқан сиясити пәқәт тәйвәнниң мустәқиллиқини тосуштинла мәқсәт қилиду. Тәйвәндә мустәқиллиқни халимайдиған адәмла болса, хитай коммунист һөкүмити дәрһал униңдин пайдилиниду. Чен шуйбйәнни 'өз билән дүшмән мунасивити' дәп қариса, ма йиңҗюни 'хәлқ ичидики мунасивәт ' дәп муамилә қиливатиду" дәп баян қилған.

10 Нәччә йил ичидә, хоңкоңда растинла тинчлиқ болдиму

Һазир тәйбей шәһиридә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди 'йеңи әсир журнили'да елан қилған мулаһизисидә ма йиңҗю әпәндигә 'хоңкоң хитай коммунист һөкүмитиниң башқурушиға өткәндин буянқи 10 нәччә йил ичидә, хоңкоңда растинла тинчлиқ болдиму? хитай һөкүмити мәмликәт ичидә инақ җәмийәт қуримиз дейишкә башлиғандин кейин, җәмийәттә растинла қаршилиқ һәрикәтләр азийип, муқимлиқ болдиму?' дәп суал қойған. Б б с ниң хәвәр қилишичә, бейҗиң һөкүмити тәйвән ишханисиниң баянатчиси 3 ‏- айниң 29 ‏- күни бир баянат елан қилип 'биз дуняда аз учрайдиған һайванат ‏-‏-‏- мүшүк ейиқни қоғдап тәрәққи қилдуруп, санини 1800 гә йәткүздуқ. Буниңдин өзимиз сүний нәсилләндүрүп йитиштүргинимиз 180 , буниңдин 2 ни тәйвәнгә һәдийә қилиш бултур 4 ‏-айда гоминдаң рәиси лйәнҗән әпәнди чоң қуруқлуққа кәлгәндә бикитилгән. Тәйвән һөкүмити әмди 'мүшүк ейиқ мәсилиси'ни сиясийлаштурувалмаслиқи керәк, дегән.

Тәйвән билән хитайниң бу һайванатни атишиму, униңға қилидиған муамилисиму бир -биригә охшимайду. Хитай һөкүмити уни 'мүшүк ейиқ ' дәп атап, уни худди дөләтниң шаһзадиси яки мәликисидәк муамилә қилса, тәйвәнликләр уни 'ейиқ мүшүк'дәп атап, пәқәт бир тәбиий һайван дәп муамилә қилиду. Шуңлашқа, тәйвән президенти чен шуйбйән хитайниң баянатиға җаваб қайтуруп "ейиқ мөшүки дегән тәбиий һайванат, уни қәпәзға солап тутуп туруп, башқиларға соға қилса, у өзи хошал болуши натайин. Әгәр у хитайда йәп түгитишкә йүзләнмәй, тәбиәт дунясида әркин яйлиған болса, у өзи әркин тәрәққи қиливирәтти. Ейиқ мөшүклири һәр һалда өзиниң өскән тәбий муһитида әркин яйлавәргини түзүк' дегән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.