Уйғур дияри террорстларниң базисиму?(2)
2004.08.04
(2)
"Улуғ ира гезити"ниң мухбири чин фей, овяң әпәндиләр "шинҗаң террорчиларниң базисиму?" дегән мақалсида шәрқи түркистан яки шинҗаң дәп атиливатқан бу әлниң һәсрәтлик тарихи һәққидә тоқтулуп мундақ дәп язиду: шәрқи түркистан хитай сулалилириниң кәңәйтилгән бир туташ гәвдиси, дегән сөз бурун бар гәп әмәс, бәлки бу бир йеңи көз қараш. Кириситин тәйлер китабида шәрқи түркистанниң 18 - әсирниң оттурилиридики әһвалини тәсвирлигәндә, бу әл я пүтүнләй оттура асиядики өз типидин болған импирийәгә қариған я өз алдиға мустәқил турған әл иди. Чүнки, бу әлни ятларниң бойсундуруши асан әмәс, дәп баян қилған. 20 - Әсирниң бешида шәрқи түркистанни саяһәт қилған архилог, көпни көргән тәҗрибилик аврел стәйн әпәнди шәрқи түркистанни тәсверлигәндә "бу әлдики һәр бир юртниң әтрапидики дәһшәтлик чөл - җәзиридин ят кишиләр үчүн үлүм тәһдити килип туриду" дегән. Униң әйтишичә, хитайниң қәдимдики хән вуди дегән падишаси бу әлни бой сундуурш үчүн 60 миң ләшкәр ибәрткән болуп, униңдин аран 10
Миңи хитайға тирик қайтип китәлигән икән. Киристин тәйлер шәрқий түркистанниң тарихини баян қилғанда, бу әлгә милади 10 - әсирдила ислам супизими киргәнликини, бу диний мәсләк кейинчә шәрқий түркистанниң йипиәк юли бойидики һәммә җайлириға таралғанлиқини тәсвирләп язған. Бу башқа китапларға қариғанда пайдилиниш қиммити техиму юқури боливатқан ноқта. Киристин тәйлерниң баян қилишичә, 18 - вә 19 - әсирләрдә, хитайниң чиң сулалиси әнгилийә, русийәләрниң оттура асияға кеңийишини тосуш дегән баһанә билән шәрқи түркистанға қарита кеңәймичилик йүргүзгән. Улар шәрқи түркистанға киривалғандин кийинла һәргиз чиқмаслиққа қарар алған. Бу җәрянда йәрлик хәлқтин 1 милюн адәмни қирип ташлап, өзлири үчүн бу әлдә кичик - кичик мустәмликиләрни қуривалған. Шу мустәмликиләр һазирқи хитай һөкүмитиниң кәң даирилик һәрби базилири болуп қалди. Киристин тәйлерниң баян қилишичә, шуниңдин кийинки 200 йилдин буян, бейҗиң һөкүмити билән уйғурларниң оттурисидики туқунушлар үксүп қалғини йоқ, бәлки барғансири йиирикләшмәктә. Чүнки хитай һөкүмити уйғурларға хитайлар билән тәң -барабәр муамилә қилмиған, уларға һәқиқи аптономийә бәрмигән. Бейҗиң һүкүмити бәлки уларниң сияси һуқуқини дәпсәндә қилип һәқсиз ишлитишни давамлаштуруп кәлмәктә. Бейҗиң һүкүмитиниң бундақ адаләтсизлики уйғурларниң қаршилиқ вә ғәзәп - нәпритини қозғап, уларни топилаң күтүрүшкә мәҗбурлиди. 1825 - Йили йүз бәргән бир қетимлиқ тупилаңдила йәрлик хәлқ бейҗиң һүкүмитиниң 8 миң ләшкирини юқутуп сулалини қаттиқ вәһимигә салған.
Киритин тейлерниң баян қилишичә, 20 - әсир йитип кәлгәндиму бейҗиң һөкүмити техи шәрқи түркистанни тинҗитип болалмиған иди. Уйғурлар бу вақитта, хитайда сулалә алмашқан пурсәттин пайдилинип арқа - арқидин икки қетим үзиниң һакимийитини әслигә кәлтүрди. Уйғурлар һазир, худди майкол дилон әйтқандәк, һәтта өз һакимийити дәвридики тәңгә - ярмақларниму әтивалап сақлайду, кәлгүсидә хәлқниң сөз - пикир вә дин әркинлиги һүрмәтлинидиған демукратик дөләт қууршни арзу қилиду. (Вәли) (давами бар)