Уйғур дияри террорстларниң базисиму? (3)
2004.08.05
(3)
"Улуғ ира гезити"ниң мухбири чин фей, овяң әпәндиләр "шинҗаң террорчиларниң базисиму?" дегән мақалисини "малийә вақит гезити"ниң мухбири киристин тәйлер, җон хопкинс университиниң оттура асия мәсилилири тәтқиқатчиси фиридерик стар, дурхәм университиниң тәтқиқатчиси майкол диллонларниң уйғур ели һәққидә язған китаблири вә җашва курләнзикниң тибәт, уйғур районлирида немә үчүн сияси давалғуш болуп туридиғанлиқиниң сәвәблири һәққидики мулаһизилиридин пайдиланған. "Шинҗаң террорчиларниң базисиму?"дегән мақалида уйғур мәсилисиниң тарихий җәряни, һазирқи әвҗигә чиқиватқан пәллиси вә униң һазирқи шараитта қандақ һәл қилиниши лазимлиқи һәққидә мулаһизиләр оттуриға қуюлған.
"Улуғ ира гезити"ниң мухбири чин фей, овяң әпәндиләр "шинҗаң террорчиларниң базисиму?" дегән мақалисидә шәрқи түркистан яки шинҗаң дәп атиливатқан бу әлниң хәлқи немә үчүн қәтийликкә қарап маңғанлиқиниң сәвәблирини баян қилип мундақ дәп язиду: хитайниң чиң сулалиси вә гоминдаң һөкүмити шәрқи түркстанни ишғал қилалиған болсиму, әмма улар бу әлни пүтүнләй өзиниң мустәмликисигә айландуралмиған иди. Хитай коммунист партийиси һакимийәт қурғандин кийин, бу әһвал өзгәрди. Коммунист һөкүмити шәрқи түркстанни хитай территорийисиниң давами дегән көз қарашни оттуриға қуюп, бу нәзәрийә арқилиқ йәрлик зиялийларни бастурди. Хитай коммунист партийиси бурунқиларға тамамән охшимайдиған сиясәт қолланғанлиқи үчүн, уйғурларниң тарихта мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидә қәтийликкә қарап меңишини кәлтүрүп чиқарди.
Мақалида баян қилинишичә, хитай коммунист партийиси башта уйғурларға али аптономийә беришкә вәдә бәргән болсиму, әмма һакимийитини азрақ мустәһкәмливалғандин кийинла, сиясәтлирини пүтүнләй өзгәртип, уйғур әнәнилири билән хитай хитай әнәнилириниң чегрисини қалаймиқанлаштуруп, уйғурларға қарита әң радикал болған аң форма васитисини қолланди. "Мәдәнийәт инқилаби" дегән һәрикәттә мавзедоңниң хотуни уйғурларға өчмәнлик қилишта даң чиқарған иди. Хитай коммунист партийиси уйғурларниң уюшуп күч тепишидин интайин қорқатти. Шуңлашқа хитайлар қәдими йәткәнла җайда уйғур әнәнилирини худди чекәткидәк қурутуп - бузушқа башлиған. Хитай коммунист партийиси пүтүн мәмликәттә байларға, йәр егилиригә тақабил турушқа тоғра кәлгән болса, әмма шәрқи түркстанда, уйғурларниң байлирға, йәр егилиригә тақабил туруштин башқа йәнә уларниң хитайлар билән охшаш тилда сөзлимәйдиған, хитайлардин тамамән өзгичә болған ислам диниға етиқад қилидиған, өрп-адәт вә қаидә - юсунлириму өзигә хас вә мукәммәл болған хусусийәтлиригә тақабил турушқа тоғра кәлгәчкә, улар бу әлдә уйғурларниң мәсчитлириниму бузушқа, дини өлималирини өлтүрүшкә киришкән. Һәтта бу әлдә чошқа беқишни тәшәббус қилған. Уйғур мәсчитлиригә чошқа образи билән һақарәт кәлтүргән. Кийинчә һәтта уйғур тилини пүтүн мәктәп дәрсликлиридин чиқирип ташлап, миңлиған уйғур зиялийлирини, болупму оқутқучиларни "бөлгүнчилик қилди" дегән баһанә билән тутқин қилди. Бу әлдики кәң земинда әркин һалда көчмә чарвичилиқ билән шуғуллинидиған уйғурларни топлишип деһқанчилиқ қилишқа мәҗбурлап, уларниң отлақлирини чөл- җәзиридә айландурувәтти яки хитайлар өзлири егиливалди.
Мақалида баян қилинишичә, йеқинқи йилларда, хитай коммунист партийиси бир тәрәптин шәрқи түркстанниң нопус қурулмисини өзгәртип, йәнә бир тәрәптин шәрқи түркстанниң йәр асти байлиқлири билән хитай өлкилириниң еһтияҗини қандурушқа башлиди. Хитай һөкүмити шәрқи түркстанда бир тәрәптин уйғурларни туғут чәкләшкә мәҗбурлап, йәнә бир тәрәптин хитай юртлиридин зор түркүмләп көчмән әкәлди. Хитай көчмәнлирини учуқ - ашкара һалда алаһидә мәнпәәтләр билән тәминлиди. Хитай коммунист партийисиниң бундақ сиясәтлири түпәйлидин шәрқи түркстанниң муһити вә екологийиси еғир бузғунчилиққа учриди. 1941 - Йилида шәрқ түркстанда уйғур нупусиниң нисбити 80% дин юқири иди. 1998 - Йилиға кәлгәндә уйғур нопусиниң нисбити 50% гә чүшүп қалди. Һазир қарайдиған болса, хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң пайтәхти болған үрүмчи шәһирини пүтүнләй хитай шәһиригә айландуруп болди. Һазир бу шәһәрдә туридиған уйғурларниң сани наһайити аз, бәлки улар хитай коммунист партийисиниң дуняға "уйғур аптоном райони"һәққидә ялған тәшвиқат елип баридиған "милләт әвришкиси" ға айландуруп қуюлған.