4 - Июн вәқәси һәққидә 17 йилдин кейиниму ихтилап еғир
2006.06.08

"Америка авази"ниң хәвәр қилишичә, америка һөкүмити 6 - айниң 4 - күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин буниңдин 17 йил бурун 4 - июн күнидә тйәнәнмен мәйданида демократийини тәләп қилғанлиқи үчүн өлтүрүлгән, қолға елинған, из-дерәксиз йоқалған дөләт пуқралири һәққидә изаһат беришни, шундақла шу вәқәгә қайтидин баһа беришни тәләп қилған.
"Мәркизи агентлиқи" ниң хәвәр қилишичә, 6 - айниң 7 - күни, хитай һөкүмити америка һөкүмитиниң 4 - июн вәқәсигә қайтидин баһа бериш һәққидики тәклипигә қарита инкас қайтурғанда, америкиниң баянатини "пакитисз әйибләш" , "хәлқаралиқ дөләт мунасивәтлири өлчимигә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқ", "җуңгониң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ" , "буниңға қәтий қарши туримиз" дегәндәк йерик ибариләрни ишлитип наразилиқ билдүргән.
Хитай һөкүмити гәрчә әйни вақитта 1989 - йили бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән вәқәни "әксилинқилабий топилаң" дәп бикиткән вә шундақ муамилә қилған болсиму, әмма бу қетим хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң баянатчиси люҗәнчав шу вәқәни "бейҗиңда йүз бәргән сиясий давалғуш" дәп атиған вә униңға "өз вақтидила баһа берилип, йәкүн чиқирилип болған" дегән.
Хәлқарадики учур вастилири, болупму хитайчә учур вастилири хитай һөкүмитиниң америкиниң алақиланә тәклипигә қопаллиқ билән муамилә қилғанлиқиға әпсусланди вә бу һәқтә һәрхил мақалиләрни елан қилип, хитай һөкүмитиниң 1989 - йилидики 4 -ийон вәқәсидә өткүзгән вә шуниңдин кейинму давамлиқ өткүзүватқан җинайий қилмишлириниң пакитини паш қилди.
Үч әзимәт һәққидики әслимиләр
"Йеңи әсир журнили" ниң 6 - айниң 5 - күнидики санида, буниңдин 17 йил бурун, йәни 1989 - йили 5 - айниң 23 -күни, хитай һөкүмити бейҗиң шәһиридә һәрбий һаләт йүргүзгәндин кейинки 3 - күни, тйәнәнмен мәйданида "бәш миң йиллиқ мустәбитликни ахирлаштурайли, шәхсийгә чуқунушни тохтутайли" дегән хәтләр йезилған плакатни көтүрүвелип, ичигә бояқ қачиланған тухумни етип, тйәнәнмен равиқидики мавзедуңниң чоң рәсимигә дағ чүшүргән хунәнлик 3 әзимәтниң һекайиси әсләп өтүлди.
Бу үч әзимәтниң бири йү җжҗән, - дәп баян қилиниду мақалидә, - у хунән люяң наһийиси дашуй йезисидики бир башланғуч мәктәпниң оқутқучиси, әйни вақитта 25 яш, мавзедуңниң рәсимигә дағ чүшүргән шу вәқәдин кейин қолға елинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкөм қилинған. 3 Әзимәтниң йәнә бири йү доңйө, әйни вақитта 22 яш, хунән "люяң гезити"ниң гүзәл сәнәт тәһрири, вәқәдин кейин 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған, 1991 - йили түрмидә сараң болған, буйил 2 - айниң 22 - күни қоюп берилгән, кесили һазирғичә сақаймиди. 3 Әзимәтниң йәнә бири ло дечең, әйни вақитта 26 яш, хунән аптомобил транспорт ширкитиниң шопури, 16 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған, 1998 - йили түрмидин чиққан, 2004 - йили тайланд арқилиқ канадаға келип сиясий панаһлиқ тилигән. Униң баян қилишичә, бу үч кишиниң һечқайси әйни вақитта қилған ишиға һәргиз пушайман қилмайду. Улар пәқәт пүтүн аилисиниң 17 йилдин буян һәрхил бана -сәвәбләр билән азап чекиватқаниқиға қаттиқ ечиниду.
Америкиниң нюйорк шәһиридә чиқидиған тарихи мираслар тәтқиқ қилинидиған "хуаңхуа гаң порти" дегән журналда , - дәп мәзкур темидики баянлар давамлаштурилиду "йеңи әср журнили"да, 2002 - йили 7 - айниң 27 - күни ху нәндики әркин язғучи чен шаввенниң "тйәнәнмен мәйданидики 3 қәһриман" дегән мақалиси елан қилинған иди. Аптор мақалисидә тйәнәнмен мәйданида мавзедуңниң рәсимигә дағ чүшүргән үч әзимәтниң җаза һөкүм қилинғандин кейин йәнә түрмидә тартқан ечинишлиқ азап-оқубәтлирини тәсвирләп баян қилған иди. Хитай һөкүмити бу язғучини бир айдин кейин, 2002 - йили 8 - айниң 6 - күни қолға алди. У 2005 - йили 8 - айда қоюп берилгәндин кейин, йәнә мақалә елан қилип, өзиниң түрмә һаятини баян қилиш арқилиқ хитай коммунистик партийисини "хәлқ билән бир асманниң астида һәргиз тинч өтмәйдиған кишиләр" дәп тәсвирлиди.
Үч әзимәтниң образи хәлқниң есидин көтүрүлүп кәткини йоқ
2006 -Йили 4 - айда лу дечең әпәнди канададин америкиниң калифорния шитатиға кишилик һоқуқ йиғиниға кәлгәндә,- дәп давамлиқ баян қилиниду "йеңи әср журнилида, - 1989 - йилидики тйәнәнмен вәқәсидин кейин, һөкүмәт тәрипидин тутуш буйруқи чүшүрүлүп қачақта йүргән оқуғучилар һәркитиниң 21 рәһбиридин җу фең қатарлиқ кишиләр лу дечеңдин әпо сориған. Ейтишларға қариғанда, әйни вақитта мав зедуңниң рәсимигә дағ чүшүргән 3 қәһриманни уқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлири тутуп бәргән вә уларға һесдашлиқ қилмиған икән. 17 Йилдин буян, гәрчә башқилар унтулуп қалған болсиму, әмма мав зедуңниң рәсимигә дағ чүшүргән бу 3 қәһриманниң образи хәлқниң есидин көтүрүлүп кәткини йоқ. Бу үч қәһриман билән биллә йәнә, әйни вақитта тйәнәнмен мәйданида һүрлүк илаһиниң һәйкилини тиклигән вә хитай армийиси танкилириниң алдини тәнһа туруп тосқан әзимәтниң образиму хәлқниң есидин көтүрүлүп кәткини йоқ. Хитай һөкүмитиму әйни вақитта демократийә тәләп қилған оқуғучиларни бастурушни тохтатқини йоқ. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити тйәнәнмин вәқәси һәққидә йәнила җим -җит болуп турмақта
- "Тйәнәнмин анилири" америка дөләт мәҗлисигә очуқ хәт язди
- 4 - Июн тйәнәнмин анилири баянат елан қилди
- 1989 - Йилидики 4- июн вәқәсини һәл қилиш модели қандақ болуши керәк?
- Тйәнәнмен вәқәсидики сиясий мәһбус роһи җәһәттин еғир зәрбигә учриған
- 4- Июн вәқәсидин кейин хитайни чаңгилиға алған үч чирик падишаһлиқ (2)
- 4 - Июн вәқәсидин кейин хитайни чаңгилиға алған үч чирик падишаһлиқ (1)
- Ху явбаңни ақлиса, дең шавпиң инкар қилинмай қаламду









