Тибәтләр қарлиқ тағда шир бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (2)
2008.03.27
3 - Ай тибәтләр үчүн ечинишлиқ вәқәләр йүз бәргән ай. Бу йил 3 - айда , тибәттики диний затлар лхасада намайиш қилип, бурунқи йилларда бешидин өткән ечинишлиқ вәқәләрни хатириләп, хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадилиди. Буниңдин 49 йил бурун, 1959 - йили мушу ай мушу күнләрдә, тибәтләр 'қарлиқ тағдики шир' бәлгилик дөләт байриқини көтүрүп, миллий зулумға қарши қозғилаң көтүргәндә, коммунист хитай һөкүмити тәрипидин қораллиқ бастурулуп, тибәтләрниң даһиси далай лама чәтәлләргә кетип муһаҗирәттә яшашқа мәҗбур болған иди. Униңдин 30 йил өткәндә, йәни 1989 - йили йәнә мушу ай, мушу күнләрдә, тибәтләрниң хянәтчиләргә қарши турушни мәқсәт қилған демократик намайиши йәнә хитай һөкүмити тәрипидин қораллиқ бастурулди. Әйни вақитта ху җинтав тибәт аптоном районлуқ партком секритари иди. У һазир хитайниң дөләт рәиси.
Тибәттә узун йил мухбир болуп ишлигән, һөкүмәт қатлиминиң вә йәрлик хәлқниң әһвалини яхши билидиған, һәтта өзиниң бәзи әркин пикирлири бәдилигә 4 йил түрмидә ятқан таң дашйән әпәндиниң "лхасаға тәңлигән нәйзә " дегән әслимиси, йеқинда америкида чиқидиған 'көзитиш җурнили'да елан қилинди. Бу әслимидә тибәтләрниң 1989 - йили лхасада елип барған намайиши қораллиқ бастурулғанлиқиниң җәряни вә тибәт -хитай оттурисидики мәдәнийәт тоқунушиниң сәвәблиригә даир учурлар баян қилинди.
Мәзкур әслимидә баян қилинишичә, 1989 - йили 2 - айниң 7 - күни әтигәндә, лхасадики җукуң ибадәтханисиниң үстидә тибәтләрниң 'қарлиқ тағдики шир' бәлгилик дөләт байриқи ләпилдиди. Бу байраққа қарайдиған адәм көпәйгәндә, мәзкур ибадәтханиниң алдиға 200 дәк сақчи кәлди, әмма улар байрақни еливетишкә җүрәт қилалмиди. Шу күни кечидә, тибәт аптоном районлуқ партком секритари ху җинтав йиғин ачти. Әтиси әтигәндә қораллиқ сақчи қисимлар җукуң ибадәтханисиға келип, ләпилдәватқан 'қарлиқ тағдики шир' бәлгилик байрақни чүшүривәтти вә шуниңдин кейинла җукуң ибадәтханисидики әксилинқилабчиларни тәкшүрүш, тутуш' қа башлиди.
Таң дашйән әпәндиниң әслимисидә баян қилинишичә, 2 - айниң 10 - күни җебуң, сера, ничуң ибадәтханилиридики диний затлар аптоном районлуқ сиясий кеңәшкә вәкил әвәтип, җукуң ибадәтханисидин тутуп кәткән раһиб - раһибәләрни қоюп беришни вә ибадәтханидин елип кәткән диний мүлүкләрни қайтуруп беришни тәләп қилди. Хитай һөкүмити буниңға писәнт қилмиди.
2 - Айниң 13 - күни лхаса шәһиридә төтинчи қетимлиқ чоң намайиш йүз бәрди. Рикизи, начү қатарлиқ башқа чоң шәһәрләрму җиддийләшти. Тибәтниң һәммила йеридә сиясий муназирә, йәни коммунист партийә һәққидә шикайәт башланди.
Таң дашйән әпәндиниң әслимисидә баян қилинишичә, 3 - айниң 2 - күнигә кәлгәндә, лхасадики намайиш йәнә бир қетим әвҗигә чиқти. Хәлқ мәйданида 'диний затларға зиянкәшлик қилған сақчилар җазалансун' дегән шуарлар тохтимиди. Бирнәччә йүз сақчи келип шуар товлиған намайишчиларни иккигә бөлүветип, намайишчиларни тутушқа башлиди. Бу чағда ху җинтав һәрбий һаләт йүргүзүш һәққидә 10 түрлүк йолюруқ җакарлиди. Лхаса шәһәрлик қораллиқ қисимлар қомандани ли лйәншу сақчиларни 'топилаңни бастурушқа сәпәрвәр' қилди.
3 - Айниң 5 - күни тибәтликләр 'қарлиқ тағдики шир' бәлгилик дөләт байриқини йәнә көтүрүп чиқти. 10 - Числағичә , пүтүн тибәттә намайиш қилған кишиләр ичидики әксилинқилабчиларни ахтуруш, тутуш, өлтүрүш' тохтимиди. Хитайниң һәрбий қисимлири кучиларда йүргәнлики адәмни қоғлап тутуп урушқа , туталмиса аптоматлири билән оққа тутушқа башлиди. Бу күнләрдә шинхуа агентлиқи 'миллий бөлгүнчиләр хәнзу хәлқини етип өлтүрди' дегән пакитларни елан қилип турди вә ху җинтавниң вәтән бирликини қоғдаш үчүн бөлгүнчиләргә қәтий зәрбә бериш һәққидики йолйоруқини ағзидин чүшүрмиди. Намайиш қораллиқ бастурулғандин кейин, тибәттики диндарлар болса, һәр қайси ибадәтханиларда гүлхан йеқип хитай һөкүмитигә қарғиш-ләнәт оқушқа башлиди.
'Хитайға нәзәр ' тор бетиниң мухбири тйәнли әпәндиниң баян қилишичә, бу йил 3 - айниң 10 - күни тибәтләр лхасада йәнә 'қарлиқ тағдики шир бәлгилик' дөләт байриқини көтүрүп намайиш қилип, бурунқи ечинишлиқ вәқәләрни әслиди, 1989 - йилидики намайишни бастурған тибәт аптоном район секритари ху җинтав һазир хитайниң дөләт рәиси. Тибәтләрниң бу йилқи намайишиму йәнә қораллиқ бастурулди. Әмма бу мухбирниң тәсвирлишичә, 'бу йилқи намайиш өзгичә, бу йил қарлиқ тағниң ширлири қаттиқ һөркириди, җуңнәнхәй қаттиқ силкинди.' (Давами бар, вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәттики намайишни далай лама кәлтүрүп чиқарғанму?
- Тибәтләр ' қарлиқ тағда шир' бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (1)
- Хитай тибәтләрниң һәрикитигә терроризм җинайити артишқа қәдәм басмақта
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Далай лама пурсәт пишип йетилгәндә сөһбәткә тәйяр икәнликини билдүрди
- Коммунист хитай һөкүмити бир зораван гуруһ, у тиклигән йәрлик әмәлдарларму номуссиз ялғанчи
- Хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?
- Хитай, дуня миқясида аммиви тәшкилатларниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқиға дуч кәлди
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр
- Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушқа түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди