Хитай тибәтләрниң һәрикитигә терроризм җинайити артишқа қәдәм басмақта
2008.03.24
22 - Март күни хитай һөкүмитиниң "җуңго ахбарат тори" далай лама гуруһи ' шәрқий түркистан террорчилири' билән бирлишип террорлуқ қилишни пиланлиған дегәндәк әйибләшлирини елан қилди. Бу әйибләш уйғур паалийәтчилириниң инкасини қозғиған болуп, улар уйғурларниң вә тибәтләрниң һәрикитиниң сиясий һоқуқларни қолға кәлтүрүш күрәшлиридин ибарәт болуп, униң терроризм билән мунасивити йоқлиқини тәкитләшти.
Хитай тибәтләрни шәрқий түркистан һәрикити билән бағлиди
Хитай ахбарат васитилири һәм һөкүмити 14 - март күни лхасада йүз бәргән тибәтләрниң наразилиқ һәрикәтлири һәм униң бастурулушини тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламаға дөңгәп, униң далай гуруһиниң тәшкиллик, пиланлиқ һәрикити икәнликини көрсәткән иди.
22 - Март күни хитай һөкүмитиниң зувани һесаблинидиған җуңго ахбарат тори вәқә һәққидә йеңи хәвәр елан қилип, лихасадики вәқәләрни шәрқий түркистан һәрикити биләнму бағлиди.Хәвәрдә мундақ дейилгән: "йетәрлик испатлар бу ишниң далай гуруһиниң тәшкиллиши. Пиланлиши һәм қутратқулуқ қилиши астида болғанлиқини көрситиду. Далай гуруһи мәхсус адәмләрни тәрбийиләп, чегридин киргүзүп, бузғунчилиқ қилған һәмдә шәрқий түркистан террорлуқ тәшкилати билән тил бириктүрүп, шизаңда террорлуқ һәрикәтлирини елип беришни пиланлап, хәлқара җәмийәтниң диққитини шизаңға бураш арқилиқ шизаңда қалаймиқанчилиқ чиқириш муддиасиға йәтмәкчи болған."
Лхаса қатарлиқ җайларда йүз бәргән тибәтләрниң наразилиқ һәрикәтлирини буниңдин илгири хитай мәтбуатлири терроризм һәм чәт әлләрдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мустәқиллиқини тәшәббус қилидиған уйғур тәшкилатлири билән бағлимиған иди. Америкида туриватқан, хамилтон ширкитиниң хадими, хитай сиясий мәсилилири тәһлилчиси илшат әпәнди хитай ахбарат васитилирида мундақ учурниң чиқишиниң мәлум арқа көрүнүшкә игә икәнликини, чүнки, тибәттики тинч наразилиқларниң бастурулушиниң хәлқарада қаттиқ наразилиқ инкасларни пәйда қилғанлиқи үчүн далай ламаниң абройини чүшүрүшкә баһанә издәп, буниңдин кейин тибәтләрниң һәрикитини террорчилиқ билән әйибләш усулини қоллиниши мумкинликини көрсәтти.
Уйғурлар тибәтләрниң намайишлириға актип қатнашқан
Илшат әпәндиниң ейтишичә, гәрчә хитай мәтбуатлири тибәтләрни шәрқий түркистан мустәқиллиқи һәрикити билән бағлап, уни терроризм билән әйибләшкә тиришсиму, бирақ, хәлқарада базар тапаламайду, америка башлиқ ғәрб демократик дөләтлири хитайниң уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлирини терроризм билән қарилашқа тиришиватқанлиқини билиду.
Хитайниң тибәтләрни шәрқий түркистан мустәқилчилириға бағлишидики йәнә бир сәвәб, бу қетим америка, германийә, канада, голландийә вә башқа әлләрдики тибәтләрниң наразилиқ намайишлириға уйғурларниңму актип қатнишип, тибәтләрни қоллиғанлиқидадур.
Хитай ахбарат вастилиридики мәзкур қарилашлар уйғурларниң инсан һоқуқи мәсилилиригә көңүл бөлүп келиватқан америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң тибәт мәсилисидә хитайни тәнқид қилиши җүмлидин америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелусиниң дарамсалаға берип, далай лама билән көрүшүп, тибәтләрни қоллайдиғанлиқини билдүрүшигә тоғра кәлгән иди.
Америка уйғуршунаси шон робертс хитайниң уйғур миллий һәрикитини терроризм билән әйиблишиниң пакитсиз вә қарилаш түсини алғанлиқини тәкитлиди.
Ваң лишоң қатарлиқ өктичиләр очуқ хәт йезип, бейҗиңни далайлама билән сөһбәт өткүзүшкә чақирди
Хитайда тибәт вәқәси һәм далай лама хитай һөкүмити тәрипидин омумий йүзлүк қарилиниш һәм әйиблиниш долқуни қозғалған бу пәйттә 22 - март күни ваң лишоң, лю шавбо қатарлиқ 30 ға йеқин демократик пикирдики хитай язғучи вә алимлири бейҗиңни тибәткә қаратқан сияситини өзгәртишкә вә далай лама билән сөһбәтлишишкә чиқиридиған 12 түрлүк пикир оттуриға қоюп, мәхсус очуқ хәт елан қилған. Илшат әпәндиниң қаришичә, ваң лишоң вә лю шавбо қатарлиқ бир түркүм хитай зиялийлириниң очуқ хәт елан қилиши, хитайда миллий мәсилиләрниң еғирлиқи, демократик тәләпләрниң күнсайин күчийиватқанлиқини көрситиду. Бирақ, уларниң бу очуқ хети һазирчә күчлүк тәсир көрситәлмәслики мумкин.
Лхасадики тибәтләрниң наразилиқ һәрикәтлири 14 - март күнидин бурунла давамлашқан болуп, әслидин тинчлиқ билән өткүзүлгән наразилиқ 14 - март күнигә кәлгәндә тоқунушқа айланған һәмдә хитай һәрбий қошунлири лхасаға киргүзүлүп, намайишчилар бастурулған иди.
Гәрчә, хитай тәрәп он нәччә адәмниң өлгәнликини билдүрсиму, лекин тибәт сәргәрдан һөкүмити өлгәнләрниң 80 дин ешип кетидиғанлиқини елан қилған. Лхасадики бастурулуш пүтүн дунядики тибәтләрниң наразилиқлирини қозғиған болуп, узун йиллардин буян тинч наразилиқ билдүрүп келиватқан тибәтләрниң күч ишлитип, қаттиқ қаршилиқ көрситиш басқучиға өтүшини кәлтүрүп чиқарған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Авам палата рәиси нәнси пелусиниң дарамсала зиярити
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Ваң лишоң: намайиш қиливатқанлардин сүкүттә туруватқанларниң ғәзипи күчлүк
- Далай лама пурсәт пишип йетилгәндә сөһбәткә тәйяр икәнликини билдүрди
- Коммунист хитай һөкүмити бир зораван гуруһ, у тиклигән йәрлик әмәлдарларму номуссиз ялғанчи
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Голландийә уйғурлар вә тибәтләр бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси
- Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр
- Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Хитай һөкүмити уйғур юртлирида йүз күнлүк 'сериққа зәрбә бериш һәрикити' ни башлиди
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушқа түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди