Хитай һөкүмити тибәтләрни қул қилиш үчүн далай ламаға қарши туруп кәлмәктә
2008.03.31
Тибәтләрниң хитайға қарши намайиши 3 - айниң 10 - күнидин башлап һазирғичә тохтимиди. Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, 3 - айниң 22 - күни, йәни хитай һөкүмити тәклип қилған 15 дөләтниң дипломатийә хадимлири тибәтни зиярәт қилип қайтқандин кейинму, тибәтләр лхаса шәһиридә йәнә намайиш қилип хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадилиди. Зади тибәтләр билән хитай һөкүмити оттурисидики түп зиддийәт немә? немә үчүн мәсилә һәл қилинмай келиватиду?
Һазир канадада турушлуқ мустәқил язғучи шең шө ханимниң қаришичә, әллик нәччә йилдин буян, хитай һөкүмити өзи тибәт хәлқини қул қилиш үчүн, уларниң дини даһиси далай ламаға қарши туруп келиватиду.
- Мән узундин буян хитай һөкүмити билән далай ламаниң сөһбити һәққидики учурларға әһмийәт берип келиватимән, - дәйду шең шө ханим, - бу икки тәрәп нурғун қетим һәр хил шәкилдә сөһбәт өткүзди. Әмма сөһбәтниң үнүми көрүлмиди. Ениқ көрүп туруватимәнки, бу сөһбәттә далай тәрәп сәмимий, у тибәт хәлқиниң яхширақ турмуш кәчүрүшни, турмушида әркинлик болушини үмид қилиду, әмма аҗиз. Хитай тәрәп сәмимий әмәс, тибәтниң һоқуқи хитайниң қолида. Хитай һөкүмити мустәбит түзүмни йоқ қилидиған яки аҗизлаштуридиған гәпни аңлимайду, шуңлашқа һәр хил баһанә - сәвәб көрситип сөһбәтни кечиктүрүп келиватиду.
Шең шө ханим хитайниң юқири дәриҗилик рәһбәрлик гуруһиға четилидиған юәнхуа делоси һәққидә китаб йезип нам қазанған язғучи. Шең шө ханим йиллардин буян хитайдики демократик һәрикәтләр, тибәт һәрикити вә уйғур һәрикити һәққидә илмий обзорларни елан қилип келиватиду.
- Җуңго өзиниң земин - территорийә һоқуқини һәммидин әла билиду, дегән сөзгә мән таза ишәнмәймән, бу һәқтә мениң толуқ пакитим бар, - дәйду шең шө ханим мулаһизисидә, - хитай һөкүмити 'җуңго земини' дәп атилидиған земиндин 40 тәйвәнгә тәң земинни русийигә беривәттиғу. Хитайниң 'дөләтниң территорийә һоқуқи әң алий пиринсип' дегини ялған. Хитай һәтта биркимниң күчи болса мустәқил болсиму кари йоқ, әмма униң аҗиз хәлқләрни қул қилмақчи болуватқанлиқи рас. У тибәтләрниму қул қилмақчи, шуниң үчүн бу җайда хәлқ һөрмәтләйдиған, итаәт қилидиған далай ламаға қарши туриду. Далай ламани йоқ қилмиса өзиниң контроллуқ һоқуқи тикләнмәйду. Далай лама бир сәмимий адәм, у хитайниң дөләт қануни буйичә толуқ аптономийә йүргүзүшни халайдиғанлиқини җакарлап кәлмәктә. Әгәр бу мәсилидә сөһбәт өткүзсә, хитай йеңилип қалиду. Далай ламаниң абройи техиму өсиду. Әмма хитай һазир өзини күчлүк дөләт дәп һесаблап көрәңләватиду. Тибәтләрниң хитай һөкүмитидин рази болуш - болмаслиқиниму һесабқа алмайду, һәтта уларниң мустәқиллиқ шуариниму көзгә илмайду. Шуңлашқа у тибәтләрдәк аҗиз хәлқ билән икки тәрәп тәң баравәр шәкилдә сөһбәт өткүзүшни халимайду.
- Тибәтниң бурун қуллуқ җәмийәтни қобул қилғанлиқи униң буниңдин кейинму қуллуқни қобул қилидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду. - Дәйду шең шө ханим мулаһизисидә, - инсанийәт җәмийити үзлүксиз алға илгириләватиду, һазир буниңға гуманлинидиған адәм болмиса керәк, дуняда бурун иптидаий һаләттә турған әлләрдә кейинки вақитларда илгириләш болди, улар йеңичә демократик дөләткә айланди. Хитайниң 'тибәтни азад қилдуқ' дегини тоғра әмәс, әмәлийәттә хитай коммунист һөкүмити тибәтләрни башқичә бир хил шәкилдә қул қиливатиду, тибәтләр һазир туруватқан сиясий түзүм һөкүмәт дәһшәтлик қирғинчилиқ қилсиму, униңға наразилиқ билдүргүзмәйдиған вәһши түзүм. Тибәтләрниң бундақ түзүмни қобул қилмайдиғанлиқи аллиқачан испатланди. Әмма коммунист хитай һөкүмити тибәтләргә мадди җәһәттин аз - тола мәнпәәт бәрсә қанаәт қилиду, дәп қарайду, бу нәзирийә әмәлийәттә инсанийәтни чүшәнмигәнлик. Хитай һөкүмити хәлқниң кишилик һоқуқини 'қосақ тойғузуш һоқуқи' дәп қарайду. Бу хәлққә қилинған һақарәт. Инсаний һаятниң мәзмуни пәқәт қосақ тойғузушла әмәс, униң техиму кам болса болмайдиған мәнивий тәләплири бар. Хитай һәр қанчә көп пул сәрп қилсиму, тибәтләрниң мәнивий һаятини сетивалалмайду. Хитай мәблиғи әмәлийәттә тибәтләрни қул қилиш үчүн қилған дөләт мудапиә қурулуши. Һазир тибәтләрниң өткүзүватқан қаршилиқ намайишлири, бирәр имканийәт болсила дуняға өзиниң авазини йәткүзүп турғанлиқи уларниң хитайниң сиясәтлирини етирап қилмайдиғанлиқини испатлимақта. Әмәлийәттә һазир хитай һөкүмитиниң нәзирийиси мәғлуп болди.
Калифорнийә университетидики профессор җаң веншуәнниң қаришичә, хитайда һазир миллий мәсилә наһайити еғир, буниңдики асаслиқ сәвәб хитайларниң һазир өзидин башқа нопус сани аз милләтләргә һәддидин артуқ һакавурлуқ қиливатқанлиқи билән мунасивәтлик. (Давами бар, вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- 23 - Март хотән аяллар намайиши: 600 киши қамақта
- Тибәтләр'қарлиқ тағдики шир' бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (3)
- Олимпикниң ечилиш мурасимини байқут қилиш һәрикитигә қатнишидиған дөләтләр көпийиватиду
- явропа парламентида олимпикни байқут қилиш чақириқи
- Ваң лечүәнниң уйғурларға қаритиватқан сүйиқәстлири
- Хитай б д т кишилик һоқуқ кеңишидә тәнқидкә учриди
- Хитай тибәтләрниң һәрикитигә терроризм җинайити артишқа қәдәм басмақта
- Вәтәндин хәт: "рабийә қадир бизниң вәкилимиз һәм йолбашчимиз "
- Авам палата рәиси нәнси пелусиниң дарамсала зиярити
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Германийидә уйғурлар вә тибәтликләрниң хитайға қарши намайиши
- Голландийә уйғурлар вә тибәтләр бирликтә хитайға қарши намайиш елип барди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси