Хитай немә үчүн районниң төмүр йол вә ташйол қурулушини тезлитиду ?
2007.02.27
Хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң ташйол вә төмүр йолини узартиш вә кеңәйтиш қурулуши, ғәрбни ечиш истратегийисиниң бир қисими, дәп атимақта шундақла төмүрйол қурулушини или, хотән вә қирғизистанниң ош райониғичә туташтурушни пиланлимақта.
Обзорчи сидиқ һаҗи рози болса бу мәсилигә башқичә көз қарашта болуп, у бүгүнки обзорида хитай немә үчүн районниң төмүр йол вә ташйол қурулушини тезлитиду ? дәп сориди. Униң әскәртишичә, хитай бу қурулушни иқтисади тәрәққият нами астида елип барсиму, лекин әмилийәттә бу районда йүз беридиған тасадипий вәқәләргә қарши һәрбий тәйярлиқниң бир қисимидур.
©
2007 Radio Free Asia