Америка мәркизий асияниң бирлишишини халайду


2007.05.08

Қазақистан президенти назарбайефниң мәркизий асия дөләтлири иттипақи" қурушни өз ичигә алған мәркизий асияниң һәмкарлишиш вә бирлишиш идийиси нөвәттә, көзәткүчиләрниң нәзиридин орун елип, буниңға русийә, америка вә хитайниң қандақ қарайдиғанлиқи һәққидә иҗабий вә сәлбий инкаслар оттуриға чиқиватқан болсиму, лекин техичә мәзкур дөләт һөкүмәтлириниң бу мәсилидики мәйдани ениқ ипадә қилинмиған. Бирақ, йеқинда америкиниң бир юқири дәриҗилик сода әмәлдари америкиниң мәркизий асия дөләтлириниң өзара һәмкарлиқлирини чоңқурлаштурушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Америка мәркизий асияниң һәмкарлишишини үмид қилиду

Йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайеф мәркизий асия дөләтлирини бирләштүрүп, " мәркизий асия дөләтлири иттипақи" дәп аталған худди явропа иттипақиға охшаш бир гәвдини қуруп чиқиш идийисини қайта оттуриға қойғандин кейин, буниңға алди билән қирғизистан президенти қурманбек бақийеф аваз қошқан шуниңдәк қирғизистан билән қазақистанниң дәрһал бу ишқа тутуш қилишини тәклип қилған иди. Шуниңға мунасип, бир нәпәр америка юқири дәриҗилик әмәлдари америкиниң мәркизий асияниң өзара қоюқ һәмкарлишишини халайдиғанлиқини оттуриға қойған.

Назарбайеф өз тәшәббуслирида мәркизий асияниң бирлишишиниң районниң иқтисадий тәрәққиятини тезлитиш вә ортақ гүллиниши һәм бихәтәрликини тәмин етиши мумкинлики, чүнки мәркизий асия дөләтлириниң җуғрапийилик, иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәтләрдин ортақлиққа игә болуштәк қолай әвзәл шараити барлиқини тәкитлигән иди.

Мәркизий асия дөләтлириниң мәвҗут мәсилилирини һәл қилиши үчүн бир-бири билән һәмкарлишиши керәклики америка даирилири тәрипидинму тәшәббус қилинған болуп, русийидә чиқидиған " хәвәрләр " гезитидә елан қилинған " америка мәркизий асияни бирләштүрмәкчи" намлиқ хәвәр анализида "қазақистанни өз ичигә алған мәркизий асия америка қошма шитатлири үчүн муһим җуғрапийиви сиясий мәнпәәт райони болсиму, бирақ америка мәркизий асия билән болған һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш үчүн райондики дөләтләрниң қоюқ бирлишиши керәк дәп һесаблайду" дәп оттуриға қоюлған.

Америка муавин сода министири полай дайкниң сөзи бойичә алғанда, америка қошма штатлириниң сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридин таҗикистан, түркмәнистан, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанлар билән болған өткән йилдики содиси икки милярд долларға йәткән. Бирақ, америка мәзкур сода миқдарда тохтап қалмақчи әмәстур, у райондики дөләтләрни өзлириниң мәвҗут мәсилилирини һәл қилиш үчүн бир-бири билән техиму қоюқ һәмкарлишишқа чақириду.

Мәркизий асия америкиниң мәнпәәтлири үчүн муһим район

Америка муавин сода министири полай дайк таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбидә өткүзүлгән" мәркизий асия дөләтлиридики қатнаш түзүлмилири" намлиқ муһакимә йиғинида сөз қилғанда юқиридики идийини оттуриға қоюп, " биз, мәркизий асияни бизниң җуғрапийиви сиясий мәнпәәтлиримиз үчүн муһим район дәп һесаблаймиз" дәп тәкитлигән.

Америка тәрәп мәркизий асия дөләтлирини таможна, хиянәтчиликкә қарши кетиватқан мурәккәп күрәштә вә башқа саһәләр бойичә көпийиватқан мәсилиләрни бирликтә һәл қилишқа чақириду.

Полай дайик америкиниң бу хил тәшәббусни оттуриға қоюшидики мәқсәтни чүшәндүрүп, " америка қошма штатлириниң мәқсити райондики иқтисадий һәмкарлиқларни яхшилаш, демократик мумкинчиликләрни көпәйтиш вә районниң муқимлиқини яхшилаштин ибарәт" дәйду. У, мәркизий асия дөләтлириниң көзлигән мәқситигә йетиши үчүн пәқәт әслиһәләрни заманивилаштуруш вә қанун ислаһатлири елип бериш биләнла қалмастин бәлки, һөкүмәттики хиянәтчиләрни җазалаш қатарлиқ чариләрни қоллиниш һәмдә таможна хадимлири вә әмәлдарларниң маашлирини өстүрүш керәкликини оттуриға қойиду.

Америка халисиму, русийә билән хитай халимаслиқи мумкин

Америка қошма шитатлири мәркизий асияниң демократийилишишиға әзәлдинла диққәт етибарини берип кәлгән болуп, мәркизий асия анализчилириниң қаришичә, америка қирғизистан, өзбекистан, қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң демократик тәрәққиятини илгири сүрүш мәқситидә мәлум дәриҗидә иқтисадий ярдәмләрни бәргән. Мәсилән, қирғизистан мустәқил болған 15 йил җәрянида америкидин бир милярд долларға йеқин ярдәмгә еришкән болуп, дөләт хамчотиниң муһим қисими буниң билән һәл қилинған икән.

Мәркизий асия һоқуқ қоғдиғучилиридин өзбекистанлиқ сиясийон җаһангир муһәммәд қатарлиқларниң қаришичә, районда диктаторлуқ, парихорлуқ түзүмлири шуниңдәк иқтисадий қашшақлиқ йәнила һөкүмран орунда турмақта, хитай вә русийә бу хил түзүм вә вәзийәтни давамлиқ сақлап қелип, америкиниң тәсирини райондин сиқип чиқириш үчүн райондики һазирқи диктатор рәһбәрләр билән қоюқ һәмкарлашмақта.

Америка мәркизий асияниң иқтисадий җәһәттин бир гәвдигә айлиниши халисиму, лекин әзәлдинла түркий хәлқләрниң бирлишишиға қарши туридиған русийә билән хитай буни халимаслиқи мумкин. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.