"Аз санлиқ милләтләр немә үчүн хәнзуларға қарши туриду," дегән мақалиға баһа
2006.10.10
Радиомиз обзорчиси сидиқ һаҗи рози хитай аптори чең йүәнниң "улуғ ера" тор бетидә елан қилған "аз санлиқ милләтләр немә үчүн хәнзуларға қарши туриду," дегән темидики мақалисиға обзор елан қилип, чең йүәнни "хитай миллити билән хитай коммунистлириниң мәнпәәт бирликини йошурмақчи болған," дәп әйиблиди.
Чең йүән мақалисида "коммунистик партийә уйғурларға етибар бәргән туруқлуқ уйғурлар йәнә нимә үчүн мустәқиллиқ дава қилиду," дәп язған. Сидиқ һаҗи рози, " коммунистик партийиниң җуңгода хитай миллитигә вәкиллик қилидиғанлиқини ким инкар қилалайду," дәйду.
©
2006 Radio Free Asia