Америкидики мутәхәссисләр хитайниң баш көтүрүшигә қандақ қарайду?


2004.12.22

Баш шитаби америкиниң пайтәхти вашингтондики мустәқил тәтқиқат оргини болған "мирас фонди җәмийити" дүшәнбә күни илмий муһакимә йиғини өткүзүп, хитайниң баш көтүрүши вә америкиниң хитайға қаратқан сияситини музакирә қилди.

Муһакимә йиғинида алди билән америкидики мустәқил тәтқиқат орни болған рәнд ширкитиниң мутәхәссиси җәймис мулвәнин ( James Mulwenon) сөз қилди. У 1997 - йили асия иқтисадий кризиси йүз бәргәндин кийин, хитайниң шәрқий җәнубий асия вә хошна дөләтлириниң иқтисадини һәрикәтләндүридиған бир күчкә айланғанлиқини көрсәтти.

Хитайниң дипломатик тәсири күчәйгән

Униң билдүрүшичә, 2002 - йилидин буян шәрқий җәнубий асиядики дөләтләрниң иқтисадиниң әслигә келишидә хитай асаслиқ рол ойниған. Бу дөләтләрниң хитайға қаратқан експорти тиз сүрәттә ешип, нәтиҗидә хитайниң асиядики дипломатик тәсириму барғансири күчәйгән. Мулвәнин , бу сәвәбтин шәрқий җәнубий асиядики дөләтләрниң америка билән хитай әгәр тәйвән мәсилисидә тоқунушқан шараитта, америкиниң тәләплиригә иҗабий инкас қайтурмаслиқи мумкинликини оттуриға қойди.

Хитай милләтчиликини бас алмаслиқи мумкин

Йиғинда сөз қилған "америка кархана тәтқиқат иниститути " ниң хитай ишлири мутәхәссиси даниял булумәнсил (Danial Blumentral), хитайниң иқтисадий вә сиясий күчиниң тез ешишиниң икки тәрәптин кишини әндишигә салидиғанлиқини билдүрди. Биринчиси, хитайниң һакиммутләқ диктатор сиясити билән зор иқтисадий күчи бирләшсә, америкиға тәһдид елип келиши мумкин. Иккинчидин, дөлити күчәйгәндин кийин хитайлар өзиниң яман ғәрәзлири вә милләтчиликини басалмаслиқи мумкин. Униң ейтишичә, әйни вақитта, адолоф гетлир германларниң пәллигә чиққан милләтчилик кәйпиятидин пайдилинип, фашист дөләтни қуралиған.

Хитай, америкиниң истратегийилик һәмраһи болалмайду

Ундақта хитайниң, кәлгүсидә биринчи қетимлиқ дуня уруши мәзгилидин кейинки германийигә айлинип қелиш иһтималлиқи барму? дөләт күчи ашқандин кейинки хитай билән америка мәнпәәт тоқунишидин сақлиналамду? дигән мәсилиләргә қарита, хитай ишлири мутәхәссиси даниял булумәнсил мундақ диди:

- Хитайниң қандақ бир күчлүк дөләт болиши, хитай билән америка оттурисидики тоқунушниң характерини бәлгиләйду. Әгәр хитай явропа бирликигә охшаш бир күчлүк сиясий гәвдә болуп, пәқәт иқтисадий җәһәттики гүллинишнила қоғлашса, ундақта америка билән хитайниң тоқунуши анчә күчлүк болмайду. Әмма, һазирқи вәзийәттин қариғанда, хитай яврупа бирликиниң тутқан йолини қоғлишидиғандәк әмәс. Тәйвән мәсилиси буни ениқ испатлайду. Бейҗиң тәйвән билән иқтисадий җәһәттә һәмкарлишишини әмәс, бәлки тәйвәнни бирликкә кәлтүрүшни тәкитләватиду. Бундақ бир һаләттики хитай, америкиниң истратегийилик һәмраһи болалмайду.

Хитайниң бихәтәрлик мудапиә системиси қуруш пилани бар

Америкиниң хитайда турушлуқ сабиқ әмәлдари әрк мәквәдин (Erk Mchwaden) ниң билдүрүшичә, йеқиндин буян, хитай һөкүмити шәрқий асиядики бихәтәрлик һәмкарлиқи җәһәттә йеңи бир пиланни оттуриға қойған. У болсиму, шәрқий асия дөләтлири бирләшмисидики 10 дөләт билән хитай, японийә, җәнубий корийә бирлишип, шәрқий җәнубий асияда йеңи бир бихәтәрлик мудапиә системисини қуруп чиқиш икән. Мумкин болса, хитай бу системиға йәнә шималий корийә билән моңғулийини қошушни халайдикән. Әрк мәквәдин мундақ дәп көрсәтти:

- Мениңчә, йиғинға қатнашқан һәр қайси затлар шәрқий җәнубий асия бихәтәрлик мудапиә системисини аңлап бақмиған болиши мумкин. Америкиму асасән, хитайниң буни әмәлгә ашуруш йолидики депломатик урунушлириға сәл қараватиду. Мениң игилишимчә, америка дөләт бихәтәрлик комитети хитайниң бу йеңи пиланини техи әстайидил ойлишип бақмиди. Әмма мән көпчиликниң сәмигә шуни селишни халаймәнки, бейҗиңниң депломатлири маңа тәсвирләп бәргән шәрқий җәнубий асия бихәтәрлик системиси америкини өз ичигә алмиған. Америкиниң тәсириниң сиртидики бу бихәтәрлик системиси, америкиниң мәнпәәтигә уйғун кәлмәйду.

Кондилиза райис ташқи ишлар министири болса

Йиғинниң ахирида " мирас фонди җәмийити" ниң һәрбий ишлар мутәхәссиси җон тасик (John Tkachik) сөз қилип, пат арида америкиниң ташқи ишлар министирлиқ вәзиписини тапшуруп алидиған кондилиза райисниң, хитайниң асиядики тәсириниң барғансири күчийишини чәклиши мумкинликини оттуриға қойди. У буни, америкиниң асиядики сияситиниң йеңи бир башлиниши дәп көрсәтти. Җон тасикниң билдүришичә, кондилиза райис ханим 2000 - йилиниң башлири " ташқи ишлар жорнили" да бир парчә мақалә елан қилип, мундақ дәп язған:

"Хитай, америкиниң асияда ойниған ролиға өчмәнлик қилиду. Асия вәзийитидә өзигә пайдилиқ өзгириш ясашни халайду". Җон тәсикниң тәкитлишичә, әгәр кондилиза райисниң төт йил авал язған бу мақалиси бир хил йитәкчилик рол ойниялиса, у һалда америкиниң бу йеңи ташқи ишлар министири чоқум америкиниң асиядики инавити вә тәсир күчиниң төвәнләп кетишини пүтүн күчи билән тосайду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.