Хитайниң бәш йиллиқ истратегийилик уран записи пилани
2007.04.18
Хитай өзиниң атом қувити санаитини кеңәйтиш еһтияҗиға маслишиш үчүн бәш йиллиқ истратегийилик уран записи пилани түзүп чиққан. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт мудапиә пән-техника комитетиниң он биринчи бәш йиллиқ атом санаити пилани' дәп аталған пиланида, хитайниң онлиған атом енергийиси завутлири әвлат йеңилайдиғанлиқи, 2006 - йилидики 6 милйон киловатлиқ сәвийини 2020 - йилиғичә 40 милйон киловатлиқ сәвийигә йәткүзидиғанлиқи, униң ишәнчлик сәвийисини һазирқи 1% тин 4 % ға йәткүзидиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Хитайниң истратегийилик уран записи пилани, 'шинхуа агентлиқи' ашкарилап қоюшичә, өзиниң вә сирттин импорт қилидиған уран мәһсулатлирини нәччә һәссиләп көпәйтиш арқилиқ ишқа ашурулидикән. Хитай һөкүмити буйил 1- айда австралийә билән уран импорт қилиш келишими түзгәндә, өзиниң уран записи пүтүн дунядики уран записиниң 40% ни тәшкил қилиши лазимлиқини ипадилигән иди. (Вәли)