Уйғур мәсилиси- милли мәсилә шундақла демократийә мәсилисидур
2006.02.27
Йеқинда чәтәлдики хитайларниң тор бәтидә хитай демократлиридин чән покоң әпәндиниң "шинҗаң мәсилиси вә демократийә" намлиқ мақалиси елан қилинди. У, бу мақалида хитай даирлири тәрипидин шинҗаң, уйғурлар тәрипидин шәрқи туркистан вә уйғуристан дәп атилип кәлгән бу земинниң хитайға нисбәтән истратегийилик әһмийити, уйғурлар вәтинидә уйғурлар билән хитайлар оттурисидики тоқунушларниң маһийәтлири, уйғурларниң қаршилиқ корситиш һәрикәтлири, сабиқ советләр иттипақи йимирилишиниң уйғурларға көрсәткән тәсири вә 11-синтәбир вәқәсидин кейинки хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити қатарлиқлар һәққидә қарашлирини оттуриға қойған.
Уйғур раюни хитайниң әң чоң енергийә түврүки
Чән покоң әпәнди мақалисини, хитайниң енергийигә болған еһтияҗиниң ешип барғанлиқи билән башлайду. У мундақ язиду:
Шинҗаң мәсилиси һәққидә тохталған икәнмиз, алди билән хитайниң енергийә мәнбәлири һәққидә тохтилишқа тоғра келиду. Хитай һазир йигирмә нәчә йилдин буянқи, әң еғир енергийә кризиси ичидә турмақта. Хитайда еликтрик қәһәтчилики, көмүр вә нефит қәһәтчилики омуми йүзлүк партлиди. Електир күчи йетишмәслик мәсилиси һәммә өлкидә дегүдәк мәвҗут болмақта.. Хитай 93 йилидин башлап нефит импорт қилишқа башлиғаниди. Нефиткә болған тәләп һәссиләп ешип бериши билән, у, 2003-йили дунядики нефит импорт қилидиған 2-чоң дөләткә айланди. Хитай йәнә өзиниң чәтәлдә тәрәп-тәрәптин енергийини қолға кәлтүрүшигә капаләтлик қилиш үчүн, һәрби хираҗәтни һәссиләп ашурмақта. Хитайниң дипломатийисиму әмилийәттә енергийә дипломатийиси болмақта. Бундақ вәзийәттә мол енергийә мәнбәсигә игә шинҗаңниң хитайға нисбәтән әһмийити техиму ашиду. У уйғур вәтини билән һәйлоңҗаң өлкисини хитайниң 2 чоң енергийә төврүки дәп тәрпләйду.
Чән покоң мақалисидә хитайниң енергийидә еғир дәриҗидә чәткә тайинидиған бирдин бир чоң дөләт икәнликини, тарихта енергийә мәнбәлиридин йоқсун доләтләрдин бәзилириниң, әсәбий милләтчилик роһи билән кеңәймичилик йолини таллиғанлиғини әскәртип, мундақ язиду:
Хитай коммунистлириниң сиртқа қарита кеңәймичилик қилишиниң мумкинчилики һазирчә анчә чоң әмәс. Амма улар мол енергийә мәнбәлиригә игә болған шинҗаңға қарита контроллуқни техиму күчәйтидуки, һәргизму бошаштурмайду. Шинҗаңниң кәлгүсидә хитайдин айрилиш мумкинчилики интайин кичик. Буни бу районниң җуғрапийилик сиясити вә хәлқаралиқ стратегийә бәлгилигән. Дәйду, ама у бу һәқтә һечқандақ чүшәнчә бәрмәйду.
Уйғур мәсилиси милли мәсилә, шундақла кишилик һоқуқ мәсилисидур
Шинҗаңдики милли мәсилиниң мәнбәси хитай компартийисиниң мустәбитлики вә қаттиқ қоллуқ һөкүмранлиқи билән мунасивәтлик. Хитайлар хитай компартийисиниң сияси зулумиға учраватқан болса, уйғурлар хитай компартийисиниң қош зулумиға йәни сияси зулум вә милли зулумға учримақта.
Аптор мақалисидә уйғур мәсилисиниң милли мәсилә вә кишилик һоқуқ мәсилиси икәнлики илгири суруп: шинҗаңдики милли мәсилиниң мәнбәси хитай компартийисиниң мустәбитлики вә қаттиқ қоллуқ һөкүмранлиқи билән мунасивәтлик. Хитайлар хитай компартийисиниң сияси зулумиға учраватқан болса, уйғурлар хитай компартийисиниң қош зулумиға йәни сияси зулум вә милли зулумға учримақта. Уйғурлар өзиниң тәқдирини өзи бәлгилийәлмәйду, әксинчә башқа милләтләр уларниң тәқдиригә һокум қилиду. Мана бу мәсилиниң вә тоқунушниң түгүнидур, дәп язиду.
Шәрқи туркистан мәсилиси етник мәсилә, у сияси йол билән һәл қилиниши керәк
Канададики шаир вә сияси анализчи әхмәтҗан осман бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: хитайда йәнә нурғун мәсилиләр мәвҗут. Шәрқи туркистан мәсилиси, тибәт мәсилиси, ички моңғулийә мәсилиси қатарлиқлар. Бу мәсәлләр етник милли мәсилә болғанлиғи үчүн вә хитайдики бир партийилик сияси тузум бу мәсилиләргә куч арқилиқ арилашқанлиғи вә бу мәсилиләрни сияси йол билән һәл қилишни рәт қилип кәлгәнлики үчүн, бу йәнә кишилик һоқуқ мәсилисигә берип четилиду. Алайлуқ, шәрқи туркистан хәлқи, тибәт хәлқи өзлириниң һоқуқлирини тәләп қилған вақитта, бу милли һәқ-һоқуқ зорлуқ куч билән бастурулиду. Бу йәрдиму кишилик һоқуқ дәпсәндичилики юз бериду. Мениңчә, хитайда бир партийилик сияси тузум өзгәрмәй туруп вә хитайдики етник мәсилиләргә тинчлиқ йол сияси йол билән муамилә қилинмай туруп, хитайда кишилик һоқуқтин соз ечиш мумкин әмәс.
Хитай һөкүмити 11-сәнтәбир вәқәсини сүйистимал қилди
Чәң по коң мақалисидә йәнә хитай һөкүмитиниң америкиға нисбәтән өчмәнлики юзисидин "әлқаидә" гә охшаш тәррор тәшкилатлирини астириттин қоллиғанлиғини баян қилип мундақ язиду:
Хитай даирлириниң дөләт ичидики барлиқ тәшвиқати өзиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилиду. Бейҗиң бир тәрәптин америкиға қарши турушниң еһтияҗи билән, узун муддәт әлқаидә вә талибан қатарлиқ тәррор тәшкилатлири билән еғиз-бурун ялашқан вә ахбарат васитилирида бу террорчи гуруһларни америкиға яки аталмиш зораванларға қарши қәһриман, дәп тәшвиқ қилип кәлгәниди. Хитай пуқралириму билип билмәй бу бишарәтни қобул қилип, террорчиларға мәдәт берип кәлди.. Амма хәлқара вәзийәтниң өзгириши билән, болупму 11-синтәбир вәқәсидин кейин, америка башчилиқида, тероризимға қарши иттипақниң қурулуши билән, хитай вәзийәтни сүйистимал қилип, бир юмилапла, илгири өзи астириттин қоллап кәлгән әлқаидә, талибан қатарлиқларниң террорчи тәшкилат икәнликини етирап қилди һәмдә йәнә бу тәшкилатларни шәрқи туркистан тәшкилатлири билән оз ара бағлашқа башлиди вә бу һәқтә давраң көтүрди. Хитай терроризмға қарши күрәшкә қатнишидиғанлиқини җакарлиған болсиму, йәнә иран қатарлиқ зораван дөләтләрни астриттин, кәң көләмдә қирғинчилиқ қилғучи қораллар билән тәминләп, терроризимни қоллаштин йәнила қол үзмиди. Бейҗиңниң мурәккәп роһи һалити вә бир биригә зит болған тәшвиқатлири хитай хәлқиниму гаңгиритип қойди.
Чән покоң әпәнди мақалисидә бейҗиң даирлириниң алдинқи йили, шәрқи туркистан тәшкилатлириниң йеңи деһлидики хитай баш әлчиһанисиға һуҗум қилмақчи болғанлиғи һәққидә хәвәрни тарқатқанлиқи вә буниң ойдурма икәнлики испатланғанлиғи, хитайниң бу хил аталмиш хәвәрләрни чәтәлдики фалуңуңчилар устидинму пат-пат тарқитидиғанлиқини әскәртип өтиду.
Хитайниң парчилиниши муқәррәр, амма уйғур мәсилиси аптономийә, федератсийә йоли билән һәл қилиниши керәк
Мақалә аптори демократийә вә оз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи тоғрисидиму тохтилип:хитайда мустәбит тузум давам қилғанлиқи үчүн көрүнүштә у бирликкә кәлгәндәк көрүнсиму, узунға созулған мустәбит тузум, авам хәлқниң қәлбини парчилап болди. Шуңа хитайниң парчилиниши вақит мәсилисидинла ибарәт. Бугүнки мустәбит түзүмләр дөләтни һалак қилишниң мәнбәси болмақта. Һазир уйғурлар зораван һөкүмәтниң қулиға айлинипла қалмастин йәнә хитай миллитиниң өзиму зораван һөкүмәтниң асаритидә қалди. Қулда һоқуқ болмиғини үчүн, униң вәтиниму болмайду. Шәхисниң һоқуқидин еғиз ечиш мумкин болмиған икән, ундақта милләтниң һоқуқидин соз ечиш техиму мумкин әмәс. Дәп язиду.
Чән фокоң мақалисиниң ахирида милли мәсилини- пәқәтла бир милләт билән иккинчи бир милләт оттурисидики мәсилә дәп қарашқа болмайдиғанлиқи, бугүнки дуняда демократик һоқуқ билән милли һоқуқниң озара бир биригә бағлинидиғанлиқи, милли мәсилини айрилип чиқиш яки бөлүнүш билән һәл қилишниң мумкин әмәслики, буни аптономийә, федератсийә вә кон федератсийә йоли билән һәл қилишниң әң яхши йол икәнликини алаһидә тәкитләп өтиду.
Уйғурлар кәлгүсигә өзлири қарар бериши керәк
Канададики мәлум университитниң профессори лин чунфу бу мақалә һәққидә тохтилип: тарихта уйғурларниң мустәқил дөләт икәнлики бир һәқиқәт. Реаллиқни инкар қилишқа болмайду. Әпсуски, һазир уйғурларниң хитайниң мустәмликисигә айлинип қалғанлиқиму бир һәқиқәт. Уйғурлар кәлгүси үчүн мустәқил дөләттә яшамду яки хитай хәлқ җумһурийитидә яшашни халамду, буниңға өзлири қарар бериши керәк дәйду.
Чән покоң мақалисидә уйғурларниң демократийә әркинлиги һәққидә коп тохталған болсиму, амма у уларниң мустәқил дөләттә яшаш һоқуқи барлиғидин баштин ахир өзини тартиду. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда аз санлиқ милләтләр кишилик һоқуқидин бәһриман болаламду?
- Хитай зиялийси: уйғурларниң мустәқил дөләт қурушини қоллаймән
- Өмүр бойи әркинлик излигән язғучи лю биңйән һәққидә әслимиләр
- Хитай зиялийсиниң уйғур елидики миллий сиясәт һәққидики қарашлири
- Уйғурлар аптономийидин һәқиқәтән бәһриман боливатамду?
- Чәтәлдики уйғурлар 50 йилға баһа бәрмәктә
- Уйғур елидики тәрәққиятлардин йәрлик хәлқ мәнпәәтләндиму?
- Уйғур елидә 50 йил мабәйнидә йүз бәргән әң чоң өзгириш немә?(1)