Коммунист хитай һөкүмити бир зораван гуруһ, у тиклигән йәрлик әмәлдарларму номуссиз ялғанчи
2008.03.20
Тәйвәндә 3 - айниң 22 - күни өткүзүлидиған президент сайлиминиң тәйярлиқи һазир нормал давамлишиватиду; тәйвән һазир тибәтләрниң хитайниң бастурушиға қарши елип бериватқан һәрикәтлирини қизғин қоллаватиду; уйғур кишилик һоқуқ паалийитиму тибәтләрниң коммунист зулумиға қарши һәрикәтлирини қоллаватиду; хитай һөкүмити болса, тибәтниң диний даһиси далай ламаға тибәтниң мустәқиллиқидинла әмәс, бәлки тәйвәнниң мустәқиллиқидинму ваз кәчсә, андин униң билән сөһбәт өткүзидиғанлиқини җакарлаватиду. Бундақ вәзийәттә, америкиниң японийидики һәрбий базисида туруватқан 'кичик лачин' бәлгилик авиаматка урушчи парахотлар топи тинч окянға чиқип, тәйвән арилиға йеқин җайларда нормал һәрбий мәшқ башлиди. Бу һәқтә хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш җәһәттә тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан мустәқил язғучи, сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди зияритимизни қобул қилип, һазирқи хитай - тәйвән - тибәт - уйғур - америка мунасивәтлири һәққидә мулаһизә елан қилди.
Хитай һазир америка арқилиқ тәйвәнниң мустәқиллиқини басмақчи
Америка - хитай мунасивити һәққидә, лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, хитай һазир америкиға'тәйвәнниң мустәқил болуш - болмаслиқи һәққидә омум хәлқ аваз қоюшни елип бармаслиқ керәк' дәп шәрт қоюп, америка арқилиқ тәйвәнниң мустәқиллиқини басмақчи болуватиду. Бу хитай - америка мунасивәтлиридики бир алаһидилик.
Әмәлийәттә тәйвән бир демократик дөләт, президент сайлими елип бериш, омум хәлқ аваз қоюш дегән наһайити нормал демократик паалийәт, у зораванлиқ һәрикәт әмәс, әмма хитай һөкүмити тәйвәнгә 'зораванлиқ қилди' дәп төһмәт чаплайду, әмәлийәттә хитай коммунист һөкүмити өзи зораванлиқ гуруһи, униң башқиларни 'зораванлиқ қилди' дейиши һәргизму пут терип туралмайду. Мениң қаришимчә, америка әгәр тәйвәндә омум хәлқ аваз қоюшқа қошулмиған тәқдирдиму, хитайниң тәйвәнгә қорал ишлитишигә һәргиз йол қоймайду. Шуңлашқа, һазирқи вәзийәттә, америкиниң 'кичик лачин' авиаматка урушчи парахотлар топиниң тәйвән әтрапиға йеқинлишиши әҗәплинәрлик әмәс, бәлки шундақ қилиши керәк.
Тәйвән һазир тибәтни қизғин қоллаватиду
Тәйвән - тибәт мунасивити һәққидә, лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, тибәт һазирму хитайниң бир қисми, тәйвән техи әмәс, бу тәйвән билән тибәтниң охшимайдиған йери. Әмма тәйвән билән тибәт охшашла дуч келиватқан мәсилә шуки, хитай һөкүмити тәйвәнниңму, тибәтниңму мустәқиллиқиға, һәтта аптономийә йүргүзишигиму қарши туруватиду. Бундақ әһвал астида, тәйвән һазир тибәтни қизғин қоллаватиду, буни хитай кәлтүрүп чиқарди. Чүнки езилгән хәлқләр һаман бир - бирини қоллашқа мәҗбур.
Гәрчә далай лама мустәқил болмаймиз, дәп турсиму, хитай йәнила уни 'мустәқил болмаслиққа вәдә бериши керәк, тәйвәнниң мустәқил болмаслиқиғиму вәдә бериши керәк' дәватиду. Бундақ шәртни тәйвәнгә қоймай дала ламаға қойғанлиқи, бу бир йолсизлиқ! далай лама хитайниң бу шәртини рәт қилди. У тәйвән хәлқниң райиға һөрмәт қилиду, тәйвәнму тибәт хәлқниң райиға һөрмәт қилиду. Тәйвәндә 3 - айниң 17 - күнидин башлап һәр күни кәчтә шам нурида тибәткә мувәппәқийәт тиләш паалийити болуватиду, мана бу хәлқниң райи. Әмәлийәттә бу икки әлниң хәлқини хитайниң адаләтсизлики техиму йеқинлаштурмақта.
Хитай һөкүмити тибәткә қопаллиқ қиливәрсә, бу уйғурлардиму әкс тәсир пәйда қилиду
Тәйвән - тибәт - уйғур мунасивити һәққидә, лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити тибәткә, тәйвәнгә мушундақ қопаллиқ қиливәрсә, бу уйғурлардиму әкс тәсир пәйда қилиши мумкин. Бу үч әлниң өз - ара һәмкарлиқини күчәйтиши мумкин. Гәрчә буниңдин кейин уйғурларниң қандақ һәрикәт қоллинидиғанлиқини тәсәввур қилалмисамму, әмма уларниңму қандақла болмисун бир хил шәкил билән хитай һөкүмитигә қарита қаршилиқ көрситидиғанлиқиға ишинимән.
Ху җинтав қайтидин рәис болупла йәнә тибәтни бастурушқа киришти
Лин бавхуа әпәнди ху җинтав ниму тилға алди. Униң баян қилишичә, 1989 - йили тибәттә қораллиқ қисимларға қоманданлиқ қилип тибәтләрни бастурған ху җинтав һазир йәнә қайтидин рәис болуп сайланди, дейилгәндә, тибәттә йәнә бастуруш башланди. Һазирқи бастуруш тәдбирлири бурунқиға опму - охшаш, бәлки техиму қаттиқ. Һазир йәнә техиму көп һәрбий қисимлар тибәткә кирди. Бу - - ху җинтав һоқуқ тутуп турсила тибәтни давамлиқ бастуридиғанлиқидин дерәк бериду.
Хитай һөкүмитиниң һазир тибәткә қолланған тәдбири 4 - ийон вәқәсидики билән охшаш
Лин бавхуа әпәнди тибәт намайиши билән 1989 - йилидики 4 - ийон вәқәсини селиштурди, униң қаришичә, хитайниң зулумиға чидимиған тибәт ламалири намайишқа чиқти. Уларни коммунист партийә бастурди. Бастурғандин кейин уларму қаршилиқ көрсәтти. Тоқунуш болғанда адәм уруш, һәтта адәм өлүш вәқәси келип чиқмайду дегили болмайду. Әслидә хитай һөкүмити тәрәп қораллиқ бастурған, адәм өлтүргән.
Йәнә бир тәрәп қаршилиқ көрсәткәндин кейин йүз бәргән вәқәни бир тәрәплимә һалда елан қилип, өзиниң қилғинини көрсәтмәй, йәнә бир тәрәпниң қаршилиқ қилғининила көрситип, вәқәни астин - үстүн қилип 'хәнзу хәлқини өлтүрди' дәп тибәтләргә төһмәт чаплаватиду. Хитай һөкүмити өзини 'бастурушқа мәҗбур болған' қилип көрситиватиду. Бу хитай һөкүмитиниң худди 4 - ийон вәқәсидә қолланған һелә - нәйрәңлири билән опму - охшаш.
Хитай һөкүмити талливалған йәрлик әмәлдарлар номус қилмайдиған ялғанчилар
Лин бавхуа әпәнди хитай һөкүмитиниң тибәтләрдин вә уйғурлардин қандақ шәхсни таллап йетиштүргәнлики һәққидә тохталди. Хитай армийисиниң бронивиклири, һәрбийлири кочиларда оқ чиқарған көрүнүшләрни һәммә адәм ениқ көрдиғу! - дәйду лин бавхуа әпәнди мулаһизисидә, - тибәтниң аптоном район рәиси шамба пинсо 'һәрбий қисимлар тибәттә куча сүпүргән' деди, - азадлиқ армийиниң бронивиклири әхләт машинисимиди? бу киши изар тартмай бундақ бимәнә гәпләрниму қилалиди. Коммунист партийә тибәтләрдин, уйғурлардин талливалған әмәлдарлар мушундақ билими төвән, меңиси йоқ, сөз текистини йезип бәрмигәндә, өзи сөз қилса, танка билән хәлқни бастурғанни кучиларда тазилиқ қилди, дәйдиған бимәна сөзләрни қилиду, бу һазир хәлқаралиқ чақчаққа айланди. Бир милләтниң рәһбири мушундақ әһвалға чүшүп қелиши, бир ечинишлиқ әһвал, бир милләт мушундақ адәмләргә тайинип қандақму аптономийә йүргүзәләйду? бундақ кишиләр пәқәт ғалча болалайду, өзигә - өзи хоҗа болалмайду, бундақ әһвал хоңкоңдиму бар. Мана бу хитай һөкүмити аптономийә йүргүзүватқан җайлардики паҗиә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр
- Лхасаниң вәзийити йәнила җиддий, исян тибәтниң қошна районлириға кеңәйди
- Тибәттә йүз бәргән тоқунушқа түркийә мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр берилди
- Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида болған тибәтләр намайишиға уйғурларму қатнашти
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
- Тибәтликләр нюйоркта бейҗиң олимпикигә қарши наразилиқ паалийәтлири елип барди
- Америкиниң хитайниң һәрбий күчи һәққидики 2008- йиллиқ доклати инкас қозғиди
- Тәйвәндә җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң аталғулири дәрслик китаблардин чиқириветилди
- Сүргүндики тибәт һөкүмити хитайға қарши пиядә меңиш паалийити қозғиди
- Сабиқ америка президенти җими картер дең шавпиң билән түзгән хусусий келишимни ашкарилиди