Америка палата мәслиһәтчилири, хитай җасуслуқ һәрикитини 1 ‏- дәриҗилик тәһдит дәп елан қилди


2007.11.16

Америка‏-хитай мунасивитидики иқтисадий вә бихәтәрлик ишлирини көзитиш комитети, түнүгүн йәни 15 ‏- ноябир күни йиллиқ доклат елан қилип, хитай һәрбий техникисидики йүксилишниң америка һөкүмәт әмәлдарлириниң мөлчиридин көп үстүн вә әндишилинәрлик дәриҗидә икәнликини әскәртип хитай җасуслуқ һәрикитини америка технологийиси үчүн 1 ‏- дәриҗилик тәһдит дәп елан қилди һәм бу мунасивәт билән, америка дөләт мәҗлисни, җасуслуққа қарши хизмәткә көпрәк мәбләғ аҗритип, хитайниң америкидин техника оғрилишини тосушқа чақирди.

Хитай пулиниң қиммитини сүний тәңшәватиду

Мәзкур доклатта, хитайниң дөләт игиликидики вә һимайисидики ширкәтлири арқилиқ, америкидин техника вә учур оғрилаватқанлиқи вә бу учурни өзлириниң һәрбий техникиси үчүн пайдилиниватқанлиқи оттуриға қоюлған. Доклат, хитай җасуслириниң, техника оғрилашта вақит вә пул сәрпияти билән һесаблашмаслиқ йолини тутқанлиқини ашкарилиған.

Доклат хитай хәлқ азатлиқ армийисиниң вәйран қилиш характерлик уруш техникисини тәрәққий қилдурушқа зиядә тиришиватқанлиқини оттуриға қойған, буниңға мисал қилип, 2006 ‏- йил хитай елип барған башқурулидиған бомба синиқиниң америкиниң суний һәмраһ учур ториға зиян йәткүзгәнликини, хитайниң хаккер һуҗумлириниң америка вә явропа һөкүмәтлириниң интернет системисини нишан қилғанлиқини көрсәткән.

Мәзкур доклат йәнә, хитайниң 11 ‏- бәш йиллиқ пиланида оттуриға қоюлған, учур техникиси, телефон алақә ишлири, қатнаш -трансипорт вә авиатсийә қатарлиқ он нәччә хил саһәдики ширкәтләрни дөләт игиликидә башқурушни давамлаштуруш қарарини базар игилики системисидин чәтнәш дәп көрсәткән һәм буни дуня сода тәшкилатиниң асасий принсиплириға хилап дәп әйиблигән.

Доклат йәнә, хитайниң хитай пулиниң қиммитини әркин базарниң бәлгилишигә қоювәтмәй, сүний тәңшәватқанлиқини, бу әһвалниң, хәлқара тиҗарәттә, адил риқабәт муһитиға дәхли йәткүзүп хитай ширкәтлиригә имтияз яритип бериватқанлиқини, америка ширкәтлириниң бу вәзийәттин зиянға учраватқанлиқини оттуриға қойған.

Хитай өз хәлқи ичидә әҗнәбий дүшмәнликини йетиштүриватиду

Доклат йәнә, хитайниң көмүр енергийә санаитини башқуруштики аҗизлиқи сәвәбидин муһит кирлишиш мәсилисиниң хитайдин һалқип америкиғиму тәсир көрситиватқанлиқини, хитайниң енергийә тиҗаритидә, мәһсулатни башқа дөләтләрдәк хәлқара базардин сетивалмай йәң ичи содиси қиливатқанлиқини, буниң нәтиҗисидә судан, берма, иран қатарлиқ инсан һәқлири дәпсәндә болуватқан дөләтләргә көпләп мәбләғ селип, бир тәрәптин бу дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатирисини кирләтсә, йәнә бир тәрәптин хәлқара тиҗарәттә йолсиз пайда қазиниватқанлиқини оттуриға қойған.

Доклатта йәнә, хитай ахбарат вә учур алақисини қамал қиливелип, коммунистик партийә һакимийитиниң мустәһкәмлиниши үчүн пайдиланғандин сирт, башқа дөләтләрдики хәлқләрниң хитай һәққидә учур игилишигә,, сахта хитай мәһсулатлириниң зийинидин сақлинишиға тосқунлуқ қилди дәп көрситилгән. Хитайниң хәлқара қанунларға хилап һалда ташқи дунядин тарқитиливатқан радио ‏- телевизийә вә интернет учурлирини тосуп өз хәлқиниң учур әркинликини боғқанлиқини, оз хәлқигә қарита пәқәт милләтчилик тәшвиқати елип берип, әҗнәбий дүшмәнлики һессиятини йитилдүрүватқанлиқини ашкарилиған.

Доклат йәнә, хитай-һиндистан мунасивитигә орун бәргән болуп, хитай ‏-һиндистан арисидики чегра мәсилисиниң техи һәл болмиғанлиқи, һиндистанниң асия районидики хитай тәсиридин әндишә қиливатқанлиқи, бу җәһәттин америкиниң һиндистан билән ортақ һәрикәт қилиш имканиға игә икәнлики баян қилинған.

Хитай -тәйвән урушса америка чәттә қалалмайду

Америка-хитай иқтисадий вә бихәтәрлик ишлири көзитиш комитети, 2000 ‏- йили 30‏ - өктәбирдә қурулған болуп, бу комитетниң вәзиписи, америка -хитай сода- тиҗарәт мунасивәтлири давамида, америка дөләт бихәтәрликиниң тәсиргә учриған ‏-учримиғанлиқини назарәт қилиштур.

Хизмәт усули көзитиш, тәтқиқ қилиш вә доклат тәйярлаштур. Бу қетимқиси бәшинчи қетим һазирланған чоң һәҗимлик доклат болуп, комитет әзалири бу доклатни һазирлаш учун, хитай, тәйвән вә һиндистанда тәкшүрүш елип барған; бу дөләтләрниң һәрбий, мәмури әмәлдарлири, дөләт бихәтәрлик тәшкилатиниң хадимлири қатарлиқ һәр саһәдин мәлумат игилигән., бу қетимқи доклат, комитетидики һәр икки партийигә тәвә әзаларниң бирдәк мақуллишиға еришкән болуп, бу доклат, америка һөкүмитиниң хитай тәһдити үстидә җиддий ойлинишиға түрткә болидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

Доклаттики йәнә бир муһим нуқта, хитай- тәйвән мунасивитиниң барғансери йириклишип кетиватқанлиқи, икки тәрәп арисида уруш йүз бәрсә, америкиниң бу тоқунушниң сиртида қалалмайдиғанлиқини әскәртиши вә америка һөкүмитини, тәйвәнгә қарита һәрбй ярдимини күчәйтип, икки тәрәп арисида куч тәңпуңлуқини шәкилләндүрүшкә чақиришидур. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.